Фоторепортаж с концерта Артура Илахунова
Доргие друзья, предлагаем вашему вниманию фоторепортаж с сольного концерта Артура Илахунова «Кәлбим Наваси». Концерт прошел 8 декабря в Государственном Уйгурском театре музыкальной комедии им. К.Кужамьярова при полном аншлаге. В зале не было ни одного свободного места, зрители тепло встретили всех участников этого концерта, концерт прошел на одном дыхании.
Т Ә Б Р И К Л Ә Й М И З
Бүгүн «Пәрваз» уйғур ижрачилар бирләшмисидә чоң хошаллиқ. У болсиму пәқәт Қазақстан уйғур эстарада сәнъитидила әмәс бәлки Жумһурийәт дәрижисидә аброй инавәткә егә болған таланлиқ композитор, нахшичи «Дәрвишләр» топиниң солисти Дилмурат Баһаровниң туғулған күни. Шу мунасивәт билән биз барлиқ мәтин язғучи шаир, нахшичи вә композитор уссулчи вә коллективлар чақчақчи вә риясәтчиләр бир сөз билән ейтқанда «Пәрваз» бирләшмиси кәсипдишимизни бу шанлиқ вә хошаллиқ күни билән чин қәлбимиздин тәбрикләймиз. Бүгүнки таңда уйғур эстрада сәнъитини егиз чоққилардин көрситип бебаһа байлиғимиз болған сәнъитимизгә зор төһпә қошуп келиватқан сиздәк оғланимизниң бүгүнки яш эстрадида карван беши болуп келиватқанлиғиға биз чәксиз хошалмиз. Шундақ болудекән бизму өз нөвитидә сизгә сәпдаш болушқа тиришсақ, сизму әндила сәнъәт босиғиға қәдәм бесип кириватқан яш сәнъәткарларға ярдәм қолуңизни сунуватқиниңизни биз мәмнунлуқ билән тилға алимиз. Шуңа бу хошаллиқ күниңизгә бизму ортақ болуп сәнъәт үчүн қиливатқан әжриңиз үчүн биз улуқ Аллаһтин сизгә тән-саламәтлик , қайтмас ирадә вә узақ өмүр тиләймиз. Туғулған күниңиз мубарәк болсун кәсипдаш!!!
«Пәрваз» уйғур ижрачилар бирләшмиси
Руслан Тохтахунов в передаче «Private»
Дорогие друзья, предлагаем вашему вниманию передачу Даны Рыскельдиновой «Private», телеканала «MuZZone», с участием Руслана Тохтахунова https://parvaz.kz/index.php/ruslan-tokhtahunov-rt
Dim lights
Embed Embed this video on your site
Новое видео от группы «The Meshrep»
Предлагаем вашему вниманию новое видео от группы «The Meshrep» на песню «Дәг, Дүг»
( музыка - Ильяр Машуров, слова - Сульфи Машрапов). Видео снято «URD studio». Режиссёр: Рашид Юсупов Оператор: Александр Алексеев. Монтаж: Рамиль Юсупов.
Dim lights
Embed Embed this video on your site
Артур Илахунов «Қәлбим Наваси» - уже 8 декабря
Полным ходом идут репетиции сольного концерта Артура Илахунова "Қәлбим Наваси", который состоится уже 8 декабря в Государственном Уйгурском театре музыкальной комедии им.К.Кужамьярова. Репетиции идут на базе студии группы "Дияр". Друзья, не пропустите это событие, билетов осталось считанное количество. Справки по телефону 8 701 323 8963 или 272 82 76.
Предлагаем небольшой фоторепортаж с репетиций концерта.
«Уйғур авази» гезити , 4 декабрь 2014 ж.
Хәлқимиз арисидин йетилип чиқип, шәрәплик әмгиги түпәйли нами кәң даиридә тонулушқа башлиған кишиләрниң вапати униң қәдригә йетидиғанлар үчүн еғир җудалиқ болуп сезилидекән. Әйнә шундақ инавәтлик кишиләрниң бири Сүлһи Аблиз оғли Хәйриевниң аримиздин бемәзгил кәтсиму, униң иллиқ симаси көз алдимизда туриду.Сүлһи көп жиллар мабайнида Заря Востока мәһәллисидә жутниң бешини қошуп, жигитбеши вәзиписидә лаяқәтлик хизмәт қилған һели мәрһум Аблиз ака Хәйриевниң аилисидә 1955-жили дунияға кәлгән. Сүлһи мәктәпни үлгилик тамамлиған оқуғучиларниң бири сүпитидә Алмута шәһиридики Қазақ политехника институтиниң мемарчилиқ бөлүмигә оқушқа чүшиду. Мәзкүр билим дәргаһини мувәппәқийәтлик тамамлиған яш мутәхәссисниң дәсләпки иш-паалийити «Алматыгипрогор» мәһкимисидә башланған. Аридин көп өтмәй униң кәспий қабилийити вә ишқа болған мәсъулийәтлиги көздә тутулуп, «Алматыгенплан» башқармисиниң баш мемари лавазимиға тайинлиниду. Шуниңдин бериқи чарәк әсирлик паалийитидә Астана, Алматы, Атырав, Ақтав шәһәрлиридә униң мемарчилиқ лайиһилири бойичә онлиған қурулуш беналири қәд көтириду. Өз ишиниң қир-сирини барғансири мукәммәл өзләштүрүшкә башлиған С.Хәйриев Пүткүлиттипақлиқ вә җумһурийәтлик конкурс көргәзмиләргә қатнишип, лауреат атилиду. Шуниң билән биллә у Москва шәһиридә өткән хәлиқара мемарчилар академияси тәрипидин уюштурулған конкурсниң дипломанти аталди. Қазақстан Җумһурийити мемарчилар бирләшмисиниң әзаси сүпитидә у бирнәччә қетим пәхрий ярлиқларни елишқа муйәссәр болған.
Сухраб билән Динаниң йәнә бир утуғи
«Уйғур авази» гезити , 4 декабрь 2014 ж.
Спорт уссули/ Спорт уссули билән шуғуллинип, чоң-кичик байқашларда көзгә көрүнүп келиватқан өсмүрләр Сухраб Розахунов билән Дина Байсеит һәққидә биз буниңдин бираз вақит илгири язған едуқ. Йеқинда бу икки җүп дәсләп Астана шәһиридики «Мустәқиллик сарийида» спорт уссули бойичә җумһурийәтлик, андин 29-30-ноябрь күнлири җәнубий пайтәхттә Оттура Азия дөләтлири вә Қазақстанниң бирқатар вилайәтлиридин миңдин ошуқ җүпләр қатнашқан «Күз вальси – 2014» хәлиқара турнирида алаһидә маһарәт көрситип, һәр иккилисидә мукапатлиқ ІІ орунға муйәссәр болди.Қазақстан Җумһурийитиниң Мәдәнийәт вә спорт министрлиги, Алмута шәһәрлик Тәнтәрбийә вә спорт башқармиси һәм «Magіc Dance» спорт-уссул студиясиниң қоллап-қувәтлиши вә уюштурушида Алмутидики «Достық» аммибап спорт комлексида өткүзүлгән хәлиқара турнир қатнашқучилириға қоюлидиған тәләпләрниң көп болушиға қаримай, биз гәп қиливатқан яш җүп өзлири билән бир яшлиқ 37 җүпниң арисида муваппәқийәт қазанди. Өзара ака-сиңилдәк болуп кәткән Сухраб билән Дина иккисиниң бу қетимқи ғалибийити уларниң ата-анилири һәм мәшиқләндүргүчилириниму хошаллиққа бөлиди.
«Уйғур авази» гезити , 4 декабрь 2014 ж.
Баш қошуш/ Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи башқармисиниң әзаси Майдин Абдуллаевниң рәһбәрлигидә Челәк йезисиниң жигитбашлири Пәрһат Исмайилов, Хелил Тохтимәтов, Әркин Абубәһриев, Турғанҗан Абитов, Розахун Иминов, Һебибуллам Абдуллаев вә Мурат Ибрагимов Қаратуруқ йезисиниң «Варис» кафесида Челәк регионидики он төрт йезиниң жигитбашлириниң, ақсақаллар, аяллар вә яшлар кеңәшлири әзалириниң бешини қошуп, мәхсус кәч өткүзди.Милләтпәрвәр вә ишбиләрмән жигитләрниң тәшәббуси билән уюштурулған бу тәнтәнилик мәрасимниң дәсләпки бөлүми шаирә вә журналист, «Илһам» мукапитиниң саһиби Ташгүл Һезиярованиң 60 яшлиқ тәвәллудиға беғишланди. Кәчни Қаратуруқ йезилиқ Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси, Авут Саттаров намидики оттура мәктивиниң муәллими Бувинур Ғоҗамбәрдиева вә униң кәсипдиши Аминәм Җамалова ечип, риясәтчилик қилди.
Баш қошушниң иккинчи бөлүмидә бийил август ейида Венгриядә өткән «Һун вә түрк хәлиқлириниң қәбилиләр жиғини, қедимий әнъәниләрни сақлаш мәйрими – ІV қурултийиға» қатнишип, миллитимизниң қолһүнәрвәнчилигини, мәдәнийитини, сәнъитини, турмуш-тирикчилигини намайиш қилип қайтқан челәклик сүнәйчи Абдусемәт Василовқа, сазәндә вә рәссам, «Идиқут» нағра ансамблиниң бәдиий рәһбири Аблимит Салимовқа вә атақлиқ рәссам Һашимҗан Қурбановқа һөрмәт көрситилди. Улар сәпиридин алған тәсиратлири билән бөлүшүп, башқа милләтләрниң уйғур хәлқиниң бай мәдәнийити вә сәнъитигә болған қизиқишини, һөрмитини йәткүзди.
Санийям Исмаил – Мәнгү мирас
Предлагаем очередное видео от Санийям Исмаил( https://parvaz.kz/index.php/2012-04-11-15-19-52 ) с ее вышедшего, альбома на CD и DVD «Мениң исмим уйғур қизи». Песня называется «Мәнгү мирас», музыку и слова написала сама Санийям Исмаил. Приятного просмотра, дорогие друзья.
Dim lights
Embed Embed this video on your site
Страница 184 из 218