МӘН АРМАН ҚИЛҒАН ЮЛТУЗ | |
|
МӘН АРМАН ҚИЛҒАН ЮЛТУЗ «Уйғур авази» гезити 15.10.2020 (Һекайә) автор Гүлнарәм АБЛИЗ. Асман худди өз қучиғиға елип әркилитиватқандәк, қушлар бирдә у тәрәпкә, бирдә бу тәрәпкә қанатлирини йәлпүп, әркин учуп жүрәтти. Әтрап йешил, қизил, ақ рәңләргә боялған. Димақни ярған чечәкләрниң һиди кишини хошаллиқ туйғусиға бөләтти. Мана у күнни мән мошундақ әскә алимән. У күни бәк алдираш едим. Почта бөлүмчисидин қайтип, йолумни қисқартиш нийитидә, гөдәкләрниң саяһәт беғидин кесип өтүп кетип бараттим. Бир чағда көзүм көргән кишигә көңлүм ишәнмәй, худди аяқлиримни кишәнләвәткәндәк, орнумдин қозғилалмай қалдим. “Көз алдимда турған бу жигит ким? Йәһияға бәк охшайдиғу, сақаллириму өсүп кетипту, кийимлириму топа” дегән ойлар илкидә аста униң қешиға бардим. Титиригән қолум билән мүрисигә уруп, нәччә рәт «Йәһия, Йәһия!» дәп үн қаттим. Униң мени тиңшиғидәк һали йоқ. Хиял деңизиға чөкүп кетипту. Йениға келип олтарсамму, сезәр әмәс. Бу әһвалдин жүригим езилип, әриксиз көзүмдин яш тамчилири домулап чүшүшкә башлиди. Бир вақитта у еғир «уһ» тарттидә, орнидин туруп, алдиға қарап маңди. Товва... Немигә ундақ қилиду? Әттәй қиливатамду, йә? Чидимидим. Ахири авазимниң болушичә «Йәһия!» дәп вақиридим. У маңа бурулуп, бир қаридидә, қапиғини түргән һалда, худди мени уридиғандәк, иштик чамдап, йенимға кәлди. Бир мәһәл маңа тиклинип қарап, җим турғандин кейин: «Бу сизму, достум?» дедидә, қолумдин сөригән пети бәлдиңгә апирип олтарғузди. — Яхшимусиз? Саләмәтлигиңиз қандақ? Сизни көрмигили узун бопту. — Мән яхши, өзиңизчу? Әһвалиңиз бәк начар көрүнидиғу? — Шу, һалим мана, өзиңиз көрүватқандәк. Һаятниң синиғиду бәлким? Бу күнләрму өтүп кетәр. — Мундақ һалға чүшүп қелишиңизға немә сәвәп болди? Аялиңизғиму еғир келиватқанду, бәлким? Униң әһвали қандақ? — Аялим... — Йәһия қаттиқ күлүп кәтти. — Сизгә өмрини беғишлап, қешиңизда яр-йөләк болуп жүргән аялиңиз һәққидә сорисам күлүватқиниңиз немиси? Йәһия дәрһал орнидин туруп, икки қолини янчуғиға салдидә, әсәбийләшкән һалда йәрдики ташларни тепишкә башлиди.
— Һәй... — улуқ-кичик тинди Йәһия. — У маңа нәдин яр-йөләк болсун? Өмрүмни вәйран қиливетип кәтти. Раст, өз вақтида сөйдуқ, көйдуқ, бир чирайлиқ яшидуқ. Амма кейинирәк униң көңли талаға қарап кәтти. Мән уни кәчүрәлмидим. Ақивәттә мунасивитимиз бузулуп, аилимиз вәйран болди. Ейтқанға оңай болғини билән, бу ишлар көңлүмгә бәк еғир тәгди. Қолум ишқа бармай, тәнтирәпла қалдим. Бекартәләпликкә берилип, мәлимиздики қимарвазларға қошулувалдим. Әҗдатлиримиз “Ағриқ сақайған билән, адәт қалмайду” дәп бекар ейтмиған екән. Қимарвазлиқ әнди маңа адәт болуп қалди. Қутулуш йолини қанчә издисәмму, нәтиҗә болмиди. Кечиләп өй көрмәймән. Анамғиму, дадамғиму дәрт селип қойдум. Мениңдин әнсирәп, йолумға қарап, кочиларға тәлмүргән анамниң көз яшлириға ағринимән. Қалғини маңа бир тийин. Өзәмгә өзәм қиливалғачқа, өтүватқан өмрүмгиму ечинмаймән. — Мән билидиған, мән пәхирлинидиған Йәһияға задила охшимайсиз? Қени шу қәйсәр Йәһия? Қени шу өзинила әмәс, өзгиниң ғемини йәйдиған Йәһия? Қени шу мән арман қилған йоруқ юлтуз? Йәһия бу сөзлиримдин кейин өзини қоярға җай тапалмай, йәрни техиму қаттиқ тепишкә башлиди. “Дост жиғлитип ейтар...” дегәндәк, Йәһияни түз йолға чүшсун дегән нийәттә, униң көңлигә тегидиған қаттиқ параңларни қилдимдә, кетип қалдим. Өйгә келип, өз ханамға киргәндә, Йәһияниң илгәрки һаяти көз алдимдин худди кино лентисидәк өтүшкә башлиди... Йәһия кичигидинла әқиллик, зерәк бала болидиған. Момисиниң тәрбийисини көргәчкиму, әйтәвир, силиқ-сипайә, меһриван, ишләмчан еди. Һәр қетим кичик анамниң өйигә меһманға барғинимда, һәммидин бурун Йәһияни көрүшкә алдираттим. У болса, задила өйдә олтарматти. Йезиниң четидики өстәңдин пиләк-пиләк су, етиздин көмүқонақниң, аптаппеләзниң шахлирини тошатти. Һелиму ядимда, уларниң қоймисидики тахтиларда китаплар тизиқлиқ туридиған. Йәһия бош вақит тапсила, китап оқуйдиған. Шуңлашқимуу ана тилимизни йетүк биләтти, билим даирисиму кәң еди. Кәчки ғизадин кейин, йәни ятар алдида, Йәһияниң аниси Сәнәм һәдәм равап чалатти, Йәһия нахша ейтатти. Мундақ пәйттә дәл-дәрәқләрниң шахлириға қонувелип, вичир-вичир қилишип, қулаққа арам бәрмәйдиған қушқачларниң авазлирму тохтап қалғандәк билинәтти маңа. Мән гайида униң нахшисини тиңшаветип, шерин уйқиға кетәттим. Шу чағлардила униң һечкимгә охшимайдиған сехирлиқ авази мени өзигә мәптун қиливалған еди. Растимни ейтсам, кичик анамниң өйигә Йәһияниң есил авазини аңлаш үчүнла келәттим. Балилиққа хас һечнемини ойлимайдиған саддә чағлирим әмәсму! Өйгә қайтидиған пәйттә анамға: «Йәһияни биллә елип кетәйлила» дәп ялвуруп турувалаттим. Анам болса: “Хәқниң балисини немә дәп өйгә елип кетисән? Йәһия саңа оюнчуқмеди? Ата-анисиму рухсәт қилмайду бәрибир” дәп мени җемиләтти. Мән жиғлап турувалаттим. Анамниң тақити түгәп: «Сән қонуп қал әмсә, мән кәттим» дәп аччиғида бир вақириғандин кейин, бирдә кәйнимгә, бирдә алдимға тартип, ихтиярсиз униң кәйнидин әгишәттим. Шәхсән өзәм Йәһияни асманда чақнап турған чолпанға қияс қилаттим. Көкрәк керишни яқтурмайдиған, тәбиитидин кәмтар у гайида мениң бу охшитишлиримға терикип кетәтти. Мән болсам, униң оғисини техиму қайнитип: «Һазирчә аддий Йәһия болуп тур, кейин чоқум чолпан болисән» дәп қояттим. Амма униң асасий армини — юлтуз болуш әмәс, балилар өйидин балиларни беқивелип, бәхитлик аилә қуруш еди. Униң гөдәк қәлбиниң нәқәдәр назук екәнлигигә һәйран қалаттим. Вақит еқин судәк тез ғуюлдап өтүп, бизму чоң болдуқ. Кичик анамниң өйигә бурунқидәк пат-пат беришимниму тохтаттим. Йәһияниму айда-жилда бир көрүп қалаттим. Бирдә вақтимни тепип, көргили барсам, у Алмутиға ишлигили кетипту. Кейинки барғинимда, өйидә екән. У күни иккимиз хелә узақ муңдаштуқ. — Һә, гурудской болуп кәтмигәнсиз? – дәп сөзүмни һәзилдин башлидим. — Шу Алмутиға йетишкинимдин барди дәмсиз, — деди у рәнҗигән әлпазда. Мән үн қатмидим. — Кичик чағлиримизда дайим мени “чолпан болисән” дәттиңиз. Растимни ейтсам, һәргиз чолпан болғум йоқ. Амма сәнъәт йолини таллиғинимни йошурмаймән. Алмутиға барғандиму шу йөнилиштә маңдим. Дәсләпки күнлири хелә төзәлмәй жүрдүм. Шәһәрдә туридиған җай мәсилисиниң нәқәдәр қийинлиғини ейтмисамму чүшинишликқу. Қериндашниң қериндашлиғини бешиңизға күн чүшкәндә билисизкән. Бир туққан акамниң өйигә үмүт бағливедим, йоқилаң баниларни ейтип,унимиди. Амалимниң йоқидин дәсләпки иш орнум — студиядә турушқа мәҗбур болдум. Йошуридиғини йоқ, путумға турувалғичә ихтисат җәһәттин бәк қийналдим. Һәтта қуруқ суға нан чилап йегән күнлиримму болди. Сәраниң балиси шәһәргә барса, тенәп қалған қозидәк болуп қалидекән әмәсму. Дәсләп униң сөзлиригә күлгүм кәлсиму, кейин җапа тартқан күнлирини көз алдимға кәлтүрүп, йәнә җим болуп қалдим. Бу бизниң көңлүмиз су ичкидәк муңдишип, сир ейтишқан әң ахирқи күнимиз болуп қалди. Шуниңдин кейин һәр иккимиз бәк алдираш болуп, тирикчилик қайнимиға шуңғупла кәттуқ. Мабада учришип қалсақ, сөһбитимиз икки-үч минутқиму созулматти. Әвзили, бир-биримизниң әһвалини сорап, течлиқ-аманлиғимизни биләттуқ. Кейин янфонлардики һәрхил хизмәт түрлиридин пайдилинишқа көчтуқ. У болупму биздәк яшларниң вақтини үнүмлүк пайдилинип, мунасивәт бағлиши үчүн бәк қолайлиқ еди. Күндә учур йезишип, йеңилиқ-өзгиришләрдин хәвәр тепип турдуқ. Униң янфонимдики исми «Юлтуз» дәп сақлақлиқ туратти. Йәһияни «Юлтуз» дәверип, гайида һәқиқий исминиму унтуп қалаттим. Бир күни телефонда гәплишиветип, сөз талишип қалдуқ. Һәммә җедәл нәқ шу «чолпан мәсилисидин» келип чиқти. Йәһия тәбиитидин наһайити еғир-бесиқ, сәвирлик, һәрқандақ җайда өзини тутушни билидиған инсанлардин еди. Қәйәрдә қандақ сөзләшни һәм орунлуқ җавап қайтурушни биләтти. Амма у күни Йәһия өзини туталмиди. Нахшичиларға хас җараңлиқ авази билән қаттиқ параң қилишқа башлиди. — Сиз қиз бала болғачқа, мени чүшәнмәйсиз. Мән — оғул бала. Ата-анамни, аиләмни асришим керәк. Мән нахша ейтип, саз челип, шан-шөһрәт қоғлап, өмрүмни өткүзсәм, уларни ким бақиду? Мән қариғайдәк оғул бала туруп, уларға бир парчә нан тепип берәлмисәм, қандақ болғини? Шуңа бу гәплириңизни маңа йенип қилғучи болмаң! Арманлириңиз әшу бизниң гөдәк чағлиримиздики мениң нахшилиримни аңлап чоң болған кочиларда қалсун! Йәһияниң бу сөзлири маңа хелила еғир тәгди. — Сөзләп болдиңизму? Әнди мени тиңшаң. Ейтқанлириңиз бир тәрәптин тоғра. Амма сизгә Аллаһ талантни бекарға бәргини йоқ. Уни хәлқимизниң хошаллиғини, қайғусини, җапа-мәшәқитини йеқимлиқ һәм муңлуқ авазиңиз арқилиқ йәткүзсун дәп бәрди. Билимән, сәнъәт йоли — еғир йол. Һәм у йолда тирикчилик қилип, аилә беқиш тәс. Һәр һалда ойлинип көрүң. Мән пәқәт Аллаһ бәргән сехирлиқ, чирайлиқ авазиңизниң тәғдиригила ечинимән, халас. Әйнә шундақ талант-қабилийитиңизниң ичиңиздә солинип қелишидин әндишә қилимән. Кәчүрүң, шуңлашқиму мән сизгә мунасивәтлик балилиқ арминимдин һәргиз ваз кечәлмәймән, — дәп көңлүмгә пүкүп жүргән ойлиримни қәтъий изһар қилдимдә,телефонни қоювәттим. Аччиқ қилиш, өч көрүш, кәк сақлаш охшаш хисләтләрдин нери Йәһия, әтиси әтигәндә телефон қилип, әһвалимни сориди. Иккимиз, худди аримизда һечқандақ рәнҗиш болмиғандәк, гәплишивәрдуқ. Шундақ қилип, йепиқ қазан, йепиқ петичә қалди. Йәһияниң алий инсаний хисләтлириниң ичидә мени қайил қилидиғини — адәмгәрчилиги еди. Йәни у дайимла изгү ишларни қилишқа, муһтаҗларға ярдәм қолини сунушқа тиришатти. Бир күни ашханида ғизалинип олтираттуқ, йенимиздики үстәлгә орунлашқан бир адәм сөһбәтдишиға дәрдини ейтишқа башлиди. Чирайидин муң йеғип турған бу кишиниң бешида хелила ғәм барлиғини сезивелиш тәс әмәс еди. Униң «Қизимниң әһвали бәк еғир, қан беридиған донор тепилмайватиду» дегән сөзи бизниң диққитимизни бирдин җәлип қилди. Шунда Йәһия дәрһал һелиқи адәм олтарған тәрәпкә бурулуп: Қеним тоғра кәлсә, мән беримән, — деди җиддий рәвиштә. Натонуш адәмдин бу сөзләрни аңлиған әву киши немә дейишини билмәй, Йәһияға тиклинип қариған пети гәп қилалмай қалди. Бирәр дәқиқә өткәндин кейинла униң тили сөзгә кәлди. — Һәй иним, сән кимсән? Тоналмидимғу? Исмиң немә? Сән һәқиқәтәнму қан беришкә разимусән? Яки хата аңлап қалдимму? — Бир инсанниң йәнә бир инсанға ярдәм қолини сунуши, яхшилиқ қилиши үчүн қериндаш яки тонуш болуши шәрт әмәс. Мән туққанчилиғидин, миллитидин, динидин қәтъий нәзәр, һәрқандақ ярдәмгә муһтаҗ адәмгә қан беришкиму, җан беришкиму тәйяр ака, — дәп җавап бәрди Йәһия иллиқ күлүмсиригән һалда. Узун гәпниң қисқиси, шу йәрдинла уттур дохтурханиға бардуқ. Йәһияниң нийитиниң түзлигидин болса керәк, қени бемарға тоғра кәлди. Амма сиртқа чиққанда, униң беши айлинип, ғәлитә һалға чүшүп қалди. Бираз вақит өтүп, өзигә кәлгәндин кейин такси тутуп, уни өйигә елип кәлдим. Дәрвазидин киришимизгә, Сәнәм һәдә алдимизға чиқти. Униң: «Қизим өйгә кирсиңизчу» дегинигә қаримай, Йәһияни тапшурдумдә, кетип қалдим. Йолда келиветип, мени номусум азаплашқа башлиди. Йәни тонимайдиған, билмәйдиған бирәвигә қан бериш қолумдин кәлмигәнлиги үчүн бәк уялдим, әпсусландим. Йәһияда бар мәрт-мәрданилиқниң мениңдә йоқлуғиға ечиндим. Униң адимий хислитиниң бәк жуқури екәнлигигә йәнә бир қетим көз йәткүздүм. Мән һәтта уни қәһриман чағлаттим. Мениң әйнә шу қәһриманим кейин шаһзадигә айлинип, бир мәликигә ашиқ болуп қалди. Иккисиниң муһәббити мустәһкәм, мунасивити сәмимий болди. Мән буниңға бәк хошал болуп, қош жүрәк егилиригә бәхит тилидим. Көп өтмәйла улар той қилди. Йәһияниң чеһридики хошаллиқ изналирини, қәлбидики бәхит туйғусини сезивелиш тәс әмәс еди. Әнди мениңдин униң билән пат-пат учришип, узақтин-узақ муңдишип, халиған нахшамни әткүзүш пурсити кәткән. Буниңдин кейин униң вақтиниң нурғун қисмини аилисигә сәрип қилидиғанлиғини яхши чүшинәттим. Чүнки униң үчүн мурәккәп өмүр йоли — аиләвий һаяти башланди әмәсму! Зор үмүтләр илкидә башланған мәзмунлуқ өмүр йолини кесилип кетиду дәп ким ойлиған? Болупму мән үлгә тутидиған есил инсанниң, чақнап турған юлтузниң һеч ойлимиған, күтмигән йәрдин һаятниң әгир-донай йоллирида путлашқиниға задила ишәнгүм кәлмәтти. Йәһияниң мән ахирқи қетим көргән қияпити хелә вақитқичә көз алдимдин кәтмәй жүрди. Шу бир тәсадипи учришиштин кейин мениң пүткүл үмүтлиримгә, арманлиримға чекит қоюлғандәк болди. Қәлбимни ағриниш, ечиниш туйғулири қаплиди. Хелә вақитқичә өзәмгә келәлмәй жүрдүм. Һечнәрсигә хуштум болмай, иштийимму тутулуп кәтти. Қолумму ишқа барматти. Бирнәччә күндин кейин өзәмгә келип, Йәһияниң өйигә телефон қилдим. — Алло! Бу ким? — дегән Йәһияниң һечкимгә охшимайдиған алаһидә авази аңланди. Мән бираз җим туруп, андин үн қаттим. У мени дәрру тониди. — Хош, мениму издәйдиған адәм баркәнғу. Шу күни һелиму паркта учришип қаптимиз, болмиса мени пүтүнләй ядиңиздин чиқириветәттиңизкәндә. — Һәргиз ундақ ойлимаң. Һәқиқий достни унтушқа боламдиған? Қәйәрдә болмай, сизни дайим әсләп жүрдүм. — Әсләп жүргәндин көрә, шу бир еғир пәйтләрдә йенимда болған болсиңиз, бәлким, мән бүгүнкидәк мүшкүл әһвалға чүшмәс едим. — Сиз қизиқкәнсиз, аилилик адәм турсиңиз, қандақларчә йениңизда болалаймән. Йоқ гәпни қоюң. Сиз билән җедәллишидиғанға телефон қиливатқиним йоқ, пәқәт маңа бираз вақтиңизни бөлсиңиз, шуниң өзи купайә. Сөзүмни бөлмәй, мени яхшилап тиңшаң. Мәнму зади арминимдин ваз кечәй, сизму юлтуз болмаяқ қоюң, пәқәт адәм балисиға ят қилиқлириңизни ташлап, илгәрки қелипиңизға қайтип кәлсиңиз болди. Маңа буниңдин башқа һечнәрсә керәк әмәс. — Яқ, ташлалмаймән, кәч қалдиңиз, — деди у бир дәқиқә җим-җитлиқтин кейин вә телефон ногийини қойивәтти. Йәһияниң бу қилғини жүригимгә хәнҗәр санчиғандәк сезилди маңа. “Үмүтсиз – шәйтан» демәкчи, униң чоқум өзиниң бурунқи әксигә қайтип келидиғанлиғиға ишинәттим. Амма, немишкиду, достумниң рәптайидин қайтидиған түри йоқ еди. Байқишимчә, у мениңдинму ваз кәчкәндәк. Шундин буян достлуқ риштимизму, қоюқ мунасивитимизму үзүлди. Кичик чағлиримиздин келиватқан достлуқ әйнигиму чеқилғандәк болди. Вақит еқин судәк ғуюлдап өтүвәрди. Бир күни наһийәлик мәдәнийәт өйидә концерт болди. Зал тамашибинға лиқ толғандин кейин концерт башланди. Күтүлмигән йәрдин асмандин чүшкәндәк, сәһнидә Йәһия пәйда болмасму! Олтарған орнумдин дәс туруп, вақиравәткили тасла қалдим. Хошаллиғимдин жүригим йерилип кетидиғандәк сезилди. Бир тәрәптин униң сағлам һаят тәризигә қайтип кәлгинидин хурсән болсам, йәнә бир тәрәптин сәһнидә мән арман қилған юлтузниң чақнап турғинидин бешим көккә йәткән еди. Көзлиримдин әриксиз хошаллиқ яшлири домулап чүшүшкә башлиди. У күни маңа Йәһия қайта туғулғандәк туюлди. Концерт түгәп, пәрдә йепилиши билән өзәмни сәһнә тәрәпкә қарап аттим вә сәнъәткарлар арисидин Йәһияни издәшкә башлидим. Бир чағда кәйнимдин: — Қандақ, достум? — дегән тонушла аваз аңланди. Бурулуп қарисам, Йәһия күлүмсирәп турупту. Яхши... – дедим һодуққинимдин тилим сөзгә кәлмәй. Андин иккимиз мәдәнийәт өйиниң алдидики бәлдиңгә чиқип, узақ параңлаштуқ. Амма сөһбитимиз Йәһияниң бешидин өткән еғир күнләр тоғрисида болмиди. Мән у мавзуға гәп тәшмидим. Уму һечнемә демиди. Пәқәт балилиқ пәйтлиримиздики қизиқ пәйтләрни әсләп, раса күлүштуқ. Мән у күни Йәһияниң утуғиға әмәс, бәлки өзәмниң балилиқ арминимниң орунланғиниға хошал болдум. Муһими, Йәһия һаятниң еғир синақлириға дуч кәлсиму, униң жүригидики сәнъәткә болған муһәббәт оти өчмәпту. Томурида еқиватқан иссиқ қенида сәнъәткә болған иштияқ йоқалмапту. Раст, бүгүнки күндә у мәлум пәллигә йәткәнду. Амма һазирчә әң егиз чоққиларни беқиндурғини йоқ. Тамашибинлар алдида толуқ ечилип үлгәрмиди. Мухлислирини тапти дейишкиму техи әтигән. Буниң үчүн униңға нурғун ишләп, тәр төкүшкә, риқабәт мәйданида җиддий күрәш қилишқа тоғра келиду. Бүгүн Йәһия мүмкин өзгиләр үчүн адәттики нахшичидур? Һә, мениң үчүн Йәһия сәнъитимиз асминида чақнап турған чолпан. Мениңдә әйнә шундақ әҗайип талант егиси һәққидә һекайә йезиш ойи пәйда болуши билән қолумға дәрһал қәләм алдим. Чүнки мениң үчүн сәнъәт — бебаһа ғәзнә. Ечинарлиғи, аримизда сәнъәт десә, көз алдиға пәқәт оюн-тамашә келидиған адәмлиримиз бар. Амма сәнъәтни биз миллитимизниң мәнивий байлиғи, тарихимизниң бир сәһиписи сүпитидә қобул қилишимиз керәк. Униңдики хәлқимизниң өтмүшини, әҗдатлиримизниң һаят нәпәси билән муң-зарини чоңқур һис қилишимиз лазим. Әсли сазәндиниң чалған сазида, нахшичиниң ейтқан нахшисида, уссулчиниң ойниған уссулида хәлқимизниң қайғу-һәсрәткә толған мурәккәп һаяти, паҗиәлик тәғдири өз әксини тапқан. Һәрбир челинған сазниң навасида уйғурниң авази бар. Илаһим, Йәһиядәк чақниған юлтузларға әҗдатлиримниң роһи дайим йөләк болғай....
Гүлнарәм АБЛИЗ. http://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/44957
|