Open login
Главная Новости «Баһар наваси» - Достлуқ наваси.
«Баһар наваси» - Достлуқ наваси.
19.05.2014 02:10   

 

Қурулғиниға икки жилчә вақит болған «Пәрваз» уйғур ижрачилар бирләшмисиниң новәттики әнъәнигә айланған «Баһар наваси - 2014» намлиқ мәйрәмлик концерти болуп өтти. Мәйрәмлик концерт дейишмиздики сәвәп мәйрәмгә толуп ташқан май ейидики 1-май – Қазақстан хәлиқлири Бирлиги күни, 7-май – Қазақстан Жумһурийитиниң Вәтән қоғдучилар күни, шундақла 9-май – Ғалибийәт күнлиригә тоғра кәлгәчкә бу қетимқи концерт мәйрәмләргә улашти. Дәсләпки «Баһар наваси -2013» концертидила тамашибинлири көпәйгән бу бирләшмә бу қетимқи концертини Жумһурийәт сарайида өткүзүшти тоғра көрди.  Тамашибинлар саниниң өсүватқанлиғини Жумһурийәт сараийда лиқ олтарған тамашибиндин көрүшкә болиду.


Шундақ қилип, 11-май Жумһурийәт сарайида  өткән мәйрәмлик концертни риясәчиләр Данияр Қунахунов, Гүлжан Алиш  вә Разийәм Һәмраевалар хуш чирай вә иллиқ сөзләр билән ачти. Бу қетимқи концертта пәқәт тамашибинлирила әмәс бәлки, мәзкүр бирләшмигә әза болғанларниң саниму көпәйгәнлиги байқалди. Чүнки сәһнидә йеңи исимлар өзлириниң йеқимлиқ нахшилири билән көзгә  челиқти. Атап ейтсақ бу қетим өзиниң миллий эстрада  нахшилири вә әвришим уссуллири билән тамашибин қәлби төридин орун алған Абдурешит Һошуров, Муштәри Исламова, «Яйра» дуэти, Пәрһат Мәсим, Нуриддин Газиев, Молутжан Тохтахунов, Дилшат Закиров, Алишер Амутов, Назим Розахунов, Алишер  Амутов, Зульяр Қадиров, Әхмәтжан Тайиров, Қудрәт Омаров, Назим Розахунов, «Дәвран» , «Дилдар» «Мирас», «Тумар», «Лагман.com» топлири вә әлвәттә Қазақстан уйғур эстрада сәнъитидә карван беши болуп келиватқан «Дәрвишләр» топи, вә «Дияр» топлири  вә шундақла, «Наргиз», «Аманнисахан», «ТюрКаз», «Арзу», «Ирада» уссулчилар тори вә Расул Зайитов, Алимжан Бавдинов, Мурат Әйсаров, Бәхитжан Савуржанов, Гүлзара Мамиева, Рахман Мухпулов, Гульмира Мамиевалар кәби күлкә маһирлириму  болди.


Концертни тәбрикләп  кәлгән «Ayumi» топи, Парвиз Назаров, Кентал нахшичиларниң нахшилири иллиқ қарши елинди. Мәзкүр концертқа  Қазақстан эстрада юлтузлиридин қәдәм тәшрип қилишму әнъәнә сүпитигә айланмақта. Бу әлвәттә хошал қиларлиқ әһвал. Чүнки келәчәк сәнъәткарлиримз үчүн тәжрибә алмаштуруш вә йеқиндин арлишишқа зәмин яритилиду. Мәзкүр әнъәнә сәнъәткарлар вә тамашибинлар үчүн достлуқ мунасивәт орнилишида муһим роль ойнайду әлвәттә.

Молутжан Тохтахунов


 
Интересный материал? Поделись с другими: