«Әвладимизниң» келәчигидин үмүтимиз зор | |
|
«Әвладимизниң» келәчигидин үмүтимиз зор«Уйғур авази» гезити 06.04.23 Йеқинда Өзбәкстанниң пайтәхти Ташкәнт шәһиридә «Қазақстанниң талантлири Nauriz Fest Tashkent – 2023» намлиқ чоң фестиваль уюштурулди. Мәзкүр фестивальға Қазақстанниң 115 ансамбли қатнашти. Уйғур наһийәсиниң шәнини қоғдап қайтқан «Әвлат» ансамблиму шуларниң қатарида болди. Сабирәм ӘНВӘРОВА
Биз Пәрһат Дуганов билән униң өмүрлүк җүпти, «Ирадә» ансамблиниң уссулчиси Камиләм Киризованиң рәһбәрлигидә Уйғур наһийәсидә қурулған «Әвлат» ансамбли һәққидә бирнәччә қетим язған едуқ. Бийил апрельда қурулғиниға бәш жил толидиған мәзкүр иҗадий коллективниң тәркивидә һазир 150тин ошуқ бала тәрбийиләнмәктә. Ушбу бәш жилниң ичидә «Әвлат» ансамбли хәлиққә тонулуп, чоң-кичик сәһниләрдин көрүнүп, көплигән утуқларни қолға кәлтүрди. Җүмлидин у Ташкәнт шәһириниң «Түркстан» сарийида өткән фестивальдинму «қуруққол» қайтмиди.
– Адәттикидәк, ансамблимизни наһийәдә көпчилик чоң һөрмәт билән күтүвалди. Ташкәнттин алған тәсиратимиз тарқимай, жутумизға кәлгәндә, техиму һаяҗанландуқ. Бизни қоллап-қувәтләватқан наһийә турғунлириға миннәтдарлиғимиз чәксиз. Апрельниң ахирида бәш жиллиқ паалийитимизниң нәтиҗиси сүпитидә чоң һесават-концерт қоюшни нийәт қиливатимиз. Әнди Өзбәкстанда өткән фестивальға кәлсәк, әң чоң хошаллиғимиз – йүздин ошуқ ансамбльниң ичидә Баш мукапатни йеңивалғинимиздур. Йәнә бир тәкитләп кетидиған нәрсә, Ташкәнттики фестиваль бизниң әң кичик шагиртлиримиз үчүн дәсләпки конкурс болди. Ениғирақ ейтқанда, бәш яштин он яшқичә болған уссулчилиримиз биринчи қетим чоң сәһнигә чиқип, иккинчи орунни егилиди. Уларниң арисида қатаримизға қошулғиниға техи бир ай болған ғунчилиримизму бар. Буниңдин башқа «Норуз» уссули І орунға, «Үзүм», «Самовар» уссуллири Гран-приға, «Долан» уссулимиз Баш мукапат – Супер Гран-приға лайиқ дәп тепилди, – дәйду Пәрһат Дуганов хошаллиғини йошуралмай. Яш сәнъәткарларниң талант-қабилийити вә тиришчанлиғи түпәйли «Әвлат» ансамбли Қазақстандила әмәс, чәт әлләрдиму тонулмақта. Пәрһат Дуганов билән Камиләм Киризованиң сәнъәткә иштияқ бағлиған қаракөзлиримизни буниңдинму егиз пәллиләргә елип чиқидиғиниға ишәнчә билдүримиз. Шуңлашқиму «Әвладимизниң» келәчигидин үмүтимиз зор. https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/49007
|