Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости Махмут Абдурахмановниң туғулғиниға — 80 жил.
Махмут Абдурахмановниң туғулғиниға — 80 жил.
20.06.2014 01:54   

Шагиртлардин «Гүлдәстә» тизған устаз.

«Уйғур авази» гезити 19 июнь 2014 ж.

Әдәбиятимиз билән мәдәнийитимизниң ярқин симаси/ Махмут Абдурахмановниң туғулғиниға — 80 жил


1980-жили Абай намидики Қазақ педагогика институтиниң филология факультетида уйғур бөлүминиң ечилиши билән мәзкүр бөлүмдики студентлар вә бәдиий-графика факультетида билим еливатқан уйғур яшлириниң тәшәббуси билән институтта «Гүлдәстә» ансамбли тәшкил қилинди. Ансамбльниң асасини салғучиларниң ичидә униң бәдиий рәһбири болған мәрһум Нурлан Һәмраевниң исмини алаһидә тилға елишқа әрзийду.

Ансамбль дәсләпки қурулған күнләрдин башлапла институтта өткүзүлүватқан чарә-тәдбирләрниң паал қатнашқучисиға айланди. 1981-жили ансамбль шәһәрдики институтлар арисида әнъәнигә айланған «Студент баһари» көрүгигә дәсләпки қетим қатнишип, лауреат аталди. Мана шуниңдин кейин һәр жили, йәни 1986-жилғичә, ансамбль мәзкүр көрүкниң лауреати атилип, һечбир коллективни өз алдиға өткүзмиди.

Дәсләп қурулғанда, студентлар өз күчи билән саз әсваплирини, кийим-кечәкләрни тепип, өзлири репертуар түзүп, көпчиликкә тонулған. Филология факультетиниң уйғур тили вә әдәбияти кафедрисиға Махмут ака Абдурахманов рәһбәр болуп кәлгәндин кейин «Гүлдәстә» ансамблиниң тәрәққиятиға алаһидә көңүл бөлүнди. Ахирқи жилларда көплигән талантлиқ яшлар билән толуқланған ансамбльни көпчиликкә техиму кәң түрдә тонуштуруш, ансамбль әзалириниң маһаритини йәниму ашуруш мәхситидә ансамбльға рәһбәрлик қилиш үчүн Махмут ака Уйғур театриниң кәспий сазәндиси Азитим Бурһанов билән «Уйғур сәһнисиниң аққуши», атақлиқ уссулчи Гүлнарәм Сайитовани ярдәмгә чақириду. Бу кәспий артистлар ишни башлаштин бурун ансамбль әзалири билән йеқиндин тонушуп, өзлириниң қандақ иш елип баридиғанлиғи тоғрисида ейтип, ансамбль ишиниң кәспий көзқарашта жүргүзүлүшигә көңүл бөлиду.

Ансамбльда кәспий рәһбәрләр бар, әнди униңға саз әсваплири, сәһнә костюмлири һаҗәт. Мана бу мәсилини йешиштиму Махмут ака көп күч чиқарған. 1983-жили Челәк тәвәсиниң Байсейит йезисиға берип, совхоз мудири Җәмшит ака Розахунов билән сөзлишиду. «Гүлдәстә» ансамбли йеза турғунлириға чоң концерт программисини көрситиду. Совхоз рәһбәрлири болса, ансамбльниң саз әсваплири билән костюмлирини елишиға ярдәм қилиду. Мана мошундақ келишимгә кәлгән Махмут ака «Гүлдәстә» ансамбли билән дәсләпки гастрольға чиқип, ансамбльниң маддий базисини бираз болсиму түзәвалиду.

 

Кәспий артистлар Азат ака Бурһанов вә Гүлнарәм Сайитованиң аянмай қилған әмгиги түпәйли «Гүлдәстә» ансамблиниң кәспий дәриҗиси ешип, көпчиликкә техиму тонулушқа башлиди. Шу жиллири Қазақ телевидениеси йенида «Алитағ» уйғурчә көрситишләр программисиниң ечилиши көплигән хәлиқ талантлириниң кәң аммиға тонулушиға сәвәп болған. Махмут акиниң күч чиқириши түпәйли «Гүлдәстә» ансамбли икки қетим, йәни 1984- вә 1985-жиллири «Алитағ» программиси арқилиқ кәң аммиға көрситилди.

«Гүлдәстә» ансамблиниң барлиқ әзалири намидин устазимизниң ятқан йери җәннәтә болсун, демәкчимиз.

 

Абдуқейим ИМИРОВ,

М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияниң муәллими,

1981 — 1986-жиллири «Гүлдәстә» ансамблиниң музыкилиқ рәһбири.

http://uyguravazi.kz/?p=13745#more-13745

Ғулҗа йолиға сәпәр.

«Уйғур авази» гезити 19 июнь 2014 ж.

Қазақстан телевидениеси «Алитағ» уйғурчә көрситишләр программисида ишләватқан пәйтим. Программиларни хилму-хил мавзулар билән бейитишта, болупму хәлқимизниң тарихиға, мәдәнийитигә, сәнъитигә аит мәсилиләр һәққидә Махмут ака билән мәслиһәтлишәттим. Бәзидә у өзи әйнә шу хил мавзулардики көрситишләрниң һәм қатнашқучисиму еди. Мени һәйран қалдуруп, тиң мавзуларниң үстидә мулаһизә жүргүзүп, йеңи пикирләрни пәйда қилип, тамашибинниң қәлбидин вәтәнпәрвәрлик һиссиятларни ойғиталайдиған Махмут ака қатнашқан һәрқандақ телекөрситишләр һәқиқий мәнада қизиқ еди. Институтни тамамлиғинимға хелә вақит болуп кәткинигә қаримай, униң билән һәмсөһбәттә болупла қалсам, яңливаштин шагирт болуп, йеңилиқларни өзәм үчүн ачаттим. Шундақ күнләрниң биридә у маңа мураҗиәт қилди:

— Ука, Ғулҗа йолиға сәпәр қилсақ, қандақ?

— Яхши, болиду.

— У чағда видеокамера еливалсаң.

— Хоп.

Әтиси әтигәндә йолға чиқтуқ. Қара сим-костюм кийивалған Махмут акиниң һәрикити чаққан. У Ғулҗа йоли һәққидә сөһбәт башлап, бу қутлуқ йолда әҗдатлиримизниң өтмүштә ат-улақлар, ешәк-һарвулар билән маңғанлирини, там соқуп, һашар қилип, өйләрни турғузғанлиғини, кәтмән чепип, боз йәрләрни өзләштүргәнлигини қәйт қилатти. Төрткә қатлавалған қәғәзни қоюн янчуғидин чиқарди. Шаир «Ғулҗа йоли» дегән йеңи шеир язған екән. У шеирни оқиди.

Ғулҗа йоли әҗдат маңған қутлуқ йол,

Уйғурларға муңдаш болған муңлуқ йол.

Чечилип ятқан садиған кетәй жутларни,

Бир-биригә улап турған қутлуқ йол.

Шу йолумда маңдим бүгүн алдирап,

Изгү-нийәт, һиссиятлирим ямирап.

Тәри билән дехан ата гүлләткән,

Топрақларни кәлмәк мәхсәт    бир пурап.

У шеир оқушни тохтатти.

— Әллик иккинчи километрға кәлгәндә, шеиримни давамлаштуруп оқуймән, — деди у сирлиқ күлүмсирәп вә күмүчтәк пақирап турған бөдүрә чачлириға бармақлирини селип, түзәп қойди. Май ейи болғачқа әтрап көркәм. Тәбиәт зилва көрүнүшлири билән сөләт төкүп туратти. Махмут акиниң көзлири әйнә шу йолниң икки қанитидики дәрәқзарлиқ вә рәңму-рәң мәнзириләргә чигилип қалған. Хиял қушлириниң қаяқларға пәрваз қиливатқанлиғи маңа намәлум, әлвәттә…

Һезмәт ака Абдуллинниң қәбригаһиға кәлгәндә машинини тохтаттуқ. Махмут ака машинидин чүшүп, қәбир тәрәпкә қарап, байиқи шеирини давамлаштурди:

Әллик икки километр өткәндә,

Һезмәт ака қарши алар бу дөңдә.

Берикәткән аримизда жүргини,

Қәдригә униң йәтти әнди  дост-өңгә…

Бу төрт мисрани оқуп болған Махмут акиниң көзлири толишип кәткәнлигини байқидим. У әң йеқин ағиниси, һаятлиқ мәсләкдишини хатириләвататти. Маңиму  истедалиқ шаир вә язғучи Һезмәт ака һәққидә нурғун вақиәләрни ейтип бәргән. Мәнму улуқ әдипниң қәбир бешида туруп, уни әслидим. Көпчилик Махмут ака билән Һезмәт акини ака-укидәк инсанлар, дутарниң қош тари дәп билиду. Һәтта уни Һезмәт акиғиму охшитип кетишәтти. Сөзүмниң испати ретидә униң «Қәбир бешида» намлиқ Һезмәт Абдуллинға беғишланған шеириниң бир бәндини мисал қилсам купайә:

Бемәзгил сән өттүң, жүрәк көйдүрүп,

Жүрәр едуқ дәрт, шатлиқни тәң бөлүп.

Шат болумән,

«Һезмәт өзин көргәндәк

Болуп қалдуқ», десә мени һәр көрүп.

Махмут ака қәлбидики өзгиришни маңа көрсәтмәсликкә тиришти. Бу йәргә йетип кәлгичә қизиқ гәпләрни ейтип, хушхойлуқ билән йолни қисқартқан устазим бир пәскә мәйүслинип, кейин яңливаштин күлүмсириди. Һезмәт ака билән өткән һаятидин қизиқ вақиәләрни ейтип, һәтта униң бом авазини охшитип, бизни күлдүрүпму кетәтти. Биз кейин йолумизни давамлаштурдуқтә, Ғулҗа йол бойиға жайлашқан хәлқимизниң мунаввәр пәрзәнди, җасур оғлани Ғени батурниң қәбригә қәдәм тәшрип қилдуқ. Әву шеириниң бир бәнди шуниңға беғишлинипту.

Көйинисән қарап йәнә бир дөңгә,

Ғени батур ятқачқа егиз көрүнгән.

Қәһриманлиқ вәтинигә сиғмиған,

Таша жутта ғерич йәргә көмүлгән.

Үч вилайәт инқилави асасчилириниң бири, уйғур хәлқиниң батур оғлани Ғени батур һәққидә Махмут ака униң билән дидарлашқан пәйтлирини махтиниш, мәғрурлиниш билән һекайә қилатти. Хәлқимизниң истиқлалийәт үчүн күрәшлири, Вәтән азатлиғи йолида төкүлгән яшларниң қанлири һәққидә сөзләп, ахири Сталин башлиқ коммунистларниң икки үзлүк сәясити нәтиҗисидин күрәшниң пәллә-мәррисигә йәтмәй, йоқулуп кетишигә толиму ечинатти.

Әмгәкчиқазақ наһиәйәсиниң Лавар йезисиға кәлдуқ. Бу йәрдә йүзлигән уйғур йәрләнгән. Мураевчи җазалаш отряди хәлқимизниң яш-қерисиға қаримай, қиривәткән вақиәниң һелиғичә сири ечилмиди. Тарихниң бу «ақ дағлири» һәққидә мәтбуатларда өз пикрини елан қилип, шу қанлиқ вақиәниң сирини паш қилишқа биринчиләрдин болуп бәл бағлиған әдип Махмут ака Абдурахманов. Шеирниң бир бәнди мошуниңға беғишланған екән.

Көрүнгәндә дәрәқлири Лаварниң,

Титригәндәк болар һаман дил тарим.

Ятар мунда қурбанлири қәстликниң,

Аңланғандәк йәр астидин аһ зари.

Сәпиримиз Байсейит йезисиға улашти. У йәрдә уйғур әдәбиятиниң классиги Сейит Муһәммәт Қаший ядикарлиғиға келип тохтидуқ. Махмут ака бир аз чарчиғандәк көрүнди. Бирақ шеирини йәнә җараңлиқ оқиди.

Жирақтинла көзни йәйду ясинип,

Шаирларниң қутлуқ жути Байсейит.

Мунда Қаший, Абдулһәйниң роһиға,

Җәмшит жүрәр шеир билән дәм селип.

Шеир оқулуп болғандин кейин, шаирни тәққазалиқ билән күткән бир топ дост-бурадәрлири келип, иллиқ қарши елишти. Улар аға-ини болушуп, сәмимий көрүшти.

Мошу сәпәрдә мән устазим Махмут ака Абдурахмановниң өз хәлқигә болған етиқатиниң улуқлуғини, тарихимиз билән әдәбият, мәдәнийитимизниң җанкөйәр пәрзәнди екәнлигигә йәнә бир мәртә көз йәткүздүм. Мошу күни у оқуп бәргән «Ғулҗа йоли», Һезмәт Абдуллинға беғишланған «Қәбир бешида» намлиқ шеирни биринчиләрдин болуп әдипниң өз оқушида аңлишим, мениң үчүн күтүлмигән вақиә болди. Шу күни мениң бешим көккә йәткән. Қәләм саһибиниң йеңидин дунияға кәлгән әмгигини дәсләпкиләрдин болуп аңлаш һәркимгә берилмигән. Шундақла униң билән болған биркүнлүк сәпиримни миң жилға тәң дәп һесаплаймән. Чүнки Махмут ака Абдурахманов мениң шаир, язғучи болуп шәкиллинишимгила әмәс, бәлки һаятқа болған ишқимни күчәйткән, хәлқимгә болған садақитимни техиму улғайтқан ярқин шәхсләрниң бири. Шуңлашқа униң билән дидарлашқан һәрбир дәқиқә, устаз вә шагирт, муңдаш вә мәсләкдаш болған һәрбир пурсәт мениң үчүн нурлуқ күнләргә баравәр.

Һә, у мениң устазим, мән униң шагирти, халас.

Тельман НУРАХУНОВ,

Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзаси.

http://uyguravazi.kz/?p=13752

 

«Яхши» дегән нами қалди.

«Уйғур авази» гезити 19 июнь 2014 ж.

Бүйүк әдип Һезмәт Абдуллин өмриниң көп қисмини Алмутида өткүзгән болсиму, ахирқи сәпиригә атлиниш алдида қериндишидәк болуп кәткән қәләмдаш иниси Махмут Абдурахманов билән оғли Пәрhатни чақирип: «Мени туғулған жутум Баяндайға йеқин Ғулҗа йолиға йәрләңлар», дәп қедимий байяндайлиқларниң кона қәбирстанлиқ йенидики дөңни көрсәткән екән.Әдәбиятшунас Махмут Абдурахманов ағриғиниң сақаймайдиғанлиғиға көзи йәткәндин кейин узун жиллар  биллә мәшрәп ойнап, уруқ-туққандәк болуп кәткән достлирини чақирип: «Әгәр мән вапат болсам,  мени туғулған жутум Ташкәнбайсазға йеқин, бүйүк язғучи Һезмәт Абдуллинниң қәбри йениға йәрләңлар», дәп вәсийәт  қилған еди. Униң илтимасиму достлири, қериндашлири вә жутдашлири  тәрипидин орунлинип, мана әнди униң қәбригиму, худди Һезмәт Абдуллинниңкигә охшаш, hәйкәл орнитилди.

Шуни ейтип өтүш керәкки, Һезмәт Абдуллин билән Махмут Абдурахмановниң пүткүл аңлиқ hаятини бир-биридин айрип қарашқа болмайду. Һәтта Һезмәт ака йеңи өйгә көчкәндә, Махмут ака  Һезмәт акиниң илгәрки өйигә көчүп келип, өмириниң ахириғичә Һезмәт акиниң чириғини өчәрмәй, яндуруп өткән…

Әйнә шу вәтәнпәрвәр язғучи Һезмәт ака билән қош гезәк Махмут акиға кәлсәк,  вақит аққан судәк тез өтүп, мана hайт-hуйт дегичә атақлиқ шаир, академик алимниң вапат болғиниға бир йерим жилдәк вақит болди. Әгәр у һаят болғинида бу күнләрдә 80 яшниң үзини көрәтти… Тарихтин аянки, яхши адәмләр hеч қачан унтулмайду вә көмүлмәйду!

Көрнәклик шаир һәм алим Махмут ака Абдурахманов хәлиқ дил таразисида өлчинип, көпчиликниң меһир-муһәббитигә егә болмақта. «Яхши адәм» дәп баһаланған Махмут ака зади ким? У немә иш қилған? Биринчидин, у Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетида кафедра башлиғи вә оқутқучи болуп ишләп, көплигән билимлик уйғур яшлирини тәрбийиләп йетиштүргән. Һазир нурғунлиған алимлар вә зиялилар Махмут акини һөрмәт билән  «Устазим» дейишиду. Иккинчидин, Махмут ака Кеңәш дәвридә вә Гоминдаң һәм коммунист Хитай һөкүмити дәвридә чаң-тозаң бесип, көмүлүп қалған уйғур язғучи, шаирлири  Абдухалиқ Уйғур, Нәзәрғоҗа Абдусәмәтов, Лутпулла Мутәллип, Нур Исрайилов, Өмәр Муһәммәдий, Исмайил Саттаров, Һезим Искәндәров, Зия Сәмәди, Һезмәт Абдуллин вә башқиларниң  нәзмий һәм нәсрий  әсәрлирини қетиқинип үгинип чоңқур тәһлил қилип, уларниң намлирини әбәдийләштүрди. Үчинчидин, у яхши шаир еди. Униң нурғунлиған шеирлири нахшиға айлинип кәткән.

Махмут ака миллий маарипимиз, театиримиз, мәтбуатимиз, мәдәнийитимиз тәғдиригә бәкму көйүнәтти. Шуниң үчин у «Яхши адәм», дәп баһалинип,  әвладиниң мәңгү ядлап туруши үчүн һәйкили орнитилди. Мән бу мақалини икки чоң әдипкә беғишланған икки бәнд шеирим билән аяқлаштурушни мувапиқ көрдүм.

Мән уйғурмән — Һезмәт Абдуллин!

Явға қоюлған «Отлуқ чәмбәр» — от.

Мән Нәзәрғоҗа, Һезим Искәндәр,

Хәлқигә өчмәс меһри дәрия қут.

Мән уйғурмән, мән — алим Махмут!

Әриккә зар болуп дегән: «Сеғиндим».

Икки үз, хаин, ағмичиларға,

Нәпритин дадил билдүргән дилдин.

Малик САДИРОВ,

шаир.

http://uyguravazi.kz/?p=13750#more-13750

 

Алимниң бебаһа илмий мираси.

Махмут ака билән мән көпинчә шу вақиттики Қазақ ССР Пәнләр академияси йенидики Уйғуршунаслиқ институтида ишләватқинимда қоюқ арилишишқа башлиған едим. Буниңму өз сәвәви бар. Институтниң ахирқи курсида оқуватқинимизда, биз өзимиз таллиған пәнләр бойичә диплом ишини йезиш тәрәддутини көрүшкә башлидуқ. Шу вақитта мән әдәбиятшунаслиқ бойичә заманивий уйғур повестьлири мавзусида диплом ишимни яздим. Униңға Махмут ака өзи рәһбәрлик қилди. Йәнә шу Махмут акиниң йеқиндин арилишиши билән 1986-жили ечилған Уйғуршунаслиқ институтиға йолланма алдим. Хәлқимизниң мунәввәр пәрзәнди Ғоҗәхмәт Сәдвақасов башқурған мәзкүр илим дәргаһи уйғуршунаслиқ мәсилилирини һәртәрәплимә тәтқиқ қилишта һәм бу саһа үчүн кадрларни тәйярлашта һәл қилғучи роль атқурди. Уйғурларниң тили, әдәбияти, сәнъити, тарихи, этнографияси, мәдәнийити бойичә нәшир қилинған онлиған монографияләр вә йүзлигән илмий мақалилар һәм бу саһаларда йетишип чиққан пән намзатлири вә докторлири шуниң ярқин дәлили болалиса керәк. М.Абдурахманов әдәбиятшунаслиқ саһаси бойичә әйнә шундақ кадрларни тәйярлашқа беваситә арилашти һәм көп күч чиқарди. Шулар қатарида, мениңму тәтқиқат йөнилишимни бәлгүлишигә, ениғирақ ейтқанда, уйғур романчилиқ ижадийитидики тарихий мавзу бойичә атақлиқ язғучи вә драматург Зия Сәмәдиниң әсәрлирини тәкшүрүш объекти қилип елишимға Махмут ака сәвәп болди.

М.Абдурахманов, биринчи новәттә, шаирму, алимму яки педагогму, дегән соалниң туғулуши тәбиий. Мән ейтқан болар едим, Махмут ака бу һәр үч саһада бирдәк паалийәт елип берип, уни һәр жиллири һәрхил нәширләрдә елан қилинған салмақлиқ әмгәклири, илмий-аммибап мақалилири билән испатлалиған өз дәвриниң мәшһур намайәндисидур. Әнди униң беваситә илмий паалийитигә келидиған болсақ, униңму узун вә җапалиқ мусаписи бар. Өткән әсирниң бешида шәкиллинишкә башлап,  80 – 90-жиллири өзиниң тәрәққият чоққисиға еришкән уйғур әдәбиятиниң проза, поэзия вә драматургия саһалирини, униң тәрәққият җәриянлирини, жанрлиқ, мавзу вә тил-услуб алаһидиликлирини системилиқ рәвиштә тәтқиқ қилиш зөрүрийити туғулғанда әдәбиятшунаслиқ саһасида бирқатар тәтқиқатчилиримиз мәйданға кәлгән еди. Мурат Һәмраев, Қурван Тохтәмов, Ришат Сабитов, Маһинур Әлиева, Савут Моллаудов, Патигүл Сабитова, Махмут Абдурахманов, Рабик Исмайилов вә башқилар әйнә шу мурәккәп вәзипиниң һөддисидин чиққан дәсләпки алимлиримиз болди. Улар әдәбият тарихини дәвир роһи, шу дәвирдә йүз бәргән сәясий вә иҗтимаий өзгиришләр даирисидә, башқиму милләтләр әдәбиятлири билән зич алақида тәтқиқ қилди. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, М.Абдурахмановниң асасий тәтқиқат объекти поэзия болсиму, кеңәш дәвридики уйғур әдәбияти тарихиниң умумий мәсилилири униң диққитидин сирт қалмиди. Алим шундақла классикилиқ уйғур поэзияси мәсилилири, кеңәш дәвригичә болған уйғур әдәбияти вә уйғурларниң тарихий Вәтинидики әдәбияти вәкиллириниң иҗадийити бойичиму издинип, илмий монографиялирини, топламларда, мәтбуат сәһипилиридә салмақлиқ мақалилирини елан қилип турди. «Өрләш йолида» (1979), «Түгүнләр» (2004), «Маһарәт чоққилириға интилип» (2009) намлиқ китаплар вә шундақла «Уйғур әдәбиятиниң мәсилилири» (1961), «Уйғур филологиясиниң мәсилилири» (1961), «Уйғур совет әдәбияти тарихиниң очерклири» (1967), «Уйғур әдәбиятида традиция вә новаторлуқ мәсилилиригә даир» (1977), «Уйғур әдәбияти вә фольклоридики жанрлар» (1980) вә рус тилида нәшир қилинған «Актуальные проблемы советского уйгуроведения» (1983) топламлири әйнә шулар җүмлисидиндур.

М.Абдурахмановниң илмий паалийитиниң дәсләпки утуғи 1971-жили «Уйғур совет поэзиясиниң шәкиллиниши вә тәрәққияти» мавзусида намзатлиқ диссертациясини утуқлуқ яқлап, илмий унванға егә болғанда қолға кәлди. У поэзияниң 60-жилларғичә болған арилиқта баш жанр болуп кәлгәнлигини чүшәнгән һалда, уйғур әдәбиятшунаслиғида дәсләпкиләрдин болуп,  шу дәвир поэзияси бойичә системилиқ илмий-тәтқиқат жүргүзди һәм бу җәриянда өткән әсирниң 30-жиллири сәясий тәқип қурванлириға айланған Нәзәрғоҗа Абдусемәтов, Абдулһәй Муһәммәдий, Нур Исрайилов, Турди Һәсән қатарлиқ уйғур әдиплириниң иҗадийитини тәтқиқат объекти қилип, уларни толуқ ақлап чиқти. Мәсилән, Н.Абдусемәтовниң иҗадийитигә кәңирәк тохталған алим униң әсәрлириниң асасий җәһәттин уйғурларниң тарихий Вәтини — Шәрқий Түркстанға беғишланғанлиғини һәм уларда кеңәш түзүмигә қарши чақириқларниң тамамән йоқлуғини дәлилләп чиққан еди.

Академик Серик Қирабаев Махмут Абдурахмановниң 60 жиллиқ тәвәллуди мунасивити билән мундақ дәп язған еди: «Һазирқи күндә бурунқи яш алим Махмут тәҗрибилик устаз сүпитидә тонулди. Шундақла у илмий издинишлирини тохталсиз давамлаштурди. Шуниң йәкүни ретидә Махмутниң уйғур поэзиясиниң тәрәққий етиш йоллириға беғишланған докторлуқ диссертациясини атап өткүм келиду. Диссертацияни у шәрәплик яқлап чиқти».

Ейтмақчи, намзатлиқ вә докторлуқ унванлар арилиғидики 23 жил мабайнида, йәни 1971 – 1994-жиллар ичидә у уйғур әдәбиятиниң умумий мәсилилири вә айрим шаир һәм язғучиларниң иҗадийити һәққидә онлиған илмий-тәнқидий мақалилирини елан қилди. Умумән алидиған болсақ, қазақстанлиқ уйғур алимлири ичидә әдәбиятшунаслиқ бойичә пән доктори унванини алған алимларни бармақ билән саниғили болиду. Бу унванға уйғурлардин дәсләпки қетим 1964-жили 28 йешида талантлиқ алим Мурат Һәмраев еришкән болса, демәк, пәқәт 30 жилдин кейин, йәни 1994-жили Қазақстан Миллий пәнләр академияси М.Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институти йенидики ихтисаслаштурулған илмий кеңишидә М.Абдурахмановниң «Заманивий уйғур шеирийитиниң риваҗлиниш йоллири вә өзгичиликлири» мавзусида илмий доклади тиңшалди һәм муһакимә қилинди. Бу мәҗлисниң алаһидилиги шуниңда болдики, алим адәттикидәк диссертация әмәс, бәлки елан қилған илмий әмгәклири асасида филология пәнлириниң доктори унванини елиш үчүн тәйярлиған мәхсус докладини кеңәш әзалири диққитигә тәвсийә қилған еди. Филология пәнлириниң доктори, профессор Виктор Бадиковниң тәкитлишичә, шу вақиттики Алий аттестациялик комиссияниң М.Абдурахмановниң бу қәдимини иккиләнмәйла қобул қилиши, бу көрнәклик уйғур алимиға зор ишәнчә билдүргәнлигиниң ярқин испати болди. Мәзкүр илмий докладниң йеңилиғи шуниңдин ибарәт болдики, униңда шу дәвир поэзияси шәкил вә мәзмун жәһәттин чоңқур вә әтраплиқ тәһлил қилинип, әдипләрниң узун жиллар мабайнида сақлинип келиватқан әнъәниләрни йәниму давамлаштурушта һәм йеңи мәзмун вә услубларни яритишта көп издәнгәнлиги һәртәрәплимә испатланди.

Махмут Абдурахмановниң илмий мирасиниң бүгүнки әдәбиятимизниң тәрәққият йөнилишлиригә йәниму өз тәсирини йәткүзүшини давам қилидиғанлиғиға һәм алимниң уйғур әдәбиятшунаслиғида тутқан орниға келәчәк әвлатлиримиз тәрипидин мунасип баһа берилидиғанлиғиға ишәнчимиз камил.

Рәхмәтжан Йүсүпов,

филология пәнлириниң намзи

http://uyguravazi.kz/?p=13747

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное