Open login
Главная Новости Топтин озған талантлар.
Топтин озған талантлар.
23.05.2014 11:10   

«Уйғур авази» гезити 22 май 2014 ж.

Өткән һәптидә Талғир наһийәсиниң Туздыбастав йезисидики Мәдәнийәт өйидә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши вә Туздыбастав йезисидики 31-оттура мәктәпниң коллективи һәм Қаһаровлар аилисиниң һамийлиғи билән көрнәклик мәрипәтчи Һебибулла Қаһаров намидики мукапат үчүн оқуғучилар арисида җумһурийәтлик ХV «Һошшәрә, яш талантлар!» фестивали болуп өтти. Униңға Алмута шәһири вә Алмута вилайитидә оқутуш уйғур тилида жүргүзүлүватқан 16 мәктәптин 100дин ошуқ оқуғучи иштрак қилди.


Ядиңларға салимизки, Һебибулла Қаһаров һаят болса, бийил 75 яшқа толатти. Шуңлашқа өткән жили ушбу көрүкниң эстафетисини тапшурувалған Туздыбастав йезисиниң жут активистлири мәзкүр чарә-тәдбирни мошу сәнәгә беғишлап жуқури дәриҗидә өткүзүшни мувапиқ көрүпту.

Фестиваль меһманлар Туздыбастав йезисиниң «Достлуқ» ансамблиниң орунлишидики «Әҗәм» муқамидин башланди. Андин 31-оттура мәктәпниң оқуғучилири һәм Һебибулла Қаһаровниң нәвриси Шахсәнәм Қаһарова тәрипидин иҗра қилинған саз-нәғмиләрни тиңшап бәһримән болушти. Шуниңдин кейин мәзкүр мәктәпниң муәллими Гүлбанум Бавдинова Һ.Қаһаровниң тәрҗимиһали вә әмгәк паалийитигә әтраплиқ тохталди.

Риясәтчиләр фестиваль меһманлирини тонуштурғандин кейин, сәһнигә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумовни, Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театриниң мудири Савутҗан Сонуровни, А.Розибақиев намидики 153-мәктәп гимназияниң мудири Шавкәт Өмәровни, педагогика пәнлириниң намзити Турсун Әлаевни, 31-оттура мәктәпниң мудири Райхан Үкеевани тәклип қилди. Улар өз нутқида миллий маарипниң риваҗлинишиға мунасип төһпә қошқан вә «Һошшәрә, яш талантлар» фестивалини уюштурушниң тәшәббускари болған көрнәклик мәрипәтчи Һебибулла Қаһаров һәққидә иллиқ әслимилири билән ортақлишип, униң ишини давамлаштуруп келиватқан оғли Мәхсәтҗан Қаһаровқа миннәтдарлиқ билдүрди. Андин Шаһимәрдан Үсәйин оғли Һ.Қаһаровниң рәпиқиси Ғәйрәтбүви аниға ҖУЭМ намидин чапан кийгүзүп, хатирә соғиларни тапшурди.

 

Шуниңдин кейин сөз новитини алған «Авған уруши ветеранлири» җәмийитиниң әзалири С.Баймолдинов, А.Даркенбаев, Р.Зулияров мәзкүр фестивальниң оқуғучиларниң вәтәнпәрвәрлик роһида тәлим-тәрбийә елишиға түрткә болидиғанлиғини тәкитлигәч, өз вақтида «Һошшәрә, яш талантлар!» фестивалини уюштурушқа йеқиндин күч чиқарған Бесағаш йезисидики 29-оттура мәктәпниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Тәлъәт Балинов билән Талғир наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Иминҗан Тохтахуновқа Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани Бауыржан Момышулыниң туғулғининиң 100 жиллиғиға беғишланған хатирә медалини тапшурди.

Риясәтчиләр тәрипидин мәзкүр чарә-тәдбирниң асасий қаидә-шәртлири чүшәндүрүлгәндин кейин, оқуғучилар алдин-ала өткүзүлгән тест синиғи вә «Эссе», «Шеирийәт», «Миллий саз», «Миллий уссул», «Ләпәр», «Тәсвирий сәнъәт», «Шахмат» номинациялири бойичә өзара күч синашти.

Көпчилик күткән һаяҗанлиқ пәйт келип, адил-қазилар конкурс йәкүнини елан қилди. Нәтиҗидә алдин-ала елинған тест синиғида 113 балл елип, топтин озған Алмута шәһири А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң оқуғучиси Зенәтбүви Яқупова Баш мукапат — Гран-приға муйәссәр болди. Әнди мәзкүр мәктәпниң оқуғучиси Зулпиқар Турғанов вә Уйғур наһийәси М.Җәлилов намидики Кәтмән оттура мәктивиниң оқуғучиси Шахризат Меналов — І орунни, Талғир наһийәси Туздыбастав йезисидики 31-оттура мәктәпниң оқуғучиси Камиләм Қурванҗанова билән А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң оқуғучиси Фарух Абдраимов ІІ орунни егилиди. Туздыбастав йезисидики 31-оттура мәктәпниң оқуғучиси Бәхтигүл Муһәмәтҗан, Гүлдала йезисидики 21-оттура мәктәпниң оқуғучиси Лейла Ғуламдунова вә Челәк йезисидики Т.Кенжебаев намидики оттура мәктәпниң оқуғучиси Әзиз Рәшидин ІІІ орунға еришти.

«Эссе» номинацияси бойичә биринчи орунға Челәк йезисидики, Т.Кенжебаев намидики оттура мәктәпниң 10-синип оқуғучиси Мәрийәм Нурамбекова, иккинчи орунға А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң 10-синип оқуғучиси Әзиз Азнибақиев билән Челәк йезисидики А.Розибақиев намидики оттура мәктәпниң 10-синип оқуғучиси Зулфия Машир, үчинчи орунға Кәтмән йезисидики М.Җәлилов намидики оттура мәктәпниң оқуғучиси Нигара Тиливалдиева вә Уйғур наһийәси Һ.Искәндәров намидики Ават оттура мәктивиниң 10-синип оқуғучиси Гүлфиза Садирова сазавәр болса, Гүлдала йезисидики 21-оттура мәктәпниң 10-синип оқуғучиси Нигара Рәһманованиң әмгиги әң қизиқ йезилған эссе дәп баһаланди.

Уйғур тили вә әдәбияти пәнлиридин елинған тест синиғиниң йәкүни бойичә І орунға Адиләм Ташмәтова, (Уйғур наһийәси, Илия Бәхтия намидики уйғур оттура мәктиви), ІІ орунға Тахмина Мәрүпова (И.Бәхтия намидики 3-уйғур оттура мәктиви), Камиләм Қурванҗанова (31- Туздыбастав оттура мәктиви), ІІІ орунға Наргиз Һебибулла (Әмгәкчиқазақ наһийәси Т.Кенжебаев намидики оттура мәктәп),  Бәхтигүл Муһәмәтҗан (31-Туздыбастав оттура мәктиви), Адаләт Йүсүпова (31-Туздыбастав оттура мәктиви) муйәссәр болди.

«Шеирийәт» номинацияси бойичә Баш мукапат — Гран-приға Уйғур наһийәси М.Тейипов намидики оттура мәктәпниң оқуғучиси Сәвирдин Садиқов, биринчи орунға Дилияр Маҗитов (Кичик Ақсу оттура мәктиви), иккинчи орунға Зарина Һәмраева вә Назугум Тохтиярова, үчинчи орунға Дилинур Талғатова (153-мәктәп-гимназия), Мәликәм Мәңсүрова (29-Бесағаш оттура мәктиви) еришти.

«Миллий уссул» номинацияси бойичә Баш мукапат А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназия уссулчилириниң әнчисигә тәгди. Уйғур наһийәси Кичик Дехан йезисидики М.Тейипов намидики оттура мәктәпниң оқуғучиси Шахсәнәм Иминова — І орунға, 31-Туздыбастав оттура мәктивиниң уссулчилири Адиләм Молданиязова, Гөзәл Баһамова вә «Ғунчә» топи ІІІ орунға сазавәр болди.

Ләпәр иҗра қилиш бойичә А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң оқуғучилири — биринчи орунға, Мадина Қасимова билән Аюпҗан Аблимитов (31-Туздыбастав оттура мәктиви) — иккинчи орунға «Аппиғим» топи (Уйғур наһийәси Ғ.Сәдвақасов намидики Чоң Ақсу оттура мәктиви), Һасан Санийәм билән Абдулла Адилҗан үчинчи орунға еришти.

«Миллий саз» номинацияси бойичә биринчи орунға 31-оттура мәктәпниң «Нур яшлиқ» ансамбли, иккинчи орунға Ғ.Сәдвақасов намидики Чоң Ақсу оттура мәктивиниң «Дилраба» ансамбли, үчинчи орунға 29-Бесағаш оттура мәктивиниң «Баһар» вә Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң  И.Саттаров намидики оттура мәктәпниң «Дутарчилар» топи, шундақла 31-Туздыбастав оттура мәктивиниң оқуғучиси Тахмина Һошурова егә болди.

«Тәсвирий сәнъәт» номинацияси бойичә І орунға Дилмурат Нурәхмәтов (Ғ.Сәдвақасов намидики Чоң Ақсу оттура мәктиви), ІІ орунға Долқун Абдраимов (21-Гүлдала оттура мәктиви) билән Адиләм Дугансопиева (19-Қизил Ғәйрәт оттура мәктиви), ІІІ орунға Сабинур Әркин (153-мәктәп-гимназия) вә Санийәм Мәмирова (И.Бәхтия намидики 3-уйғур оттура мәктиви) муйәссәр болди.

Әнди «Миллий нахша» номинацияси бойичә Баш мукапат «Шох жигитләр» топиниң (153-мәктәп-гимназия) әнчисигә тәгди. Иккинчи орунға Зайир Абдрахманов (28-Бесағаш оттура мәктиви) вә Розигүл Әмиралиева (31-Туздыбастав оттура мәктиви), үчинчи орунға Дилназ Һәмраева билән Мурат Мәшрәпов (21-Гүлдала оттура мәктиви), Камиләм Имәрова (И.Саттаров намидики Ғәйрәт оттура мәктиви) еришти.

«Шахмат» номинацияси бойичә биринчи орунға Уйғур наһийәсиниң Баһар йезисидики А.Розибақиев намидики оттура мәктәпниң оқуғучиси Рәйһан Абдуваҗитова еришсә, иккинчи орун Әмгәкчиқазақ наһийәси Йеңишәр йезисидики Т.Рысқулов намидики оттура мәктәпниң оқуғучиси Алина Һошурбақиеваниң әнчисигә тәгди. Үчинчи орунға мәзкүр мәктәпниң оқуғучиси Ригина Худайқулова егә болди.

Ғалип чиққан оқуғучилар Һ.Қаһаров намидики мәхсус медаль,  шундақла заманивий техникилиқ васитиләр — айпад, планшет, видеокамера вә башқиму көплигән маддий вә мәнивий соғилар билән тәғдирләнди.

Ахирида сөзгә чиққан саһипханлар — тәшкилий топ рәиси Реһимҗан Тоқаев, Талғир наһийәсиниң баш жигитбеши Зәрват Баһавдинов, Туздыбастав йезилиқ мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Абдуреһим Мәһәмәтов, 31-оттура мәктәпниң мудири Райхан Үкеева мәзкүр көрүкни жуқури дәриҗидә өткүзүшкә бар күч-ғәйритини сәрип қилған мәктәп муәллимлиригә, жут активистлириға миннәтдарлиқ изһар қилди вә тәшкилий топ намидин Ғәйрәтбүви һәм Мәхсәтҗан Қаһаровларға һөрмәт билдүрүп, чапан япти.

Җәмләп ейтқанда, мәзкүр фестиваль қатнашқучиларниң милләтпәрвәрлик роһида тәлим-тәрбийә елишиға йәнә бир қетим түрткә болуп, уларниң һәрбиридә унтулмас тәсират қалдурғанлиғи талашсиз.

Мәшүр САСИҚОВ,

Талғир наһийәси.

Сүрәттә фестивальдин көрүнүшләр.

Муәллип чүшәргән сүрәтләр.  http://uyguravazi.kz/?p=13364#more-13364

 
Интересный материал? Поделись с другими: