Open login
Главная Новости Көңүллүк өткән кәч
Көңүллүк өткән кәч
02.06.2014 20:31   

28-май Алмутидики  «Достлуқ» кафесида «Пәрваз» уйғур ижрачилар бирләшмисиниң новәттики тәнтәнилик  кечилиги болди. Мәзкүр кечиликниң күн тәртиви Жумһурийәт сарайида өткән  «Баһар наваси -2014» намлиқ  концертни  йәкүнләш, қатнашқучиларни вә уюштурғучиларни маддий  вә мәнивий соғилар билән мукапатлаш билән биллә  келәчәктә  атқуридиған иш-чариләрни планлаш болди. Бу кәчниң һәммиси кәң дәстихан  әтрапида өтти.

Дәсләп киришмә сөз билән «Пәрваз» уйғур ижрачилар бирләшмиси рәисиниң орунбасари Райим Һәмраев ечип барлиқ қатнашқучиларға утуқ вә муваппәқийәтләр тилиди. Андин  нахшичи вә уссулчи, оператор вә фотограф риясәтчи-уюштурғучи, композитор вә мәтин язғучи шаирлар  барлиғини маддий соғилар билән мукапатлиди. Шуниң билән бир қатарда Райим Һәмраев барлиқ сәнъәткарларни сәнъитимизниң мошундақ тәрәққий қилишида дайим өмлүктә бир йәңдин қол, бир  яқидин баш чиқирип  бир кишилик үлүшини қошушқа чақирди.

Кейин новәт билән сөз алған «Лагман.com»  хушхойлар вә тапқурлар командисиниң рәһбири Һакимжан  Тохтахунов, «ТюркАз» уссулчилар ансамблиниң бәдиий рәһбири Таһир Баратовлар барлиқ яш сәнъәткарларға күч-қувәт вә утуқлар тилиди. Андин мәзкүр кәч нахша уссулға улашти.

Молутжан ТОХТАХУНОВ

Полный фоторепортаж о вечере здесь >>>

 
Интересный материал? Поделись с другими: