Open login
Главная Новости Яркәнт тәвәсидики «Күлкә кечи».
Яркәнт тәвәсидики «Күлкә кечи».
19.09.2014 01:01   

«Уйғур авази» гезити 18 сентябрь 2014 ж.

Гастроль/ Руқийәм Саттарова  (https://parvaz.kz/index.php/rukiyam-sattarova) — өзиниң ярқин иҗрачилиқ маһарити арқилиқ кәң тамашибинларниң сөйүмлүк артистиға айланған атақлиқ сәнъәткар. Җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театридики узун жиллиқ иҗадий паалийити җәриянида бир-биригә охшимайдиған образлар галереясини яритип, тамашибинларниң қәлбидин муқум орнини егилиди.

Руқийәм һәдә һәққидә сөз қилғанда, бирдин көз алдимизға «Тәбәссүм» программиси келиду. Нәқ мошу программа бүгүн хәлиқ арисида наһайити аммибаплиққа айланди десәк, һечқанчә мубалиғә әмәс.

Мошу күнләрдә сәһнә маһири  тәвәллудиниң йәтмиш жиллиғини нишанлаш һарписида туриду. Шу мунасивәт билән «Күлкә кечи» намлиқ мәхсус программа тәйярлинип, у җай-җайларда тамашибинлар диққитигә һавалә қилинмақта. Җүмлидин 11 — 15-сентябрь күнлири уни яркәнтликләр тамашә қилиш пурситигә муйәссәр болди.

Гастроль Көктал йезисидин башланди. Йеза Мәдәнийәт өйидә программа башлиниш алдида җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов, җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов, наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Дилшат Насиров билән униң орунбасари Абдусалам Алиевлар, йезиниң баш жигитбеши Мәһәмәтҗан һаҗим вә башқилар сәһнигә көтирилип тәвәллуд егисини һаятидики шанлиқ сәнә билән тәбриклиди. ҖУЭМ рәисиниң орунбасари Сәнәм Беширова, башқарма әзалиридин Шәмшиқәмәр Абдурахманова, Таҗиниса Сәйдимова вә Турсунай Иминова бу тиләкләргә қошулуп, гүлдәстиләр тәғдим қилди.

Гастрольлар Пәнҗим, Алтөй, Чулуқай вә Н.Головацкий намидики «Яшлар» шәһәрчисидә давамлишип, тамашибинлар қәлбидә яхши тәсиратларни қалдурди. Болупму күлмәйдиған адәмниму ихтиярсиз рәвиштә күлдүрүветидиған, жуқури маһарәт билән орунланған миниатюрилар, сәһнә юлтузлири Нуралим Варисов билән Луиза Розахунованиң вә башқиму иҗрачиларниң орунлишидики дилраба нахшилар билән сәһнә аққушлириниң әвришим уссуллири һечкимни бепәрва қалдурмиди.

Гастроль «Яшлар» шәһәрчисидә йәкүнләнди. Концерттин кейин сөзгә чиққан Дилшат Насиров, Абдусалам Алиев, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси Реһимҗан Тохтахунов, Җамбул намидики оттура мәктәпниң мудири Ризайдин Әйсаев Руқийәм Саттарованиң намиға сәмимий тәбрик-тиләклирини изһар қилип, хатирә соғилирини ташурди.

—            Бу қетимқи сәпиримиз һәммә җәһәттин оңушлуқ болди. Тамашибинларни җәлип қилишта наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи, җай-җайлардики жигитбашлири билән ақсақаллар вә ханим-қизлар кеңәшлири рәислириниң көп күч чиқарғанлиғини алаһидә атап өтмәкчимән. Болупму яркәнтликләр үчүн «Яшлар» шәһәрчисидә қоюлған концертимизға тамашибинлар һәммидин көп кәлди. Бу Шеринай Һасанова, Зулфийәм Мәшүрова, Ризайдин Әйсаев, Адаләт Әхмәтова охшаш мәктәп мудирлири билән Нурмәһәмәт Абдуллаев, Азат Искәндәров, Ташполат Сәмәтов, Ташмәһәмәт Мәмләков охшаш баш жигитбашлири әмгигиниң нәтиҗисидур. Шуңлашқа уларға миннәтдарлиғимни билдүрмәкчимән, — деди театр администратори Абдусаттар Турдибақиев биз билән болған сөһбәттә.

Нурәхмәт ӘХМӘТОВ.

Панфилов наһийәси.

http://uyguravazi.kz/?p=15023#more-15023

 

 
Интересный материал? Поделись с другими: