Open login
Главная Новости Шаир хатирисигә беғишланди.
Шаир хатирисигә беғишланди.
23.08.2014 02:24   

«Уйғур авази» гезити     21 август 2014 ж.


Илмий-әмәлий конференция/ Өткән шәнбә күни Алмута шәһиридики Гуманитар-коммерциялик колледжида Қазақстан Язғучилар иттипақи Уйғур әдәбияти кеңиши вә «Бейбітшілік әлемі» хәлиқара қазақ иҗадий бирләшмисиниң уюштуруши билән уйғур шеирийитидә алаһидә орунға егә көрнәклик шаир, мәрһум Абдумеҗит Дөләтовниң (Сирдаш) иҗадийитигә беғишланған илмий-әмәлий конференция болуп өтти. Униңға язғучи-шаирлар, алимлар вә устазлар иштрак қилди.

Конференцияни «Бейбітшілік әлемі» хәлиқара қазақ иҗадий бирләшмисиниң президенти Әбен Нурманов киришмә сөз билән ечип, уйғур хәлқиниң қайтиланмас тил услуби билән һәрхил йөнилиштә иҗат қилған һәм уйғур шеирийитидә өчмәс из қалдурған шаир һаятиниң бәкму қисқа болғанлиғиға тохталди. Андин Абдумеҗит Дөләтовниң 65 яшқа толушиға даир өткүзүлүватқан мәзкүр чарә-тәдбир Қазақстан Язғучилар иттипақи Уйғур әдәбияти кеңишиниң рәиси, язғучи-драматург Әхмәтҗан Һашириниң риясәтчилигидә давамлашти.

Дәсләпки сөз новитини алған М.Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң баш илмий хадими, филология пәнлириниң доктори Алимҗан Тиливалди әдип иҗадийитигә тәпсилий тохталди. У өз сөзидә шаирниң һәрқачан йеңилиққа интилғанлиғини вә шу интилиш униң һәрбир шеир мисралирида ярқин көрүнүш тапқанлиғини алаһидә тәкитлиди.

— Абдумеҗит Дөләтов пәқәт шаир болупла қалмай, талантлиқ журналист сүпитидиму көпчиликкә тонулған еди, — деди натиқ нутқида. — У җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитида хизмәт қилған жиллири тарихий вәтинимиздики шаирлар иҗадийитини қазақстанлиқларға яки бу тәвәдикиләрни у яққа тонуштурушта көп әҗир сиңдүргән. Қисқичә ейтқанда, у икки дөләт оттурисидики шеирийәт дуниясиға чоң көрүк салған талантлиқ қәләм саһиби дәп ишәшлик ейтишқа болиду. Шундақла әдип өз вақтида уйғур яшлириниң бешини қошуп, келәчәккә мәнивий байлиғи үстүн, мәдәнийәтлик һәм билимлик әзимәтләрни тәйярлаш керәклигини билип, «Тәңритағ» иҗаткарлар бирләшмисини қурған еди.

Шуниңдин кейин сөзгә чиққан Әл-Фараби намидики Қазақ Дөләт Миллий университетиниң оқутқучиси, язғучи Гүлбәһрәм Хошаева, филология пәнлириниң намзити Рабик Исмайилов шаир һәққидә әслимә-хатирилири билән ортақлашса, шаирлар Нурәхмәт Тохтахунов билән Раһиләм Музәппәрова әдипкә беғишлиған шеирлирини оқуп бәрди.

Мәлумки, Абдумеҗит Дөләтов маһир тәрҗиман еди. Униң тәрҗимисидики рус шаири Александр Пушкинниң, қазақ хәлқиниң даңлиқ мутәпәккүри Абай Қунанбаевниң вә Муқағали Мақатаев, Фариза Оңғарсынова охшаш көрнәклик қәләм саһиблириниң әсәрлирини ана тилимизда оқуғинимизда, бәзидә «улар уйғурчә иҗат қилғанму» дәп қалисиз. Мошулар тоғрисида вә шуниң билән биллә шаир иҗадийитидики алаһидиликләр һәққидә Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Челәк регионидин кәлгән бир топ муәллимләр тәрипидин тәйярланған «Әл сөйгән шаир», «Нами мәңгү ядлиниду» вә «Халқым деген ақын» мавзулирида докладлар оқулди.

Илмий-әмәлий конференцияниң ахирида шаир намини униң туғулуп өскән жути Байсейит йезисида яки Челәк тәвәсидә бирәр кочиға бериш вә дөләт тәрипидин китавини нәшир қилдуруш мәсилиси оттуриға қоюлуп, «Бейбітшілік әлемі» хәлиқара қазақ иҗадий бирләшмиси тәрипидин биртоп шәхсләргә Абдумеҗит Дөләтов намидики медаль вә Пәхрий ярлиқлар билән тәшәккүрнамиләр вә шундақла шаирниң рәпиқиси Заһидәм Дөләтова тәрипидин конференция уюштурғучилириға хатирә соғилар тапшурулди.

Мәшүр САСИҚОВ.

http://uyguravazi.kz/?p=14667

 

 
Интересный материал? Поделись с другими: