Баһар нахшилири яңриди
21 — 23-апрель күнлири Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театрида Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби, хәлқимизниң хушнава булбули Нуралим Варисовниң https://parvaz.kz/index.php/nuralim-varisov йәккә концерти болуп өтти.
Шәмшидин АЮПОВ,
«Уйғур авази», 27.04.23
«Нава» вә «Рухсарә» ансамбльлири тәрипидин зор иштияқ билән иҗра қилинған «Шаяр» мәшривидин кейин, ушбу концертниң елип барғучиси Гүлбаһар Насирова өзиниң қәлб сөзлирини төвәндикичә изһар қилди:
«Уйғур театрида чарәк әсирдин бери өзигә хас йүксәк маһарәт арқилиқ хәлқимизниң муқәддәс сәнъитини миңлиған ихласмәнлиримизгә тәғдим қилип, көңүлләргә мәлһәм берип келиватқан һәммимизниң сөйүмлүк сәнъәткари, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Нуралим Варисов өзиниң көпжиллиқ иҗадий паалийитидә бирнәччә қетим йәккә концертлирини мухлислириға һәдийә қилди. Буниңдин он үч жил илгири униң «Түгимәс нахшам» намлиқ йәккә концерти өткән еди. Мана бүгүн уйғур сәһнисиниң булбули мухлислири билән йәнә үз көрүшүватиду. Нуралимниң һәрбир нахшисини яхшилиқ билән яманлиқ, дост билән дүшмән, ата билән ана, сөйгән яр, қериндаш, туғулған жут, һәрхил тәғдирләр, һаят, вәтән қәдрини мәдһийиләп һекайә қилидиған бирпүтүн сәһнә әсәри териқисидә қобул қилимиз. Шуңлашқа Нуралим Варисов иҗрасидики нахшиларни биз тәшналиқ билән күтимиз, өзимизни қийнаватқан түрлүк соалларға җавап издәймиз, тәсәлла тапимиз. У нахшилардин көңлүмиз қенип су ичиду. Чүнки заманивий шеирийитимизниң жирик намайәндилири шеирлириға нәпислик берип, назук лирика билән суғирилған әҗайип нахшилар Нуралимниң бүгүнки бай репертуариниң мәлум бир қисми болуп һесаплиниду.
|
|
КАЗАХСТАН – СТРАНА БОЛЬШИХ ВОЗМОЖНОСТЕЙ |
|
КАЗАХСТАН – СТРАНА БОЛЬШИХ ВОЗМОЖНОСТЕЙ
Интервью руководителя Республиканского государственного академического Уйгурского театра музыкальной комедии им К.Кужамьярова, Заслуженного деятеля РК, композитора Дильмурата Бахарова.
Скоро Республиканский государственный академический уйгурский театр музыкальной комедии им. К. Кужамьярова отметит 90-летний юбилей. История театра берет свое начало В 30-х годах прошлого века, за этот период театр открыл зрителям целые поколения талантливых актеров, музыкантов и певцов. С недавних пор репертуар театра заметно обновился, можно сказать, стал более насыщенным, так как его возглавил известный композитор, аранжировщик, заслуженный деятель РК, солист группы «Дервиши» Дильмурат БАХАРОВ. Об этом и многом другом – в нашем интервью.
– Дильмурат Нурахметович, Уйгурский театр в Алматы – это единственный и эксклюзивный театр (с почти 90-летней историей). Расскажите, пожалуйста, о вашем уникальном коллективе и внутренней организации театра.
– Да, вы правы, Республиканский государственный академический уйгурский театр музыкальной комедии им. Куддуса Кужамьярова – это единственный во всем мире театр со своей самобытной историей, культурой и традициями. За годы успешной деятельности в его стенах зарождались целые поколения талантливых актеров, музыкантов, танцоров и художников. И моя главная миссия сделать так, чтобы о нашем театре говорили повсеместно. В 2022 году, к примеру, мы уже успели поучаствовать в двух масштабных фестивалях, и ни в коем случае не собираемся останавливаться. Участие в подобных мероприятиях дает прекрасную возможность не только продемонстрировать свое искусство, ремесло и многолетний опыт, но и заявить о себе. К тому же мы, представители различных этносов, живем в такой стране, где созданы все благоприятные условия для собственного развития и сохранения национальных культурных особенностей, пусть это будет политика, бизнес или культура. Казахстан – это страна больших возможностей.
– По-вашему, в чем заключается уникальность Уйгурского театра?
– Если мы говорим конкретно о нашем театре, то у нас четко прописан статус – академический, драматический и музыкальный, в котором функционируют сразу четыре цеха: драматическая труппа – это постановка спектаклей, танцевальный ансамбль «Рухсара», фольклорный ансамбль «Нава», а также эстрада. По сути, это четыре полноценных цеха, которые самостоятельно или же совместно с другими творческими коллективами могут давать успешные концерты. И это, не говоря о тех спектаклях, где участвует весь коллектив театра. Конечно, не могу не упомянуть и о шедевре нашей этнической музыкальной культуры – «Двенадцати мукамах», которые в 2005 году вошли в фонд всемирного наследия ЮНЕСКО. Я бы даже сказал, что именно в мукамах заложен основной фундамент музыкального искусства уйгурского народа. В этом и заключается наша уникальность. Я пришел в госсектор из шоу-бизнеса, и в данной работе, конечно же, имеются свои особенности, отличия. Во-первых, огромный коллектив, и здесь приходится работать в роли административного руководителя, что отнимает безумно много времени. Да, это очень сложная, но в то же время интересная работа. Во-вторых, мы имеем одну общую цель – хотим добиться такого уровня, чтобы работать в нашем театре было престижно и почетно.
|
|
Парижда қазақ вә уйғур нахшилирини яңраттуқ |
|
С.ИСМАЙИЛ: «Парижда қазақ вә уйғур нахшилирини яңраттуқ»
Март ейида, йәни Норуз мәйрими һарписида Францияниң Париж шәһиридики «Teatre de la Villa» вә Бельгияниң Брюссель шәһиридики «Bozar» театрлириниң уюштуруши билән хәлиқара этнофестиваль өтти. Мәзкүр фестивальға Қазақстандин тонулған сәнъәткар Санийәм Исмайил қатнашқан еди. Биз өткәндә униң билән учришип, сөһбәтләшкән едуқ.
Йолдаш МОЛОТОВ,
«Уйғур авази»
— Санийәм https://parvaz.kz/index.php/saniyam-ismail , бу фестивальға сиз қандақ тәклип қилиндиңиз?
— «Teatre de la Villa» театри Париждики әң чоң театрларниң бири болуп һесаплинидекән. Униң асаси 1862-жили селинған. Һазир асасән хореография театри сүпитидә етирап қилиниду. Шуларниң һәм һазир Франциядә яшаватқан Тулуз университетида атропология пәни бойичә оқутқучи вә режиссер Муқәддәс Миҗитниң тәкливи билән бериш имканийитигә егә болдум. Қошумчә қилсам, өткән жили йәнә шу Муқәддәсниң тәкливи билән Мороккида өткән «Fez festival of world sacred music 2022» фестивалиға қатнашқан едим. Парижда өткән фестивальниң мәхсити – дуниядики һәрхил милләтләрниң мәдәнийитини, сәнъитини дунияға тонутуштин ибарәт.
— Фестивальға қайси дөләтләрдин вәкилләр кәлди?
|
|
Яш композиторниң утуқлири |
|
Яш композиторниң утуқлири
«Уйғур авази» гезити, 20.04.23
Алим Зайиров https://parvaz.kz/index.php/alim-zairov қазақстанлиқ вә чәтәллик кинорежиссерлар арисида наһайити аммибап һәм еһтияҗға егә болуватқан композитор. Мәсилән, өткән жили Алим музыкисини язған сәккиз кинофильм прокатқа чиқти.
Алим Зайиров музыкантлар аилисидә дунияға кәлгән екән. Шуңлашқа кәсип таллаш униңға анчә қийин болмиди. Мәктәпни тамамлиғандин кейин у Жүргенов намидики Қазақ миллий сәнъәт академиясидә джаз фортепианиси синипида билим алиду. Оқуп жүргән пәйтлиридила музыка иҗат қилишқа башлайду. Мошу вақитқичә Алим Зайировниң «Renovazzio» (2014), «Now» (2017) альбомлири йоруқ көрди. Уларниң чиқиши яш талант егисиниң аммибаплиғини техиму ашурди.
|
|
ӘДӘБИЙ ДОСТЛУҚ–ӘБӘДИЙ ДОСТЛУҚ |
|
ӘДӘБИЙ ДОСТЛУҚ–ӘБӘДИЙ ДОСТЛУҚ
Жумһурийәтлик «Іле өңірі – Или вадиси» гезитиниң
2023 – жили 20 – апрельдики санида елан қилинған мақалә
ӘДӘБИЙ ДОСТЛУҚ–ӘБӘДИЙ ДОСТЛУҚ
НӘЗИМ – ХӘЛИҚЛӘР ДОСТЛУҒИНИҢ КӨРҮГИ
Һөрмәтлик «Ілі өңірі–Или вадиси» гезитиниң оқурмәнлири. Төвәндики мақалә техи йезилмай туруп чәт әл әхбарат мәркәзлиридин (Вашингтондин) шаир Иминжан Тохтияровқа https://parvaz.kz/index.php/iminjan-tokhtiyarov чапан йепиливатқан көрүнүшни көрүп қалдим. Астиға «бу кишини тонуйдиғанлар болса хәвәр бәрсәңлар» дәп өтүнүпту. Хошаллиғим чәксиз. Чүнки бизниң бир камчилиғимиз, ижаткарлиримизни чәт әлдә әмәс, өзимизниң арисида тонумаймиз. Йә, ялғанму? Бираз күттүм. Тонуштуридиған һеч ким чиқмиғанлиқтин, яздим. «Бу даңлиқ уйғурниң классик шаири Сейит Муһәммәт Қашийниң әвриси, тонулған шаир Иминжан Тохтияров. Бүгүн Уйғур театриниң мудири Дилмурат Баһаровниң уюштурушида Иминжан Тохтияровниң қазақчидин уйғур тилиға тәржимә қилинған Шөмишбай Сариевниң «Дунияни ашиқ көздә қаратсам...» намлиқ китавиниң тонуштуруш мәрасими өтти. Қазақ шаириниң аилиси һөрмәт билдүрүп униңға чапан япти» дәп қисқичила әхбарат бәрдим. Әнди һәқиқитидә немә, қандақ болғанлиғини төвәндики мақалидин оқуп, билисиләр.
14-апрель күни Қуддус Ғожамияров намидики Жумһурийәтлик Академиялик уйғур музыкилиқ комедия театриниң уюштуруши билән «Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби, Биринчи дәрижилик «Барыс» вә «Парасат» орденлириниң, Франц Кафка намидики хәлиқ ара мукапатниң, Мустәқил Тарлан мукапитиниң саһиби, тәтқиқатчи алим, шаир Шөмишбай Нағашыбай оғли Сариевниң уйғур тилиға тәржимә қилинған «Дунияни ашиқ көздә қаратсам...» намлиқ шеирлар топлимини тонуштуруш мәрасими наһайити жуқури дәрижидә өткүзүлди.
|
|
Концерт «ЯҢРА НАХШАМ 8»
Баһар пәсли—пәқәт тәбиәтла гөзәлликкә оранмай, бәлки, шатлиққа тәшна дилларни күлкә-чахчах
вә йеқимлиқ саз нахша гөзәлликлири билән орайдиған мәзгил.
Чүнки баһар - илһам мәнбәси.
Әгәрдә сиз хуш чахчаққа ғәриқ мәс болуп, нахша-саз дуниясини сәяһәт қилғиңиз кәлсә,
мошу жилниң 16-май күни Жумһурийәт сарайида өтүдиған нөвәттики «Яңра нахшам —8»
концертиға тәклип қилимиз.
Бу күни бизниң күлкә маһирлиримиз һәм аммибап вә йеңи сәнъәт юлтузлири өзлириниң йеңи гөзәл нахшилири билән қәлбиңизгә гөзәллик беғишлайду.
Мәрһәммәт билетларни сетивелишқа алдираң.
Төвәндики тел номерлириға вә ticketon.kz сайтиға муражиәт қилсиңиз болиду.
Өзиңизгә вә йеқинлириңға бир күнлүк мәйрәм соға қилиң! Концертимизға мәрһәммәт!
Телефон для справок и по билетам звонить -
87013238963.
Ссылка на покупку билетов https://ticketon.kz/almaty/event/yanra-nakhsham
|
|
Нуралим Варисов – концерт "Баһардики нахша" |
|
Нуралим Варисов – концерт "Баһардики нахша"
ҺӨРМӘТЛИК ТАМАШИБИНЛАР!
Силәрни 2023 жили 21-22-23 апрель күнлири болидиған даңлиқ сәгъәткар, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби НУРАЛИМ ВАРИСОВниң https://parvaz.kz/index.php/nuralim-varisov
"Баһардики нахша" намлиқ концертиға тәклип қилимиз.
Концерт 18:30-да башлиниду.
Алмута шәһири, Наурызбай батыр кочиси, 83.
Алақә бағлаш телефонлири: +7701 949 19 36, +7701 473 98 24
WhatsApp: +7707 101 11 78
Билетлар театрниң кассисида һәм https://ticketon.kz/event/kontsert-ansamblya-nava-i-kollektiva-rukhsara сайтида сетилиду.
|
|
Сәнъәткарниң җошқун һаяти |
|
Сәнъәткарниң җошқун һаяти
«Уйғур авази» гезити 06.04.23
(Атақлиқ актер һәм режиссер Муһит Һезимовниң https://parvaz.kz/index.php/mukhit-izimov туғулғиниға — 70 жил)
Даңлиқ язғучимиз Зордун Сабир «Мәрһум устаз Абдукерим Хоҗини әсләп...» намлиқ мақалисида: «...Өзиниң йеқимлиқ мүҗәз-хулқи билән башқиларниң қәлбидин орун алған адәмләр дуниядин мәңгүлүк узиғандин кейин, уларниң җисми вақитниң өтүши билән хирәлишип баридудә, ахири кишиләрниң хатирисидин көтирилип кетиду. Лекин мүҗәз-хулқи, пәзилитидин қалған бәлгүләрчу? Улар өлмәйду. Кишиләр билән биллә яшавериду», дәп йезипту. Бу сөзләрниң әмәлиятқа қанчилик уйғун екәнлигини аллиқачан билип йәткән болсамму, бүгүн туғулғиниға 70 жил толған кәсипдишимиз Муһит Һезимовни әсләп, униң мүҗәз-хулқи, пәзилитидин қалған бәлгүләр көз алдимда намайән болғанда, язғучиниң байиқи сөзлирини ихтиярсиз ядимға алдим. Мениң хатирәмдә мәрһумниң һәр күни күлкә, тәбәссүм йеғип турған меһирлик чирай тәкрарлиниду. Бу униң җисми әмәс, бәлки маңа ялдама болуп қалған пәзиләт бәлгүсидур. Қәдирдан кәсипдаш Муһит акиниң әйнә шундақ йоқалмас тәбәссүми билән өз обризини ядикар қалдуруп, аримиздин кетип қалғиниға бәш жил болди. Бу күнләрдә мән һәр қетим у сәһниләштүргән спектакльлар түгәп, залда гүлдүрас алқишлар яңриғанда, залға мәйүс бақимән. Мениң көзлирим тамашибин залидин йеқимлиқ бир кишини издәйду. У худди сәһнигә иллиқ чирайи, йеқимлиқ тәбәссүми билән чиқип келидиғандәкла қилиду. Мән залға тәлмүримән. Лекин сәһнигә у көтирилмәйду. Мән издигән сима залдиму, сәһнидиму көрүнмәйду. Биз, өткән әсирниң 80-жиллиридики студент яшлар, уни дәсләп пәқәт сәһнидила көрәттуқ. Һели есимдә...
|
|
«Әвладимизниң» келәчигидин үмүтимиз зор |
|
«Әвладимизниң» келәчигидин үмүтимиз зор
«Уйғур авази» гезити 06.04.23
Йеқинда Өзбәкстанниң пайтәхти Ташкәнт шәһиридә «Қазақстанниң талантлири Nauriz Fest Tashkent – 2023» намлиқ чоң фестиваль уюштурулди. Мәзкүр фестивальға Қазақстанниң 115 ансамбли қатнашти. Уйғур наһийәсиниң шәнини қоғдап қайтқан «Әвлат» ансамблиму шуларниң қатарида болди.
Сабирәм ӘНВӘРОВА
Биз Пәрһат Дуганов билән униң өмүрлүк җүпти, «Ирадә» ансамблиниң уссулчиси Камиләм Киризованиң рәһбәрлигидә Уйғур наһийәсидә қурулған «Әвлат» ансамбли һәққидә бирнәччә қетим язған едуқ. Бийил апрельда қурулғиниға бәш жил толидиған мәзкүр иҗадий коллективниң тәркивидә һазир 150тин ошуқ бала тәрбийиләнмәктә. Ушбу бәш жилниң ичидә «Әвлат» ансамбли хәлиққә тонулуп, чоң-кичик сәһниләрдин көрүнүп, көплигән утуқларни қолға кәлтүрди. Җүмлидин у Ташкәнт шәһириниң «Түркстан» сарийида өткән фестивальдинму «қуруққол» қайтмиди.
|
|
Студентлар концерт қойди
«Уйғур авази» гезити 06.04.23
Мәшүр САСИҚОВ,
Йеқинда Алмута шәһиридики П.Чайковский намидики музыка колледжида ушбу билим дәргаһидики уйғур бөлүминиң оқутқучилири Сабирҗан Манашев билән Гүлжан Аманжолниң уюштурушида студентларниң концерти болуп өтти. Униңда келәчәк сәнъәткарлар, дуния музыкиси билән бирқатарда миллий нахша-сазлиримиздин чачқа чечип, тамашибинларға алаһидә дәмләрни һәдийә қилди. Тамашибинлар демәкчи, колледж студентлири тәйярлиған концертқа уларниң ата-анилири билән җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң бир топ башқарма әзалири – ҖУЭМниң иҗраий мудири, Қазақстан Уйғур Яшлири Бирлигиниң рәиси Рустәм Хәйриев, «Җанан» җәмийәтлик фондиниң рәиси Мизангүл Авамисимова, Талғир наһийәлик Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Каминур Сопиева вә Наурызбай наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Бәхтияр Исмайилов вә колледжниң устазлар коллективи қатнашти.
|
|
|
|