Open login
Главная Новости Сәнъәт пидаийи.
Сәнъәт пидаийи.
27.06.2014 11:16   

"Уйғур авази" гезити 26 июнь 2014 ж.

Һаят еқимиға нәзәр ташлисиңиз, биз, адәттә, өзимизгә һөзүр-һалавәт бәхш қилған   төһпиләрдин бәһирлинип, хуш болушни билгинимиз билән, арқисида кимләр яки немиләр турғинини анчила сүрүштүрүп кәтмәймиз. Хәлиқ тили билән ейтсақ, мевисини йәп, бағвинини сүрүштүрмәйдекәнмиз.Мән бурадирим Юнус Һосман оғли Имировни 1971-жилдин, йәни Ташкәнт мәдәнийәт техникумиға оқушқа чүшкәндә тонушқандин буянқи сәньәттики һаят сәһипилирини варақлап олтирип, әйнә шундақ хиялларға берилип кәттим…

Хаталашмисам, 1972-жилниң күз айлирида Ташкәнттики мәшһур «Баһар» концерт залида «Мушаврәк» муқами сәл кам икки саат намайиш қилинип, уни тамашә қилған мәдәнийәт министри башлиқ сәньәтшунас алимлар билән уйғур җамаәтчилигини чәксиз  хошаллиқ һаяҗаниға бөләвәткән еди. Сәвәви бу тамашибинларниң  муқамни толуқ һаләттә  тунҗа қетим тамашә қилиши едидә! Бу унтулғусиз тарихий  концертқа  бир амаллап киришкә муваппәқ болған биз, сәһнә ечилиши билән һәрқайсимиз бир көрүшни арзу қилип жүргән даңлиқ  сәньәткарларниң арқисида  дап челип турған, муқамниң сәними башланғанда  сапай уссулиға чүшкән  Юнусни көрүп, һәйранчилиқта мәстанә болуп кәткәнмиз. Ундақ болуши, биз униң шундақ чоң талант егиси  екәнлигини вә  бу ансамбль билән алақилишип жүргинини билмәттуқтә! Кейинирәк мәлум болушичә, уни мәзкур ансамбльниң рәһбири, Өзбәкстан хәлиқ артисти уйғур пәрзәнди Ғәниҗан Ташмәтов сүрүштүрүп  «тепивалған»  екән.  Шундақ қилип, Юнус бизниң пәхримизгә айлинип кәтти.

1976-жили Юнус аиләвий шараити түпәйли өзи учум болған  Уйғур наһийәсигә кетишкә мәҗбур болди. Амма, наһийә рәһбәрлиги  уни өз жути Кичик Дехан йезисиға әмәс, Чоң Ақсу йезисида паалийитини давам қиливатқан  наһийәлик  уйғур нахша-уссул ансамблиға  балетмейстр қилип  ишқа орунлаштурди.

Ташкәнттә қайтиланмас сәньәткарларниң ижрасидики уйғур хәлиқ нахша-сазлирини көрүп — көзи, аңлап қулиғи пишқан, уссул устази Һавахан Әзизова қатарлиқларниң маһаритидин тәҗрибә алған Юнус нахша-сазларни иҗра қилишниң назук тәрәплирини мукәммәл билиши, тәшкилий ишлардики паалийәтчанлиғи  билән  алаһидә көзгә челиқти.  Униң 1980-жили  мәзкүр ансамбльға рәһбәр болуп тайинлиниши, әйнә шу билимданлиқ вә  тәшкилатчилиқ қабилийитиниң  нәтиҗисидур.

Кәсипдашлири билән наһийә рәһбәрлириниң алдида сәньәт шәйдасила әмәс, пидаийи сүпитидә тонулған Юнус ансамбльниң бар мәсьулийитини зиммисигә алған күндин башлап, концертлиқ сәпәр даирисини җумһурийәт ташқирисиға, йәни Қирғизстан, Өзбәкстанға кәңәйтти.  Шу арқилиқ у  уйғур нахша-уссуллири билән бир қатарда Уйғур наһийәсиниң наминиму  өзгиләргә тонутти вә көпчиликниң алқишиға еришти.  Униң  бу хизмәт даирисидә әмәлгә ашурған  йәнә бир алийҗанап иши — ансамбльға чирайлиқ  вә аңлиған қулаққа йеқимлиқ «Арзу» дегән нам билән аташни рәсмийләштүрүп алғанлиғи  һәмдә уни наһийә мәркизи Чонҗа йезисиға көчүрүп кәлгәнлиги болди.

— Биләмсән, — дәйду Юнус әшу өтмүшни әсләп, — кейинирәк  байқисам, биз  гастрольда болған шәһәр, йезиларда қурулған ашхана, кафе, дуканларға «Арзу» намини бериш мода болуп кәтти. Һәтта «Арзу» намида журнал нәшир қилинди. Мошуларни нәзәрдә тутуп, буму ансамблимизниң  кәң хәлиқ аммисиниң яқтуришиға  муваппәқ болғанлиғиниң  бир ипадиси болса керәк, дәп ойлап кетимән…

Дәрһәқиқәт, «Арзу» ансамблиниң концертлирини  көргән вә униң  миллий чалғу әсваплири җорлиғида  яңриған нахша-сазлиридин бәһир алғанларниң сансизлиғида гәп йоқ.  Сәвәви, өз вақтида  Султанмурат Разәмов асасини салған бу ансамбльда  кейинирәк Уйғур театриниң  ғоллуқ  артистлириға айланған  сазәндә Карлин  Палтаев, нахшичи Нуралим  Варисов  охшаш  онлиған талант егилири ишләтти. Шуңлашқа улар қәйәргә бармисун, қандақ байқаш-конкурсларға қатнашмисун, мукапатсиз қайтматти. Тамашибинларниң  қизғин алқишиға  сазавәр болатти.

Шуларниң ичидә әң һалқилиқлиридин бири — ансамбльниң 1987-жили Москва шәһиридики хәлиқ егилиги мувапәққийәтлири көргәзмисидә  көрситилгән концерт йәкүнидә  лауреат аталғини болса, иккинчиси,1988-жили  Польшада өткән «Венок мира» («Течлиқ гүлчәмбири») намлиқ  фестивальға қатнишип, «Кичик алтун медаль» еришишидур. Җумһурийәт миқиясида алған медаль, диплом, тәшәккүрнамә, лауреатлиқ гуванамилири болса, онлап санилиду.

Юнус Һосман оғлиниң чоң тәшкилатчанлиқ һәмдә иҗрачилиқ маһарити, мевилик әмгиги мунасип баһалинип турди. Униң  мәдәнийәт башқармиси вә министрлик тәрипидин  алған он нәччә  маддий вә мәнивий  мукапатлири әйнә шуниңдин далаләт берип туриду. Җүмлидин у 1991-жили «Қазақстанға хизмәт  көрсәткән мәдәнийәт  әрбаби» дегән шәрәплик намниң саһиби аталди.

Мәлумки, сәньәт үзлүксиз  издинишкә, иҗатқа  муһтаҗ саһа. Униңсиз сәньәткар —  шөһрәткә, сәньәт риваҗиға еришәлмәйду. Буни Ташкәнттики устазлириниң мисалида чоңқур чүшинип йәткән Юнус бир-мунчә нахшиларни иҗат қилди. Шуларниң ичидә шаир Мирзәхмәт Меримовниң  «Уйғур жутлири» намлиқ шеириға  язған нахшиси Қазақстан композиторлар иттипақи тәрипидин уюштурулған яш иҗаткарлар телеконкурсида Юнусқа «Яш композитор» атиғини елип кәлди.

Юнус мана шундақ қизғинлиқ билән ишләватқан бир мәзгилдә  СССР парчилинип, йеңидин вуҗутқа кәлгән мустәқил  җумһурийәтләр қатарида  Қазақстанму ихтисадий паракәндичиликкә учриди.  Бу һаләт  көплигән саһаларниң  паалийитини  намәлум вақитқа, бәзилирини тамамән йепишқа  елип кәлди. «Арзуму»  бу боһрандин чәттә қалғини йоқ. Адәмләр  нахша-саз тиңшашни әмәс, немә кийип, немә йейишни  ойлайдиған  болуп қалди. Қисқиси, «Арзуни» арзу қилидиған адәм қалмиди. «Һаһ дегәнгә, һалга пишмайду». Шуңа Юнус 1994-жили бала-чақисини асираш нийитидә  Алмута шәһиригә йеқинирақ дәп, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Азат  йезисиға келип орунлашти вә бир мәзгил ахча тепиш мүмкин болған тоғра кәлгән ишни қилип жүрди. Бу арилиқта  азатлиқ қериндашлар билән йеқиндин тонушуш җәриянида, қедимий уйғур жутиниң егилири болған буларниң  «йеңилинип» кәткәнлигиниң гувачиси болди. Очуғи, хәлқидә рус тилиға майиллиқ үстүн екән. Шуңа  моҗут уйғур синиплири йепилип кетипту.  Бәхтигә, Вәтәндин чиққан  мәшһур нахшичи вә қошақчи Илахун көккөзниң оғли Ярәлигә охшаш бирқанчә сәнъәт шәйдалири бар екән. Сәньәтни милләтниң пешанисидики қашқиси дәп чүшинидиған Юнус  бир пәйтләрдә  бу йезида  Мәсүм дегән киши тәрипидин тәшкиллинип шөһрәт қазанған, амма  униң вапатидин кейин паалийитини тохтатқан  нахша-уссул ансамблини  тикләш нийитини мәктәп мудири Иврайимҗан Исмәковқа  ейтиду вә униң қоллишиға еришиду.

Шундақ қилип, көп өтмәйла «Диларам» нахша-уссул ансамбли тәшкиллинип, паалийитини башлайду.  Әпсуслинарлиқ йери, жуқурида тәкитләнгәндәк, униң иштракчилириниң һәммисила  яшинип қалған  адәмләр. Әндиликтә коллектив тәркивини яшартиш мәсилиси  мәйданға чиқиду.

Юнус Һосман оғли пенсиягә чиққиниға қаримай, әйнә шундақ алий  тиләклирини  рояпқа чиқириш йолида  һаман җошқунлуқ  билән  алға интиливатқан  сәньәт пидаийи.

Абдухалиқ МАХМУТ.

http://uyguravazi.kz/?p=13848#more-13848

 
Интересный материал? Поделись с другими: