Көргәзмә ечилди. | |
|
"Уйғур авази" гезити 12 июнь 2014 ж. Йеқинда Алмутидики «Арт-центр» галереясидә көрнәклик рәссам, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Һашимҗан Қурбановниң шәхсий көргәзмиси ечилди. Рәссамниң мойқәләм вә қол һүнәрвәнчилик сәнъити билән утуқлуқ шуғуллиниватқини сәнъәтхумарларға көп жиллардин бери мәлум. Бу новәттики көргәзмигә әйнә шу тәсвирий сәнъәт жанрлирида ишләнгән әмгәклири қоюлди. Көргәзмә «Қәшқәргә сәяһәт» дәп атилип, у биртуташ миллий мәзмунни өз ичигә елип, рәссам иҗадиниң йәнә бир балдаққа көтирилгәнлигигә испат болалайду. Риясәтчи В.Ибраева Қәшқәр шәһириниң өз вақтида Азияниң муһим дәрвазиси болғанлиғини һәм наһайити қедимий вә сирлиқ шәһәрни сәяһәтчи Ч.Вәлихановниң зиярәт қилғанлиғини, рәссамниң әмгәклири һәрхил услубта ишләнгән болсиму, һәммиси бирла нәрсини — қедимий уйғур хәлқи тарихини һекайә қилидиғанлиғини тәкитләп өтти. Һәқиқәтәнму Һашимҗан Қурбановниң һәрбир мой қәләм билән ишләнгән рәсими, гөзәл нәқишләнгән қапиғи миллий роһ билән суғирилған. Униң һәр сизиғи билән бойиғида, өтмүштики уйғур хәлқиниң муңи һәм нахшиси тәсвирлинипла қалмай, бәлки һазирқи заман, бүгүнки һаятниңму баяни бар. Униң дунияси башқа бир әҗайип бир гөзәл вә тинич дуния. Көпинчә рәссам балилиқ дәвридики тәсир астида пәйда болған һәрхил көрүнүшләрни тәсвирләшкә интилғанлиғини байқавелиш тәс әмәс. Қисқиси, бу көргәзмини зиярәт қилған адәм, рәссамниң гөзәл ички дуниясиға чөмүп, униңдин чоңқур эстетикилиқ ләззәт алалайду. Һакимҗан ГҮЛИЕВ. http://uyguravazi.kz/?p=13675#more-13675 Полный фоторепортаж о выставке смотреть здесь http://vk.com/b2aproject?z=album-67654148_195094367 |