Гөзәлликниң бүйүк нишани | |
|
Гөзәлликниң бүйүк нишани. «Уйғур авази» гезити, 29.10.20 Он төрт яшлиқ талант егиси Ирадә Мамут йеқинда Россияниң пайтәхти Москва шәһиридә “ArtИст” иҗадий бирләшмиси билән Golden Art продюсерлиқ мәркизиниң уюштурушидики “ART-TALENTS” хәлиқара I онлайн-конкурсқа қатнишип, дунияниң 15 мәмликитидин кәлгән сәнъәткарлар арисида биринчи орунни елишқа муйәссәр болди. Бу қизчақниң биринчи һәм ахирқи утуғи әмәс. Шуңлашқиму төвәндә уни гезитханлиримизға қисқичә тонуштурғач, бүгүнки күнгә қәдәр қол йәткүзгән айрим муваппәқийәтлиригә тохталмақчимиз. Ирадә Мамут балилар бағчисида тәрбийилинип жүргән чағлиридин башлапла һәрхил әтигәнликләрдә шеир вә нахшиларни ейтип, тәсвирий сәнъәткә иштияқ бағлап көзгә челиққан. Дәсләп Алмута шәһириниң М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназиядә билим алиду. Һазир А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң 8-синипида әла оқуватиду.
Алтә йешидин башлап Алмута шәһиридики Сәнъәт мәктивиниң фортепиано синипиға қобул қилинип, асасий мутәхәссисликтин ташқири вокал, хореография, сольфеджио, хор, музыка әдәбияти кәби дәрисләрдин қошумчә тәһсил көрди. Бийил май ейида уни муваппәқийәтлик тамамлап, қолиға алаһидә үлгидики гуванамини алди.
Кичигидин билим вә сәнъәткә чәксиз иштияқ бағлиған Ирадә наһийәлик, шәһәрлик, җумһурийәтлик, хәлиқара дәриҗидики мусабиқә, фестивальларға қатнишип, дайим мукапатлиқ орунларға муйәссәр болуп кәлмәктә. Яш талант үчүн болупму 2017-жил наһайити мевилик болди. «Тайжарыс талант» җәмийәтлик тәшкилати тәрипидин мәктәп оқуғучилири арисида өткүзүлгән «DARA BALA» хәлиқара, «Бабалар даңқы өрлесін!» намлиқ җумһурийәтлик конкурсларда фортепианидин Баш мукапат – Гран При егиси аталди. «Кіші жұлдыздар-2017» җумһурийәтлик телевизиялик балилар иҗадийити фестивальда «Әсвап» номинацияси бойичә һәм «Достар дауысы» телевизиялик иҗадий яшлар мусабиқисидә «Вокал» номинацияси бойичә лауреат аталди. Қазақстан хәлиқ артисти, «Алтун авазлиқ диктор» Әнуарбек Байжанбаевниң хатирисигә уюштурулған «Алашниң алтун авази» җумһурийәтлик яш дикторлар вә нахшичилар мусабиқисидә І орунни егилиди. Ирадиниң 2018-жили қолға кәлтүргән утуқлириму аз әмәс. Мәсилән, тонулған балилар композитори Бота Бейсенованиң иҗадийитигә беғишланған «Менің жүйрік тұлпарым-2018» җумһурийәтлик балилар көрүгидә «Вокал» номинацияси бойичә ІІІ орунни алса, «Нурлы жастар» иҗадий бирләшмиси уюштурған «Сырым бар жүрегімде» җумһурийәтлик мусабиқисидә, «Яш талантларни қоллап-қувәтләш» фонди тәрипидин өткүзүлгән «Әнші балапан» җумһурийәтлик фестивалида, «Өнерпаз болсаң...» җумһурийәтлик телевизиялик мусабиқидә лауреат аталди. 2020-жили өткүзүлгән онлайн-мусабиқиләр ичидә «Абай — дана, Абай – дара» хәлиқара балилар билән өсмүрләр арисидики онлайн-мусабиқидә эстрадилиқ вокал жанри бойичә І орунға, «Жарқын болашақ» җумһурийәтлик илмий-методикилиқ мәркизиниң уюштуруши билән өткән V җумһурийәтлик «Жарық жұлдыз” балилар сәнъәт фестивалида «Әсвапта ойнаш» номинацияси бойичә Баш мукапатқа, эстрадилиқ вокал жанри бойичә І орунға сазавәр болғанлиғиму диққәткә сазавәрдур. Мошу йәрдә Ирадиниң оқуштиму карванбеши болуп келиватқанлиғини тәкитләш орунлуқ. Алмута шәһиридики уйғур мәктәплири арисида өткүзүлгән «Тіл – татулық тірегі» намлиқ шәһәрлик иншалар көрүгидә, хәлиқара илим-пән вә билимни қоллап-қувәтләш мәркизиниң вә «Эрудит» интеллектуаллиқ билим порталиниң уюштуруши билән Йүсүп Баласағуниниң туғулғининиң 1000 жиллиғиға беғишланған оқуғучилар арисида қазақ тили пәни бойичә өткүзүлгән җумһурийәтлик олимпиадида І орунға еришкәнлиги сөзүмизгә испат болалиса керәк. Пурсәттин пайдилинип, талантни пәрвиш қилишқа маддий һәм мәнивий җәһәттин қол-қанат болған ата-анисиға, устазлириға, қом-қериндашлириға вә һамийлиқ қилған шәхсләргә апирин ейтқумиз келиду. Әнди “ART-TALENTS” онлайн-конкурси Ирадә Мамутқа хәлиқара дәриҗидә шан-шөһрәт елип кәлди десәк, ашуруп ейтқанлиқ болмайду. Униңда қазилиқ қилған исимлири дунияға тонулған сәнъәткарлар — «АrtИст» иҗадий бирләшмисиниң мудири, World PianoTeachers Association ассоциацияси әзаси Татьяна Чистякова, А.Г. Шнитке намидики Москва дөләт музыка институтиниң профессори, сәнъәтшунас алим Рустам Шайхутдинов, Вена «Полигимния» музыка институтиниң оқутқучиси Анна Лейерер (Австрия) қазақстанлиқ уйғур қизиниң таланти билән қабилийитини жуқури баһалап, униң келәчигигә ақ йол тилиди. Бизму өз новитидә Ирадә Рәзамқизиниң техиму егиз чоққилардин көрүнүшигә тиләкдашлиқ билдүримиз.
Диләрәм ҖӘЛИЛОВА, “Ғунчә” балилар журналиниң иҗраий мудири. |