Open login
Главная Новости Хуш наваларни һәдийә қилди
Хуш наваларни һәдийә қилди
24.05.2023 13:06   

Хуш наваларни һәдийә қилди


Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Uiğur avazi», «Уйғур авази», 18.05.23

 

 

Адилҗан Мәмәтов – 1998-жилдин бери Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Маливай йезисида балиларға дутар, тәмбир, домбра вә башқиму әсвапларни челишни үгитип келиватқан сәнъәткар устаз. Чарәк әсирдин бери у Маливай оттура мәктивидә вә Мәдәнийәт өйидә дәрисләрни елип барған болса, буниңдин бир жил илгири «Хуш нава» ансамблини қурди.

Адилҗан иккинчи синиптин тартип дутар челишқа қизиқти. Буниңға музыка пәниниң муәллими, аписи Реһанбүви сәвәпчи болди. У барлиқ аңлиқ һаятини бала тәрбийисигә беғишлап, онлиған талантлиқ балиларни йетилдүргән пешқәдәм устаз. Анисидин бойиға қонған талант Адилҗанни қолиға дутар елишқа мәҗбурлиди. У йезидики Сидиқҗан Юнусов рәһбәрлигидики һәвәскарлар ансамблиниң тәркивидә дутар челишни үгәнди. Адилҗанниң дадиси Тохтахун ака йеза егилиги саһасиниң хадими, Челәк тәвәсиниң бирнәччә егилигидә агроном, баш агроном вә совхоз мудири охшаш хизмәтләрни атқурған еди. Адилҗан оттура мәктәпни тамамлиғандин кейин атиси охшаш агроном болушни арман қилип, Алмута йеза егилиги институтиға һөҗҗәтлирини тапшурди. Емтиһанларни көңүлдикидәк тапшурсиму, конкурстин өтәлмиди. Вақитни бошқа өткүзмәслик үчүн Челәк йезисидики ДОСААФта жүргүзгүчиләр курсида оқуди. Камаләт йешиға толғанда армия қатариға елинип, Вәтән алдидики борчини ада қилип кәлди. Пәқәт шуниңдин кейинла у Абай намидики Қазақ педагогика институтиниң (АГУ) Музыка факультетиға оқушқа чүшүп, кәспий музыкант вә музыка пәниниң муәллими болуп йетилип чиқти. Шуниңдин бери мана 25 жил вақит өтүпту. Һазир Адилҗан акиниң нурғунлиған шагиртлири елимизниң чоң вә кичик сәһнилиридә миллий сәнъитимизни риваҗландуруп келиватиду. Җүмлидин домбра бойичә тәрбийилигән шагиртлири наһийәлик, вилайәтлик, һәтта җумһурийәтлик байқашларға қатнишип, устазиниң еқидисини талай мәртә ақлиди.

 

Йеқинда Адилҗан Мәмәтов «Хуш нава» ансамблиниң «Сәнъәт дурданилири» намлиқ һесават концертини өткүзүп, жирақ-йеқиндин кәлгән меһманлар билән йезиниң сәнъәтхумар турғунлириға әҗайип тәсиратларни һәдийә қилди. Концертқа Адилҗан акиниң шагирти, яш сәнъәткар Меһрат Әмәтов риясәтчилик қилди.

 

Икки саатқа созулған концерт давамида «Хуш нава» ансамбли тәркивидики мәктәп оқуғучилири «Яшлар сази», «Чаббаят муқами» 1-дастаниниң мәрғули, «Өзһал муқами» 3-дастаниниң мәрғули, «Җанан сази», «Чимбулақ сази», «Әмгәк шатлиғи», «Әҗәм сази» қатарлиқ уйғур сәнъитиниң дурданилирини маһирлиқ билән орунлап, тамашибинларниң гүлдирас алқишлириға сазавәр болди. Кәчниң меһманлири – чоң вә кичик сәнъәткарлар: Маливай Мәдәнийәт өйиниң мудири Валидин Баһамов вә униң қизи Мәрийәм Шерипова, Нуридин Баһамов, Адилҗан акиниң шагиртлири Ильдар Семәтов, Меһрат Рәхмәтҗан, Рейимҗан Һасанов, Бәхтияр Рәхмидинов, Бәгзат Бәкримҗан, Шеринай Нуршаева, Исмайил Баратов, Русалина Курванҗан, Шерингүл Зунун, «Ясмин» вә «Пәрваз» уссул ансамбльлири қазақ, уйғур вә башқиму милләтләрниң нахша, уссул вә сазлирини орунлап, концертниң техиму мәзмунлуқ өтүшини тәминлиди.

Концерттин кейин Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Сулайман Мәхсүтов, ҚҖ хизмәт көрсәткән әрбаби, «Илһам» мукапитиниң саһиби Марат Норузов, «Бейбітшілік әлемі» бирләшмисиниң вице-президенти Турсун Розиев, тонулған меценат Мәхсәтҗан Қаһаров, «Или вадиси» гезитиниң Әмгәкчиқазақ наһийәси бойичә мухбири, шаир Иминҗан Тохтияров, Маливай йезиси ақсақаллар кеңишиниң рәиси Мекебай Қурманбаев, пешқәдәм устазлар Ризвангүл Ғениярова, Иминҗан Юнусов вә башқилар Адилҗан Мәмәтов рәһбәрлигидики «Хуш нава» ансамбли билән бүгүнки күндә үстүн кәйпият беғишлиған сәнъәткарларға тәшәккүр изһар қилип, атиған соғилирини тәғдим қилди.

Новитидә Адилҗан Мәмәтов бүгүнки концертниң жуқури дәриҗидә өтүши үчүн зәмин яратқан барлиқ уюштурғучилар билән қиммәт вақтини бөлүп келип, кичиккинә сәнъәткарларни қоллап-қувәтлигән барлиқ меһманларға сәмимий миннәтдарлиғини билдүрүп, буниңдин кейинму сәнъитимизниң тәрәққиятиға биркишилик төһписини қошушни давамлаштуридиғанлиғини йәт-күзди.

 

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/49218

 

 
Интересный материал? Поделись с другими: