«Тамашибин тәливини орунлаш бизниң вәзипимиз». | |
|
Ф.КАНАФИН: «Тамашибин тәливини орунлаш бизниң вәзипимиз»
Фархадбек КАНАФИН: «Тамашибин тәливини орунлаш бизниң вәзипимиз».
Бийил Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театриниң қурулғиниға 90 жил толуватиду. Бу, әлвәттә, миллий мәдәнийитимиз вә сәнъитимиз үчүн чоң сәнә. Шу муһим сәнәни мунасип нишанлаш үчүн һазир театрда тәйярлиқ ишлири жүргүзүлүватиду. Бу җәриянниң тәпсилатини билиш мәхситидә биз театрниң бәдиий рәһбири Фархадбек Канафин билән учришип, сөһбәтләшкән едуқ. — Фархадбек Аманжолулы, бийил театримизниң 90 жиллиқ тәвәллудиға тәйярлиқлар қандақ кетип бариду? — Һәммимизгә мәлумки, Уйғур театри — елимиздики әң чоң театрларниң бири болуп һесаплиниду. Қазақстанниң мәдәнийити вә сәнъитиниң тәрәққиятиға қошуватқан үлүши зор. Театримиз үчүн бу чоң сәнәни мунасип нишанлаш мәхситидә, мәвсүм давамида тәйярлиқ ишлирини әмәлгә ашуруватимиз. Шу ишларниң йәкүнлирини мана мошу сәпәр ейида чиқиримиз. 17 — 21-сәпәр күнлири арилиғида Уйғур театриниң 90 жиллиғиға беғишланған музыкилиқ спектакльларниң І театр фестивали өтиду. 17-сәпәр күни әтигәнлиги театр һойлисида фестиваль тәнтәнилик рәвиштә ечилиду. Мошу фестивальға қатнишидиған театр артистлири қизил гиләмдин меңип өтиду. Бу — сәнъәткәрларда қелиплашқан әнъәнә вә уларға болған һөрмәт. Театр фойесида театр тарихидин дерәк беридиған «Қазақстан театр сәнъити архив һөҗҗәтлиридә» намлиқ көргәзмә ечилиду. Бу көргәзмини уюштурушқа Президент архивиниң мудири Әлия Мустафина өзи тәшәббускар болди. Пурсәттин пайдилинип, Әлия Қусайынқызыға миннәтдарлиқ изһар қилмақчимән. Көргәзмигә театрниң тарихи тоғрилиқ илгири елан қилинмиған һөҗҗәтләр қоюлиду. Бу һөҗҗәтләр арисида Уйғур театрини ечиш тоғрилиқ қарарлар, буйруқлар бар. Илгири мәзкүр һөҗҗәтләр елан қилинмиған. Тамашибинлиримиз көргәзмини спектакльларға кәлгәндә көрәләйду.
Гәп болуватқан фестивальға Алмутидин бәш театр қатнишиду. Уни Уйғур театриниң коллективи классикилиқ әсәр «Анархан» (режиссери М.Һезимов) спектакли билән ачиду. М.Әвезов намидики Қазақ миллий драма театри Ғ.Мүсиреповниң «Қыз Жібек» спектаклини (режиссери Е.Нурсултан), «Жаңа ғасыр» театри Е.Тәшкенбайниң «Соңғы қоңырау» (режиссерлири А.Әшимов вә Е.Тәшкенбай) спектаклини, «Алатау» әнъәнивий сәнъәт театри М.Әвезовниң «Айман-Шолпан» (режиссери Ж.Жуманбай) спектаклини тамашибилар диққитигә һавалә қилиду. Җумһурийәтлик дөләт академиялик Корей театриниң «Легко ли быть королевой» (режиссери Кан Тхе Сек) намлиқ спектаклиму сәнъәтсөйәр амминиң көңлидин чиқиду дәп ойлаймиз. Көрүп туримизки, фестивальға чоң театрлар қатнишиду һәм тамашибинларға классикилиқ әсәрләрни тәвсийә қилиду. Спектакльларниң һәммиси Уйғур театриниң сәһнисидә көрситилиду. Демәк, тамашибинлиримиз үчүнму бу чоң пурсәт. Мәрһәмәт, силәрни фестивальға тәклип қилимиз. Йәнә бир муһим вақиә – фестиваль даирисидә Т.Жүргенов намидики Қазақ миллий сәнъәт академияси вә Уйғур театриниң тәшәббуси билән «Қазақстан Уйғур театри дуниявий сәһнә сәнъитиниң тәрәққият контекстида» мавзусида хәлиқара илмий конференция өтиду. Униңға театршунас алимлар, тәңқитчиләр, тонулған сәнъәткарлар қатнишиду дәп күтүлмәктә. Мәзкүр илмий конференциядә театр сәнъитиниң тарихи, тәрәққияти, истиқбали муһакимә қилиниду. Бу илмий конференция театримизниң тәрәққиятини йеңи басқучқа көтириду дәп ойлаймән. Униңдин ташқири, мошу сәнәгә беғишланған китап чиқиду. Китап төрт тилда, йәни уйғур, қазақ, рус вә инглиз тиллирида йоруқ көриду. Фестивальниң ахирқи күни йәкүнләр чиқирилип, чоң гала-концерт көрситимиз. Шундақла, тамашибинларниң ядида болса, биз жил бешида, театр артистлирини рәғбәтләндүрүш мәхситидә, «Чолпан» мукапитини тәсис қилған едуқ. Театрда қоюлған спектакль, концертлардин кейин һәрбир тамашибин өзиниң көңлигә яққан актер, уссулчи, нахшичиға аваз берип, баһалиди. Шуниң йәкүни бойичә әң көп аваз топлиған артистлар мукапатлиниду. 23-сәпәр күни болса, «Солмас роһ» уссул конкурси өткүзүлиду. Демәк, театримизниң 90 жиллиғиға беғишланған программа тамашибинлар үчүн қизиқарлиқ вә мәзмунлуқ болиду. — Һәқиқәтәнму, кейинки вақитларда театр репертуари кәңәйгәнлиги байқалмақта. Бәдиий рәһбәр сүпитидә репертаурни қандақ таллайсиз? — Алаһидә тәкитләш лазимки, Дилмурат Нурәхмәтоғли театрға мудир болуп кәлгәндин кейин сәһнә әсәрлириниң сани хелила көпәйди. Илгири спектакльлар аз еди. Мана ахирқи икки жилда һәптисигә бир яки икки спектакль, концерт көрситилидиған болди. Бу, биринчидин, тамашибинларниң еһтияҗини, тәләплирини қанаәтләндүрүш үчүн, иккинчидин, актерларниң вә артистларниң иҗадий издинишигә, маһаритини ашурушқа, өсүшигә имканийәт бериду. Байқиған болсаңлар, һазир театримизниң һәр күни дегидәк қоюлумлардин хали әмәс. Әнди репертуар таллиғанда, әлвәттә, биз, биринчи новәттә, миллий классикилиқ драматургиягә көңүл бөлимиз. Шундақла, Мәдәнийәт вә әхбарат министрлигиниң тәливигә бенаән, вәтәнлик драматургиядин жилиға бир спектакль қоюшимиз лазим. Репертуаримизда қериндаш түрк хәлиқлириниң драматургиясиму бар. Мәсилән, қазақ, өзбәк, әзәрбәйҗан вә башқиму түркийтиллиқ милләтләрниң драматургияси репертуаримизда орун алған. Чүнки бу милләтләрниң менталитети уйғурларға йеқин һәм чүшинишлик. Әлвәттә, барлиқ әсәрләр театримизниң әдәбий кеңишидә муһакимә қилиниду. Әсәрләр пәқәт муһакимидин өткәндин кейинла сәһниләштүрүлиду. Әдәбий кеңәшниң жигирмигә йеқин әзаси бар. — Шәхсән өзиңизгә қайси әсәрләр яқиду? — Шәхсән өзәмгә заманивий спектакльлар яқиду. Амма театрниң бәдиий рәһбири сүпитидә мән, биринчи новәттә, тамашибинниң тәливини вә еһтияҗини нәзәрдә тутимән. Чүнки тамашибин тәливини орунлаш — бизниң асасий вәзипимиз. Һазирқи театр тамашибинлирини, шәртлик рәвиштә, иккигә бөлүшкә болиду. Мәсилән, чоң әвлат вәкиллири, йәни 40 яшниң жуқурисидики тамашибинлар, миллий классикилиқ әсәрләрни көрүшни халайду. Яшлар болса, көпирәк заманивий әсәрләрни яқтуруп көриду. Демәк, тамашибинлиримизниң тәливи һәрхил һәм жуқури. Шуңлашқа биз репертуаримизда мошу тәрәпләргиму диққәт бөлимиз. Байқисаңлар, кейинки пәйтләрдә тамашибинлиримиз сани күндин-күнгә өсүватиду. Бу бизниң тамашибинларниң еһтияҗини қанаәтләндүрүватқанлиғимизни көрсәтсә керәк. Униңдин ташқири, барлиқ қоюлумлар қазақ вә рус тилиға синхронлуқ рәвиштә тәрҗимә қилинған. Буму театримизға башқа милләт вәкиллирини җәлип қилишқа наһайити яхши тәсир қилди. — Сизниң театрға бәдиий рәһбәр болуп кәлгиниңизгә бәш айдәк вақит болди. Мошу лавазимға кәлгәндә җавапкәрликни һис қилдиңизму, көзлигән реҗилириңиз әмәлгә аштиму? — Әлвәттә, Дилмурат Нурәхмәтоғли мени мошу ишқа тәклип қилиш алдида биз көп мәслиһәтләштуқ. Чоң җавапкәрликни өз зиммәмгә алғанлиғимни яхши һис қилимән. Мудирму уни яхши чүшәндүрди. Мән Т.Жүргенов намидики Қазақ миллий сәнъәт академияси «Актерлуқ маһарәт вә режиссура» кафедрисниң «Драма театриниң режиссуриси» мутәхәссислиги бойичә тамамлидим вә Қазақстан Җумһурийитиниң хәлиқ артисти Маман Байсеркеулыниң чевәрханисида билим алдим. Шундақла тонулған режиссер вә актер Муһит Һезимов билән сәнъәтшунаслиқ пәнлириниң доктори, профессор, елимиздә тонулған театр тәңқитчиси Әхмәтжан Қадировниң шагирти болғанлиғим билән пәхирлинимән. Әйнә шу устазлиримиз бизгә өзлиридики барлиқ билимини, маһаритини чин қәлбидин бәрди, бизгә ишәнчә билән қариди. Әпсус, улар һазир аримизда йоқ. Һәр иккилисиниң һаяти Уйғур театри билән чәмбәрчас бағлиқ болди. Мениң мошу йәргә кәлгәндә әйнә шундақ шәхсләрдин алған билимимни Уйғур театриниң риваҗлиниши, тәрәққияти үчүн пайдилиниш мәхситим болди. Алаһидә тәкитләш лазимки, театр бир адәм ишләйдиған җай әмәс. Һәммә иш коллектив билән әмәлгә ашурулиду. Мошу йәрдә ишләватқан 180дин ошуқ адәмниң һәрбириниң әмгиги әһмийәтлик. Биз Дилмурат Нурәхмәтоғли билән мәслиһәтлиип, лайиһиләрни тәйярлаватимиз. Шуларниң бири — мән жуқурида тәкитләп өткән фестиваль. Театримизниң актерлири, артистлири наһайити талантлиқ. Биз келәчәктә чоң утуқларға йетимиз дәп ойлаймән. — Сөһбитиңизгә рәхмәт. Сөһбәтләшкән Йолдаш МОЛОТОВ, «Uiğur avazi» |