«Мәхситим – талантлиқ яшларға имканийәт яритиш» | |
|
Санийәм ИСМАЙИЛ: «Мәхситим – талантлиқ яшларға имканийәт яритиш»«Уйғур авази» гезити, 17.06.20, Йолдаш Молотов
Талантлиқ композитор вә иҗрачи Санийәм Исмайилниң https://parvaz.kz/index.php/2012-04-11-15-19-52 исми пәқәт Қазақстандила әмәс, шундақла дуния уйғурлириға яхши тонуш. Чүнки, у иҗат қилған нахшилар сәнъәтхумар хәлиқ арисида наһайити аммибап. Мәсилән, «Мениң исмим уйғур қизи» нахшиси – шуларниң бири. Сәнъәткарниң иҗадида ундақ нахшилар аз әмәс. Униң билән бу қетимқи сөһбитимизму асасән иҗадийәт тоғрилиқ болди. – Санийәм, март ейидин башлап биз таҗсиман вирусиға мунасивәтлик карантин режимида яшаватимиз. Карантин сәнъәткарларға, шәхсән сизгә қандақ тәсир қилди? – Таҗсиман вируси пандемиясини, биз, инсанларға, Аллаһ бәргән синақ дәп ойлаймән. Чүнки, растини ейтқанда, кейинки жилларда инсанлар арисидики мунасивәтләр тамамән башқичә түс елишқа башлиди. Аилидики, дост-бурадәрләр арисидики мунасивәтләр охшаш қәдрийәтләрниң әһмийити йоқашқа башлиди. Әйнә шу әнъәнивий қәдрийәтләрниң маһийитини биз мошу карантин вақтида толуқ һис қилдуқ. Инсан үчүн иҗтимаий торлар билән заманивий гаджетлардин башқа аддий инсаний мунасивәтләр, меһир-муһәббәт, наһайити муһим екән. Униңдин ташқири һәрбиримиз үчүн әмгәк қилишниң, сөйүмлүк кәсип билән шуғуллинишниң нәқәдәр әһмийәтлик екәнлигини яхши чүшәндуқ. Тәкитләш лазимки, карантин пәйтидә шәхсән өзәм барлиқ тәләпләргә риайә қилдим. Бу – мениң гражданлиқ мәвқәм. Һазир карантин тәртиви юмшитилип, әһвал бираз сағламлашқандин кейин, пәйдин-пәй илгәрки қелиплашқан һаят еқимиға чүшүватимиз. Карантин пәйтидә бош олтардим дәп ейталмаймән, бираз ишларни әмәлгә ашурдум. Композитор Дилмурат Баһаров билән һәмкарлиқта «Исмимдур аял» лайиһисини тәйярлаватимиз. Шундақла урпи-адәтлиримизгә мунасивәтлик келинни саламлиққа елип кириш әнъәниси һәққидә вә бөшүк нахшисини йезиватимән. Униңдин ташқири, яш талантларниң иҗадийитини рәтләш билән шуғулландим.
Әнди, умумән, сәнъәткарлар үчүн карантин көнмигән бир пәйт болди. Сәвәви, бизниң нурғун планлиримиз бар еди. Шуларниң һәммиси әмәлгә ашмиди. Униңдин ташқири сәнъәткар дайим һәрикәттә болиду. Һәрхил мәрасимларда, кечиликләрдә өзиниң күндилик тапавитини тапиду. Бу психологиялик һәм ихтисадий җәһәттин сәлбий тәсир қилди. Мошуниң һәммиси сәнъәткарлар арисида чоң мәсилини пәйда қилди.
– У қандақ мәсилә? – Тәбиәт әта қилған қабилийитини тәрәққий әткүзүшкә, оқушқа, үгинишкә интилмаймиз. Бизләрниң аң-сәвийәмиз миллий мәрасимлар биләнла чәклинип қалған. Иҗадий издинишни, өз кәспидә утуққа йетишни, кәйнимиздә бир из қалдурушни һазирчә ойлимаймиз. Карантинда, йәни мәрасимлар тохтиғанда бизниң ихтисадий әһвалимиз қийинлашти. Чүнки толимиз бирәр ениқ кәсип егиси әмәс. Фонограмма арқилиқ нахша ейтишқа адәтлинип қалдуқ. Мошуни яшлиримиз яхши чүшәнди дәп ойлаймән. Һәрбир инсан мәйли у сәнъәткар яки муәллим болсун, өз кәспини чин қәлбидин сөйүп, шу саһада иҗадий издинип, яхши тәҗрибә топлиса утуққа йетиду, өзигә керәк тапавәтниму тапиду. – Өзиңиз һазир немә иш билән шуғулиниватисиз? – Мән һазир иҗадийәттин ташқири, Алмутидики Алақә вә радиоэлектроника һәрбий институтида һәрбий оркестрниң баш музыканти болуп ишләватимән. Келәчәк һәрбийләрниң вәтәнпәрвәрлик роһини нахшилар арқилиқ көтүримиз. – Йәнә шәхсий иҗадийитиңизгә кәлсәк, сизни иҗат қилишқа немә илһамландуриду? – Мени иҗатқа өзәмниң вә башқиларниң һаяти илһамландуриду. Аһаң бәзидә туюқсиз келип қалиду. Илһам асасий җәһәттин һиссиятқа бағлиқ нәрсә. Бәзидә хапилиқта, бәзидә хошаллиқта келиду. Мәсилән, «Мениң исмим уйғур қизи» дегән нахша тарихий вәтинимизниң җәнубида бир мәрасимға берип қелип, шу мәһәллидики хәлқимниң әһвалини, турмушиниң начарлиғини өз көзүм билән көргәндә йезилған әсәр еди. Шу вақитта қәлбимдә «Мән өзәм ким? Мениң исмим немә? Исмим қәйәрдин пәйда болған?» дегән соаллар пәйда болди. Нахша һәқиқәтәнму жүрәктин йезилди. Мәзкүр нахшиниң хәлиқ арисидики аммибаплиғиму шуниңдин болса керәк. Әнди «Мән Яркәнтниң қизи» дегән нахшам болса, хошаллиқ илкидә йезилди. Бу нахшам Алмутидики Җумһурийәт сарийида өтидиған йәккә концертим һарписида, жутдашлиримға соға сүпитидә йезилған еди. Адәттә, мән дәрис өткәндә авазни жүрәктин чиқиришни үгитимән. Чүнки, жүрәктин, қәлбтин, чиққан аваз тамашибинға һөзүр беғишлайду. – Байқиғиним, сиз нахша мәтинигә алаһидә көңүл бөлүсиз? – Бир-икки нахшини демигәндә нахшиларниң һәммисиниң мәтинини өзәм язимән. Адәттә өзәм шеир язғанда калламда йеңи нахшиниң аһаңи аңлинип туриду. Йәни, мәтин билән биллә аһаңму дунияға келиду. – Әгәр сиздин иҗадиңиздики пәқәт бир нахшини таллап бериң дәп илтимас қилинса, қайси нахшини тәвсийә қилған болаттиңиз? – (ойлинип) «Чүшәнмәй яшаш һәммидин азап» дегән нахшамни тәвсийә қилаттим. Чүнки бу нахша мениң дунияға көзқаришимни толуқ ипадиләйду. Шундақла «Мениң исмим уйғур қизи» дегән нахшамниму тәвсийә қилған болаттим. – Өткәндә гезитимизда журналист Шәмшидин Аюповниң «Сәнъитимизниң бүгүнки әһвали сизни қанаәтләндүрәмду?» дегән мақалиси йоруқ көргәндин кейин мошу мавзу әтрапида иҗтимаий торларда муназириләр болди. Сизниң пикриңизчә, сәнъитимизниң әһвали һазир қандақ? – Қазақстандики уйғур сәнъити һәққидә гәп қилғанда, шәхсән өзәмниң пикричә, төвәндики сәнъәкарларни көрсәткән болаттим. Биринчи, һәқиқий мәнадики кәспий сәнъткарлар иҗадийити. Мәсилән, Уйғур театриниң артистлирини, «Дәрвишләр» топини, кәминәни ейтқан болаттим. Булар уйғур сәнъитиниң һулини тутуп туриду, алий кәспий дәриҗидә сәнъәтни намайиш қилиду. Иккинчиси, оқуп, кәспий билим елип, қериндаш милләтләр билән бирликтә утуққа йетиватқанлар. Андин мәрасимларда өзиниң талантини намайиш қиливатқан «сәнъәткарлар». Умумән алғанда, қанаәтлиништин көрә үмүтләр зор. – Сәнъитимизни тәрәққий әткүзүш үчүн немә қилишимиз керәк дәп ойлайсиз? – Тиришиш һәм билим елиш керәк дәп ойлаймән. Һазир Қазақстанда билим елиш үчүн һәммә шараит бар. Мәсилән, бийил Т.Жүргенов намидики Сәнъәт академиясидә уйғур бөлүми ечилди. Грантлар бөлүнди. Чайковский намидики колледжда уйғур бөлүми бар. Пәқәт оқуш керәк. Мени әпсусландуридиғини, талантлиқ балилиримиз мошу билим дәргаһлириға оқушқа чүшиду. Бир-икки жил оқуп, шәһәрниң епини тепивалғандин кейин оқушни ташлап, йәнила шу мәрасимларға тапавитини тепиш үчүн кетиду. Балини кичигидинла билимгә хуштар, таллиған кәспигә садиқ қилип тәрбийиләш керәк.Шуңлашқа мән йеңи лайиһәни қолға алдим. – У немә лайиһә? Шу һәққидә кәң тохтилип өтсиңиз? Уни қолға елиштики асасий мәхситиңиз немидә? – Алаһидә тәкитлигүм келидуки, қабилийитимни байқиған ата-анам мени қоллап-қувәтлигәчкә, билим елишим үчүн һәммә шараит яритип , изһар қилмақчимән. Шундақла Яркәнт шәһиридики Реһимҗан Тохтахуновниң музыка мәктиви мениң һаятимда чоң роль ойниди. Әйнә шу мәктәпни талай талантлиқ балилар тамамлиди. Мәзкүр мәктәптә оқуватқинимда синипниң лидери едим. Һәрқандақ уюштуруш ишлири мениң зиммәмдә болидиған. Шу вақитларда топлиған тәҗрибәм мениң кейинки һаятимда ярдәм қилди. Әнди мән алған билим тәҗрибәмни яшларға беришни халаймән. Чүнки, өзәм үчүнла яшашни үгәнмигән екәнмән. Қошумчә қилсам, бизниң талай атақлиқ сәнъәткарларниң шагиртлири йоқниң орнида. Демәк, улар өзлириниң барлиқ сәнъитини, маһаритини өзлири билән елип кәтти. Бу ечинишлиқ әһвал, әлвәттә. Хәлиқ арисида қабилийәтлик балилиримиз нурғун, амма, уларниң өзлириниң талантини намайиш қилишқа имканийити аз. Бирақ уларда қабилийәт, талант бар. Чоң сәһнигә чиқиш арманлириму йоқ әмәс. Мениң мошу мәктәпни ечиштики асасий мәхситим – талантлиқ балиларға имканийәт яритиш, билим бериш, утуққа йетишни үгитиш. Жуқурида тәкитләп өттүм, һазир елимиздә бирнәччә билим дәргаһида уйғур бөлүмлири ишләватиду. Мән шагиртларни әйнә шу оқуш орунлирида оқушқа тәйярлаймән. Мениң савақдашлирим һазир шу билим орунлирида дәрис бериватиду, рәһбәрлик хизмәтләрдә олтириду. Һаҗәт болса шуларға мураҗиәт қилиш имканийитимизму бар. Демәк, балиниң келәчигиниму ойлаймиз. Биз үчүн талантлиқ балиниң кәспий билими, униң утуғи наһайити муһим. – Сиз мәктәпкә оқуғучиларни қандақ таллайсиз? Яш җәһәттин чәклимиләр барму? – Һазирчә халиғанлар келиватиду. Бу йәрдә пул тепиш үчүн һәммисини еливатиду дегән сөз йоқ. Биз бир ай давамида халиғучини айрим синақлардин өткүзүмиз. Пәқәт шуниңдин кейин оқутушни давамлаштуримиз. Бәзиләр «авази йоқларниму нахша ейтишқа үгитишкә боламду?» дәп сориши мүмкин. Мениң пикримчә, һәрбир адәмниң өзигә чүшлуқ қабилийити бар. Уни дурус тәрбийиләшни, тоғра йолға селишни билиш лазим. Биз пәқәт вокалдинла дәрис бәрмәймиз. Умумий сәһнә мәдәнийитини, сәһнидә өзини тутуш қаидилирини, тамашибинға риайә қилиш маһарәтлирини үгитимиз. Униңдин ташқири, саз әсваплириниң алаһидиликлири, уларни челишни, нәқ мәйданда сазға җор болуш услублирини чүшәндүримиз. Һәптисигә икки қетим студиягә кәспий сазәндиләрни тәклип қилимиз. Шуларниң җор болушида оқуғучилар нахша ейтиду. Қошумчә қилсам, биз пәқәт миллий нахшиларнила үгәнмәймиз. Қазақ, рус, инглиз тиллиридики нахшиларни үгинимиз. Йәни миллийлик биләнла чәклинип қалмаймиз. Әнди яш җәһәттин һеч бир чәклимә йоқ. Һазирчә биздә 6 яштин 70 яшқичә болғанлар оқуватиду. 70 яшлиқ бир һәдимиз кичигидинла нахша ейтишни яқтураттикән. Мана пурсити келип уму үгиниватиду. Бизгә Талғирдин, Челәк тәвәсидин, Яркәнттин келиватқанлар бар. Җәми 30дин ошуқ оқуғучи. Униңдин ташқири, ейиға бир-икки қетим йезиларға берип, шу йәрләрдә маһарәт-дәрислириниму өтүватимән. Шундақла онлайн-дәрисләрниму өтүватимән. Тарихий вәтинимиздә, Түркиядә, Япониядә, Канадида яшаватқан қандашлиримиз саз челишни үгиниватиду. Униң үчүн һазир тарихий вәтинимиздин 100 дутарни буйрутма билән елип чиқип, шу қериндашлиримизға йәткүзүшни қолға алдуқ. – Һазир һәрхил музыкилиқ конкурслар көп. Немишкиду шуларға қатнишиватқан уйғур яшлири аз. Бу җәһәттин алғанда шагитрлириңизни чоң сәһниләргә чиқириш планиңиз барму? – Әлвәттә, һәрбир сәнъәткар үчүн сәһнә – муқәддәс чүшәнчә. Сәнъәт йолини таллиған шәхсниң әйнә шу сәһнидә һүнәр көрситишни халайдиғини сөзсиз. Биз буни, әлвәттә, биринчи новәттә нәзәрдә тутимиз. Тәкитләш лазимки, бир-икки ай үгинипла чоң сәһнигә яки конкурсқа қатнишимиз дейиш әқилгә сиғмайдиған иш. Һазир балиларни кичик сәһниләргә, һәрхил кечиликләргә тәклип қилимиз. Пәйдин-пәй тәҗрибә топлап, репертуарини кәңәйтип, изчиллиқ билән шу мәхсәткә интилимиз. Чүнки, чоң сәһнигә чиққанда, конкурсларға қатнашқанда, пухта тәйярлиқ, чоң һүнәр керәк. Буниңға чоқум йетимиз дәп ойлаймән. Биз һазир Нурум Әхмәтов рәһбәрлигидики «Дияр» топиниң студиясида оқуватимиз. Пурсәттин пайдилнип, шуларға миннәтдарлиғимни изһар қилмақчимән. Мәктәпниң иккижиллиқ паалийитидә дәсләпки нәтиҗиләргә йәткән яш талантлар арисидин Илһам Ғәни, Әлишер Бавдун, Рамина Рустәмова, Арзигүл Адилҗановаларни тәкитләп өткән болар едим. Шулар билән һазир мәктивимизниң тунжа кечилигини өткүзүшкә тәйярлиқ көрүватимиз.Униң үчүн видеоклипларни чүшириватимиз. Шундақла мәктивимизниң даирисини кәңәйтишкә тиришимиз. Мүмкин болса, уйғурлар зич яшаватқан җайларда мәктивимизниң шөбилирини ечиш мәхситимизму бар. Һаҗәт болса, маһарәт-дәрислирини өткүзүшкә биз тәйяр. Әнди мәктивимиздә оқушни халиғучилар болса, бизниң интернеттики иҗтимаий тор сәһипилиримиз арқилиқ хәвәрләшсә болиду. Уни тепиш қийин әмәс. – Сөһбитиңизгә рәхмәт. http://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/44797
|