Open login
Главная Новости Мемориал тахта орнитилди
Мемориал тахта орнитилди
18.11.2022 19:17   

Мемориал  тахта орнитилди


Уйғур кәспий театр сәнъитиниң тарихида өчмәс из қалдуруп кәткән Қазақстан хәлиқ артисти Рошәнгүл Илахунованиң https://parvaz.kz/index.php/roshangul-ilakhunova туғулғиниға бийил 100 жил толди. Униң йолдиши — Қазақстан хәлиқ артисти Мәхпир Бақиевму миллий сәнъитимизниң риваҗлинишиға салмақлиқ төһпә қошқан сәнъәткар.

 

Бурнакүн әйнә шу көрнәклик намайәндиләрниң исимлирини әбәдийләштүрүш мәхситидә, Алмута шәһиридики улар яшиған өйгә мемориал тахта орнитилди. Униңға уйғурларға аит җәмийәтлик тәшкилатларниң вәкиллири, зиялилар вә Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театриниң коллективи қатнашти.

 

Уйғур театри мудириниң вәзиписини атқурғучи, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Дилмурат Баһаров билән исимлири әбәдийләштүрүлүватқан сәнъәткарларниң қизи Гүлбадәм Бақиева мемориал тахтиниң үзигә йепилған йопуқни тәнтәнилик рәвиштә ачқандин кейин, Алмута шәһәрлик һакимийитиниң вәкили Арман Қалибеков, язғучи-драматург Әхмәтҗан Һашири, җәмийәт әрбаби Әхмәтҗан Шардинов, Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини Реһимҗан Тохтахунов, Алмута шәһиридики А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң мудири Шавкәт Өмәров, «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов, «Уйғурларниң җумһурийәтлик  бирләшмиси» җумһурийәтлик җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Һакимҗан Арупов сөзгә чиқип, мәзкүр чарә-тәдбиргә мунасивәтлик иллиқ ләвзлирини изһар қилди.

***

Шу күни чүштин кейин Уйғур театрида Рошәнгүл Илахунованиң туғулғининиң 100 жиллиғиға даир хатирә кәч болуп өтти. Театр коллективиға Қазақстан Җумһурийити Мәдәнийәт министрлиги тәрипидин мәзкүр сәнәгә мунасивәтлик мәхсус йолланған хәт мәзмунини тонуштуруш билән башланған ушбу хатирә кәч давамида «Нава», «Рухсарә» ансамбльлири нахша-саз, уссуллири арқилиқ көпчиликниң диққитини җәлип қилған болса, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Пәрһат Давутов, көрнәклик нахшичи-композитор Санийәм Исмайил Р.Илахунова репертуаридин турақлиқ орун алған айрим нахшиларни иҗра қилип, тамашибинларға хиялән өтмүшни әсләтти. Буниңдин башқа Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән артисти Реһангүл Мәхпирова билән Дилшат Аманбаев, Алийәм Ибдиминова өз вақтида Р.Илахунова баш қәһриманларниң рольлирини утуқлуқ ойниған «Анархан», «Ғерип-Сәнәм», «Анамниң ақ көйниги» қатарлиқ спектальлардин үзүндиләрни көрситип, пешқәдәм сәнъәткар маһаритиниң кейинки әвлат үчүн мәңгү үлгә болуп қалидиғанлиғини ипадилигәндәк болди.

Өз новитидә сөзгә чиққан театр рәһбири Дилмурат Баһаров миллий сәһнимизниң булбули болған Рошәнгүл Илахунованиң ибрәтлик паалийитигә қисқичә тохталған һалда, әйнә шундақ сәнъәткарниң туғулғининиң 100 жиллиғини атап өтүшкә шараит яратқан һәм қоллап-қувәтлигән Мәдәнийәт вә спорт министрлигигә, Алмута шәһәрлик һакимийитигә миннәтдарлиқ билдүрди.

Мәрасим ахирида Гүлбадәм Бақиева бу чоң тәрбийәвий әһмийәткә егә чарә-тәдбирни уюштурушқа ярдәм қилған барлиқ шәхсләргә, җүмлидин мемориал тахтиниң орнитилишиға көп күч чиқарған Д.Баһаровқа вә театр мәмурийитигә, шәһәрлик һакимийәткә сәмимий миннәтдарлиғини изһар қилди.

 

Надирәм ӨМӘРОВА,

Уйғур театриниң мәтбуат кативи.

https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/48403

 

 
Интересный материал? Поделись с другими: