Open login
Главная Новости «...Қәһриманлар обризини яратқум келиду»
«...Қәһриманлар обризини яратқум келиду»
15.06.2024 13:23   

«Әл қәдирлигән қәһриманлар обризини яратқум келиду»


 

Шәмшидин АЮПОВ,

«Uiğur avazi»

 

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев мәдәнийәт вә сәнъәт хадимлири билән болған учришишларниң биридә мәдәнийәт вә сәнъәт адәмлири тарихий җәриянниң алдинқи сепидә жүрүп, шу арқилиқ миллитимизниң сүръәтлик тәрәққий етишигә тәсир қилидиғанлиғини қәйт қилған еди. Дәрвәқә, һәрбир милләтниң тарихида хәлқиниң иптихариға айланған шәхсләр болиду. Чүнки хәлиқ өзи тонуп пәхирлинидиған, мәғрурлинидиған, еһтирам билдүридиған мәрданиләр исим-шәрипини һечқачан унтумайду әмәсму. Әслидә, билсәк, батурлуқ пәқәт җисманий күчини намайиш қилғандила әмәс, тарихий җәриянниң алдинқи сепидә жүргүчи, муһими, иҗадийәттә мәнивий байлиқ яратқучи намайәндиләргә нисбәтәнму иптихарлиқ нам-нишан болғуси. Мана әшундақ театр сәнъитидә мөҗүзә яратқан истедатларниң бири, «Мәдениет қайраткері» бәлгүсиниң саһиби Ғәйрәт Тохтибақиев, дәп ейтсақ, ашуруп ейтқанлиқ болмайду.

 

 

 

 

 

 

Театр тәнқитчилири «Ғәйрәт Тохтибақиевта тәбиий талант үстүн» десә, йәнә бирлири «униң устазлири зор болған» дейишиду. Һәр икки пикирдә мәлум дәриҗидә һәқиқәт бар. Артист болуш, сәнъәткар атилиш әсли Ғәйрәтниң балилиқ армини әмәс еди. У Уйғур наһийәсиниң Түгмән йезисидики уйғур оттура мәктивидә оқуп жүргән пәйтлиридә спортқа иштияқ бағлап жүрди. Қабилийәтлик оқуғучиниң сәнъәткә майиллиғини байқиған сөйүмлүк устази, нахша пәниниң муәллими Алийәм Ғенәкова уни пәйдин-пәй мәктәптә тәшкил қилинған оқуғучиларниң драма өмигигә җәлип қилди. Шундақ қилип, у әшу өмәктә дәсләп дап, андин равап, дутар челишни үгәнди. Арилиқта миллий саз әсваплирини челишқа иштияқ бағлиған тиришчан шагирт нахша ейтишқа һәм өмәк әзалири тәрипидин пат-пат қоюлуп туридиған сәһнә көрүнүшлиридә ушшақ-чүшәк рольларни иҗра қилип жүрди. У мәктәпни тамамлаватқанда Түгмәнгә мәрһум язғучи-драматург Шайим Шаваев билән Уйғур театриниң дирижери Алимҗан Тоқаев келип, йезидики сәнъәткә иштияқ бағлиған яшларни конкурс асасида таллап, Уйғур театриға елип бариду. Ғәйрәт мәзкүр синақтин муваппәқийәтлик өткән бир топ қиз-жигитләр қатарида Ташкәнттики Н.Островский (һазирқи Мәннан Уйғур) намидики бәдиий-театр институтиға оқушқа чүшиду. Тиришчан жигит институтта тиришип оқуди вә ахири өзиниң сәнъәткә болған муһәббити арқисида актер болуп шәкилләнди вә 1983-жили Алмутиға қайтип келип, Уйғур театриға ишқа орунлашти. 
Дәсләп сәһнидә актриса Хасийәт Зәйнавдинова сәһниләштүргән «Мөшүкниң өйи» чөчәк-спектаклида Мөшүкниң ролини ойниғандила, андин кейин «Назугум» спектаклида Кәрим Закировқа дублер болуп, Сақи сатқун обризини яратқанда көзгә чүшүшкә башлиған у тез-аридила тамашибинларниң сөйүмлүк актериға айланди вә униңға өзиниң кәмтарлиғи билән сәнъәт теғиниң чоққисиға өрләш несип болди. Қисқиси, Ғәйрәт сәнъәт йолида адил болуп, шиҗаәтлик әмгәк қилди. Бүгүнки күндә талантлиқ актерни билмәйдиған тамашибин камдин-кам. 
...Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик академиялик дөләт Уйғур музыкилиқ-комедия театрида қоюлған уйғур драматургиясиниң классик әсәри «Анархан» музыкилиқ драмиси икки сааттин ошуқ вақит давамида тамашибинни өзигә рам қиливалди. Бу күни сәһнигә қадалған йүзлигән җүп көзләр бир-бирини сөйгән икки яшниң паҗиәлик тәғдирини, иҗтимаий тәңсизликтин келип чиққан кәскин тоқунушларни, һөкүмранларниң зомигәрлигини, кәмбәғәлләрниң зулмәт астидики паҗиәлик әһвалини, уйғур аяллириниң еғир қисмитини реал һаят һәққанийити арқилиқ тәсвирләп бәргән драминиң әсли нусхисидин жирақлап кәтмигән вариантини көрүп, жүриги су ичти. «Анархан» охшаш классик сәһнә әсәрини сәһниләштүрүшкә талантлиқ режиссер, һели мәрһум Муһит Һезимов вә көпкә тонулған сәнъәткарлиримиз пухта тәйярлиқ көргән. Биз буни актерлиримизниң сәһнидики һәрикәтлиридин, диалоглиридин убдан байқидуқ. 
Мошу йәрдә шуни алаһидә тәкитләш лазимки, Сопахун һаҗим билән Бәхтия мәзин Сайитниң өйигә әлчиликкә келиду. Сайит нарази болуп хапилиқта әлчиләрни өйидин қоғлап чиқиду. Бәхтияға: «Һей, Бәхтия! Көзүмгә қорққақтәк көрүнмәй, йоқал!» дегинидә, Сайитниң ғәзивидин қорққан Бәхтия һодуқуп кетип, «узатмай олтирип қалсила», дәп қачиду. Әйнә шу сәһнә вақиәси пәйтидә Сайит — Ғәйрәт Тохтибақиевниң сәһнидә тонуп болмастәк өзгирип, ғәзәп билән көзидин нәпрәт яғдуруп, «Ей, Худа! Қени, сениң адиллиғиң!?», дәп қолини көккә сунуп илтиҗа қилип, кәмбәғәл Сайитниң обризини шундақ маһарәт билән гәвдиләндүргинини, умумән, миллий театримиз сәһнисидә яратқан ушбу тәкрарланмас обризини униң җасарити дәп ейтқум келиду. Ғәйрәткә режиссер тәрипидин Сайитниң ролини атқуруш берилгәнлигиниң өзи униң қабилийитигә болған ишәнчиниң бир ипадиси еди. У әшу ишәнчиниң һөддисидин шәрәп билән чиқалиди. У өзиниң ләвзидин чиққан һәрбир җүмлиси, тәбиий иш-һәрикити, интайин раван вә йеқимлиқ тили арқилиқ тамашибин диққитини алаһидә җәлип қилди. Қисқиси, Ғәйрәт өзигә жүкләнгән вәзиписини әла дәриҗидә орунлиди. Тамашибин һәм театр тәнқитчилириму униң иҗадий издинишлирини жуқури баһалиди. 
У қириқ жил мабайнида Уйғур театриниң сәһнисидә көплигән баш рольларни муваппәқийәтлик ойнап, тамашибин қәлбидә өчмәс из қалдурди. Классик әсәр «Анарханда» — Сайит, «Ғерип—Сәнәмдә» — Һапиз, «Ғунчәмдә» — Басит, «Идиқутта» — Һәсән Төмүр, «Баянчурда» — Баға Тарқан, «Назугумда» — Гүлмәт бовай, «Ләйли—Мәҗнунда» — Мәһди, «Пәрһат—Ширинда» — Шапур, «Махмут Қәшқәрийдә» — Шәйхуислам, «Аманнисаханда» — Махмут, «Муқәддәс гунада» Мухтәр Әвезов образлирини яратти. Талантлиқ актер буниңдин башқа йәниму көплигән комик пландики образларни бирдәкла маһарәт билән иҗра қилди. Һеликәм у өзигә тапшурулған рольларниң һөддисидин шәрәплик чиқип, сәһнидин чүшмәй келиватиду. «Тәбәссүм» программисида миниатюриларни иҗра қилиштиму тамашибинлар алқишиға сазавәр болалиди. Униңға пүткүл хәлиқ гува. Бирақ атақлиқ актер техичә дөләт тәрипидин бирәр атаққа еришкини йоқ. Әң әвзили, уни хәлиқ тонуп, баһалаватиду. Сәнъәт адими үчүн әң чоң мукапат — хәлиқниң һөрмити. 
Ғәйрәт Тохтибақиевни хәлиқ арисида нахшичи сүпитидиму тонулған дегән пикир моҗут. Раст, өз вақтида у сәпдаш-достлири Долқун Зәйналов, Шавкәт Қурбанов билән «Илһам» ансамблини тәшкил қилип, көпчиликниң көңлидин чиқип жүрди. Издинип, иҗадий ишлиши нәтиҗисидә «Мәрһәба» вә «Қош жүрәк» намлиқ икки альбоминиму чиқирип үлгәрди. У нахшилар, көп өтмәй, көпчиликниң сөйүп тиңшайдиған аммибап нахшилириға айланди. Ғәйрәт һазирму көпчилик жиғилған йәрләрдә, илтимас қилса, нахша ейтип бериштин баш тартмайду. Лекин, шәхсән мениң пикримчә, Ғәйрәт Тохтибақиев әң авал драма артисти сүпитидә адәмләрниң қәлбидә, театр тарихида қалиду. Униң ғалип бәсти, хушпичим чирай-шәкли, қәдди-қамити, җараңлиқ авази — тамашибинни һиссият дәриясиға чөмдүрүп, тәврәндүрүш, вуҗудини ләрзигә селиш, муһәббәт вә нәпритини қозғитиш қудритигә егә. У сәһнә үчүн туғулған десәк, мубалиғә әмәс. Униң дәсләпки сәһнидики қәдимидинла тамашибинлар зор тәбиий истедат егиси сәнъәткә кәлгәнлигини чүшәнгән еди. Амма, Ғәйрәт бир жилдин кейин, атиси Қурванҗан акиниң «Ялғуз оғул, ата-анисиниң йенида болуп, уларға қол-қанат болуши керәк, йезиға қайт!», дегән гепигә қулақ селип, туғулған жутиға қайтип кетиду. Йезиға кәлгәндин кейин, дәсләп мәктәптә муәллим болуп ишләйду, андин йезидики Мәдәнийәт өйигә йетәкчилик қилиду. 1986-жили сәнъәткә болған муһәббити түпәйли у Уйғур театриға қайтип келиду. Әйнә шуниңдин башлап алмасниң қирлирини шәкилләндүргәндәк, рольдин-рольға маһарити өсүп, театр сәһниси униңға зор мәктәп болди.
— Мениң Уйғур театриға қайтип келишимгә, шу вақиттики театр мудири Икрим Мәсимов сәвәп болди, — дәйду Ғәйрәт сөһбәтара. — Мән у кишидин бир өмүр миннәтдармән. Мошу йәрдә шуниму тилға алмай мүмкин әмәс, мениң өзәм сөйгән кәспим бойичә ишлишимгә йол көрсәткән чоң апам Мәрванәмгә вә, әлвәттә, дадамға, бүгүн мениң қол йәткүзгән утуқлиримға биллә хошал болуп, маңа мәдәткар болуп келиватқан апам Аватханға, һаят синақлирида биллә тавлинип, биллә қол тутушуп, мени қоллап-қувәтләп келиватқан өмүрлүк җүптүм Җәннәтбүвигә, җан-җигәр қериндашлиримға, һәм көйүмчан икки қизимға миннәтдарлиғимни изһар қилимән. Мән әйнә шу қәдирданлирим билән бәхитликмән. Шундақла, мошу пурсәттин пайдилинип, мениң иҗадий җәһәттин өсүшимгә беваситә тәсир қилған устазлирим Қазақстан хәлиқ артисти Қурванҗан Абдурасуловқа, режиссерлар Муһит Һезимов билән Ялқунҗан Шәмиевқа, көрнәклик сәнъәткарлар Алимҗан Әйсаевқа, Мирзәхмәт Һошуровқа, Махмут Дәраевқа, Руқийәм Саттароваға, Реһангүл Мәхпироваға, Турдибүви Аблизоваға, Роза Бәхтибаеваға, һәм өзлириниң сәмимий мәслиһитини берип келиватқан кәсипдашлирим Пәрһат Давутовқа, Әзиз Искәндәровқа вә театр мудири Дилмурат Баһаровқа чәксиз миннәтдарлиғимни билдүрмәкчимән. Ойлап қарисам, бизму пәйғәмбәр йешиға кәптимиз. Йеқинда Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев мәдәнийәт вә сәнъәт хадимлирини мукапатлаш мәрасимида «Чоң әвлатниң сәнъәттики йолини һазирқи яшлиримиз мунасип давамлаштуруп келиватиду. Мошу варислиқни сақлаш наһайити муһим», деди. Шуни ишәшлик ейталаймәнки, Уйғур театридиму әйнә шу варислиқ сақлинип келиватиду. Турған Һезимов, Халмурат Мунаров, Алийәм Ибдиминова, Дилшат Аманбаев, Муһидин Варисов, Бәхитҗан Авдунов, Үмүт Қасимов, Турсунҗан Илиев, Шарванәм Разиева, Гүлназ Амутова вә башқиму бир түркүм талантлиқ яшлар йетилип чиқип, бизниң изимизни бесип келиватиду. Демәк, варислиқ давамлишиватиду дегән сөз...
Ғәйрәттин өзиниң келәчәк армини һәққидә сориғинимда у: «Әндики арминим — «Садир Палван», «Король лир», «Отелло» кәби әл қәдирлигән қәһриманлар обризини тикләш», дегән гәпни қилди.
— Илаһим, күч ғәйритиң түгимәй, арминиң орунлансун!, — дәп униң қолини алдим...

https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/51118

 
Интересный материал? Поделись с другими: