Open login
Главная Новости Статья о "Бахар Наваси 2014" в "Уйгур авази".
Статья о "Бахар Наваси 2014" в "Уйгур авази".
16.05.2014 17:05   

"Уйғур авази" гезити 15 май 2014 ж.

Өткән һәптидә Җумһурийәт сарийида «Пәрваз» уйғур иҗрачилар бирләшмисиниң уюштуруши билән «Баһар наваси» намлиқ концерт болуп өтти. Униңға исми көпчиликкә тонулған һәм өзлириниң талантини йеңидин намайиш қилишқа бәл бағлиған яш сәнъәткарлар қатнашти.У күни Җумһурийәт сарийи сәнъәтсөйәр тамашибинға лиқ толди. Уюштурғучиларниң яш талант егилирини чоң сәһнигә елип чиқиш ойи толуғи билән әмәлгә ашти, дәп ишәшлик ейтишқа болиду. Чүнки әндила сәнъәт беғиға қәдәм тәшрип қиливатқан яш иҗаткарларниң мошундақ чоң сәһнидә өзлирини азадә тутуши, кийиниши, муһими, җиддий таллавелиш синиғидин өткәнлиги ениқ билинип турди.

Концертта иҗра қилинған нахша-сазлар билән уссулларниң һәммиси дегидәк заманивий болуши тамашибинларниң бесим көпчилигини тәшкил қилған яшларниң көңлидин чиқти. Болупму уйғур эстрадисиниң карван беши болуп келиватқан «Дәрвишләр» топиниң вә өзи Қазақстанда туғулуп, бүгүн тарихий вәтинимиздә яшап, паалийәт елип бериватқан нахшичи Санийәм Исмайил, яш сәнъәткарлар Абдурешит Һошуров, Муштәри Исламова, Нариман Һаширов вә башқилар өзлириниң һәқиқий талант-маһаритини испатлап, тамашибинларға арамбәхш дәмләрни һәдийә қилди. Шундақла ушбу кәчкә иштрак қилған «Дияр», «Мирас», «Тумар» топлири, «Наргиз», «Аманнисахан», «ТюрКаз» уссулчилар коллективлири, күлкә маһирлири Алимҗан Бавдинов, Расул Зайитов, Бәхитҗан Савурҗанов вә башқилар концертниң техиму утуқлуқ өтүшигә өзлириниң бир кишилик һәссисини қошти.

 

Әнди концерт меһманлири — Қазақстан эстрада юлтузлири Кентал, Парвиз Назаров вә «Аюми» топиниң иҗрасидики шох нахшилар тамашибинлар қәлбидә чоңқур тәсират қалдурди.

Мәшүр САСИҚОВ.

Алмута шәһири.

http://uyguravazi.kz/?p=13229#more-13229

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Комментарии 

 
0 #3 Молутжан ПӘНЖИМИЙ 2014-06-15 20:23 Карван маңғансири түзилиду. Келәси концертларда илгириләш һасил қилиш үчүн бар күчимизни салимиз. "Артистлиримизни орнидин туруп қаттиқ чаваклар челип,хуш кәйпиятта қарши алғидәк тамашибинларму аз болди" дәп йезипсиз.Хаталашмисам Жумһурийәт Сарайида 2600 орун бар. Улар нахшини қандақ йосунда тиңшайду униңға жавап берәлмәймиз. Чаваклирини айимиғанлиғиға көзүм жуммаймән әлвәттә. Сүпәтлик концертларни өткүзүш идея вә пикирлириңиз болса мәрмәһәммәт "Пәрваз" бирләшмисиниң новәттики жиғинида сизни күтимиз. Барлиғиңларниң пикри биз үчүн әвзәл.
 
 
+2 #2 Молутжан ПӘНЖИМИЙ 2014-06-14 14:36 Әссаламму әләйкүм Адилжан. Буни биз әлвәттә тәнқит сүпитидә қобул қилимиз. Ундақ болмайдекән бу қуруқ сөз болуп қалиду. Һә биз қуруқ сөзни қобул қилмаймиз. Шуңа тамашибин сүпитидә өз пикриңизни ейтқиниңизни биз чоң жавапкәрлик сүпитидә қараймиз. Хаталиқлиримиз бар буни һеч қачан инкар қилмаймиз һәм пикриңизгә қошулимиз. Бирақ һеч немә қилмиған адәмләрдила хаталиқ өтмәйду. Нахшилири яхши болсиму артистлиримизни ң көпинчиси мундақ чоң сәһниләргә тунжа қетим чиққачқа һодуқуш болди. Асасий мәхситимиз кәспий көп тәжрибиси бар сәнъәткарлирими з билән йеңи яш талант егилири арисида бағлиниш һасил қилиш вә савақ елиш вә сәнъитимизни тәрәққий қилдуруш…
 
 
+1 #1 Адылжан 2014-05-16 19:41 Әссәламму әләйкүм!Растлиғ имни ейтсам, "Баһар наваси" концертидин көңүлдикидәк һозурланмидим.Концертни елип маңған "риясәтчиләр"ниң дудуқлап,қәғәзг ә йезилған сценарийлирини дурус оқиялмиғини,ула рниң һодуқушлири,шун дақла артистлиримизни ң көпинчиси фонаграмма арқилиқ сәһнигә чиқишини аз дегәндәк, улар өз нахшилирини көңүл бөлүп, тамашибинни өзигә жәлип қилғидәк һалда орунлимиғини яхши тәсират қалдурмиди.Артистлиримизни орнидин туруп қаттиқ чаваклар челип,хуш кәйпиятта қарши алғидәк тамашибинларму аз болди.Һәқиқәтәнму, сәһниләрниң безәллиниши жуқури дәрижидә болди.Жумһурийәт сарайида уйғурчә концертлар болуп өтмигинигә нәччә жил болди.Шунчә вақиттин кейин концерт болғиниға хошал болдум.Концерт уюштурғичилириғ а чоң рәхмәт!Күч чиқарди, чиқим чиқарди, хәлиқниң көңлидин чиқишқа тиришти!Мән ойлаймәнки, әйип әтмәй, кейинки концертларниң яхши өтүшигә техиму чоң күчлирини селишқа тиришиду дәп!Мән тәңқит қилмидим, пәқәтла, өзәмниң алған тәсиратимни ейтип өттүм!Мениңдин хапа болмиғайсиләр!