Open login
Афиша театра: спектакль «ҒУНЧӘМ»
14.06.2023 20:40   

Афиша театра: спектакль «ҒУНЧӘМ»


 

ҚҰРМЕТТІ КӨРЕРМЕНДЕР!

Сіздерді 2023 жылы 28 маусым күні болатын "ҒУНЧӘМ" атты музыкалық драмасына шақырамыз.

Авторы - Зунун Қадирий
Қоюшы режиссері - (Муһитжан Һезимов)
Спектакль қазақ және орыс тілдерінде ілеспе аудармамен жүреді.
Спектакль 18.30де басталады.
Алматы қаласы, Наурызбай батыр көшесі, 83.
Байланыс телефоны +7701 949 19 36, +7701 473 98 24
WhatsApp/ Telegram: +7707 101 11 78
Билеттер театрдың кассасында және https://ticketon.kz/event/guncham сайтында сатылады.
___

ҺӨРМӘТЛИК ТАМАШИБИНЛАР!

Силәрни 2023 жили 28 июнь күни болидиған «ҒУНЧӘМ» музыкилиқ драмисиға тәклип қилимиз.
Муәллипи - Зунун Қадирий
Сәһниләштүргән режиссер – (Муһитжан Һезимов)

Спектакль қазақ вә рус тиллирида синхрон тәржимиси билән жүргүзилиду.

Спектакль 18:30-да башлиниду.
Алмута шәһири, Наурызбай батыр кочиси, 83.

Алақә бағлаш телефонлири: +77019491936 +77014739824
WhatsApp/ Telegram: +7707 101 11 78

Билетлар театрниң кассисида һәм https://ticketon.kz/event/guncham сайтида сетилиду.

 

 
Сәнъәттә чегара йоқ
29.05.2023 13:50   

Сәнъәттә чегара йоқ


Йеқинда Түркияниң Анталия шәһиридә дунияға тонулған қазақстанлиқ нахшичи Димаш Қудайбергенниң концерти болуп, униңда атақлиқ сәнъәткарниң тәкливи билән уйғур жигит Расул Һосманов https://parvaz.kz/index.php/rasul-usmanov ана тилида «Мәҗнунтал» нахшисини орунлап бәрди. Бу иҗтимаий торларда һәрхил пикирләрни һасил қилди. Болупму Расулниң достиниң миллитимиз намиға ейтқан иллиқ ләвзи оқурмәнләрдә қизиқиш вә қизғиниш отлирини һасил қилғини һечким үчүн сир әмәс.

Бәхтишат СОПИЕВ,

«Uiğur avazi»  гезити, 25.05.23

 

Концерт давамида Димаш: «Биз, қазақлар, бағримиз кәң, наһайити меһриван хәлиқ. Көпмилләтлик елимиздә, худди бизгә охшаш, меһир- муһәббити чәксиз әҗайип милләт бар. У – уйғурлар. Мениң йеқин достум Расул Һосманов әйнә шу милләтниң вәкили. Мән әйнә шу сәнъәтсөйәр хәлиқниң «Мәҗнунтал» намлиқ нахшисини сөйүп тиңшаймән. Пурсәттин пайдилинип, әшу нахшини ағинәмниң орунлап беришини халиған болар едим. Тамашибинларниң мени қоллайдиғиниға ишәнчим камил. Достум, қени бу яққа кәл...» дәп микрофонни Расулға бәрдидә, өзи синтезаторда нахшиға тәңкәш қилишқа башлиди.

– Күтүлмигән бу тәклиптин аң-таң болғиним раст. Чүнки концертниң программисида бу нахша йоқ еди, – дәйду Расул биз билән болған сөһбәттә. – Дәсләп Димашни, адәттикидәк, һәзиллишиватиду дәпму ойлидим. Лекин у мениң сәһниниң төригә келишимни қәтьий тәләп қилди. Униң бу тәкливини, әлвәттә, рәт қилалмидим. Нахшини бар вуҗудум билән орунлашқа тириштим. Димаш жигирмә миң тамашибинниң алдида уйғурларни тилға елип, маңила әмәс, хәлқимгә өзиниң сәмимий достлуғини изһар қилди. У күнки концерт, у дәқиқә мениң жүригимдә мәңгү сақлинип қалиду. Нахша түгиши билән, қучиғимни кәң ечип, Димашни бағримға мәккәм бесип, униңға өзәмниң һәм хәлқимниң миннәтдарлиғини изһар қилдим. Пүтүн зал гүлдүрлигән алқишлар билән орунлиридин туруп, чуқиришип кәтти. Тәрәп-тәрәптин «Ярайсән, Димаш!», «Ярайсән, Расул!» дегән авазларни аңлидим. Узақ яңриған алқишлар икки хәлиқниң достлуғини, инақлиғини мәдһийилигәндәк билинди, маңа.

Расул ейтқандәк, бизму бу көрүнүшни тамашә қилғанда, әң алди билән Димашқа апирин ейттуқ. Иҗтимаий торларда һәрхил милләт вәкиллири Димашниң бу һәрикитигә өзлириниң иҗабий пикирлирини йезип қалдурупту. «Бүгүнки күндә Димаш – түрлүк милләтләрниң бешини қошуватқан йоруқ юлтуз. У хәлиқара сәһнидә достлуқни, иттипақлиқни тәрғип қиливатқан течлиқ мәшьили» дәп йезипту Алена исимлиқ россиялик.

«Расулниң нахша ейтқини – милләтларара достлуқниң әң ярқин бир көрүнүши болди», дәп йезипту түркиялик бир қериндишимиз.

Мошуниңға охшиған нурғунлиған иҗабий изаһларни оқуғансири, сәнъәттә чегариниң йоқ екәнлигигә, йәнә бир мәртә көз йәткүздуқ.

 

 
Шахмурат Бахамов - Җорам
24.05.2023 13:11   

Шахмурат Бахамов - Җорам

 

Дорогие друзья, популярный уйгурский исполнитель Шахмурат Бахамов https://parvaz.kz/index.php/shakhmurat-bakhamov представляет вашему вниманию свой вариант народной песни «Җорам» (Қәшқәр хәлиқ аһаңлири)

Приятного прослушивания!

 

 

Скачать песню: Shakhmurat Bakhamov – Joram (khalik nakhshisi)

 

Dim lights Embed Embed this video on your site

 

 
Хуш наваларни һәдийә қилди
24.05.2023 13:06   

Хуш наваларни һәдийә қилди


Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Uiğur avazi», «Уйғур авази», 18.05.23

 

 

Адилҗан Мәмәтов – 1998-жилдин бери Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Маливай йезисида балиларға дутар, тәмбир, домбра вә башқиму әсвапларни челишни үгитип келиватқан сәнъәткар устаз. Чарәк әсирдин бери у Маливай оттура мәктивидә вә Мәдәнийәт өйидә дәрисләрни елип барған болса, буниңдин бир жил илгири «Хуш нава» ансамблини қурди.

Адилҗан иккинчи синиптин тартип дутар челишқа қизиқти. Буниңға музыка пәниниң муәллими, аписи Реһанбүви сәвәпчи болди. У барлиқ аңлиқ һаятини бала тәрбийисигә беғишлап, онлиған талантлиқ балиларни йетилдүргән пешқәдәм устаз. Анисидин бойиға қонған талант Адилҗанни қолиға дутар елишқа мәҗбурлиди. У йезидики Сидиқҗан Юнусов рәһбәрлигидики һәвәскарлар ансамблиниң тәркивидә дутар челишни үгәнди. Адилҗанниң дадиси Тохтахун ака йеза егилиги саһасиниң хадими, Челәк тәвәсиниң бирнәччә егилигидә агроном, баш агроном вә совхоз мудири охшаш хизмәтләрни атқурған еди. Адилҗан оттура мәктәпни тамамлиғандин кейин атиси охшаш агроном болушни арман қилип, Алмута йеза егилиги институтиға һөҗҗәтлирини тапшурди. Емтиһанларни көңүлдикидәк тапшурсиму, конкурстин өтәлмиди. Вақитни бошқа өткүзмәслик үчүн Челәк йезисидики ДОСААФта жүргүзгүчиләр курсида оқуди. Камаләт йешиға толғанда армия қатариға елинип, Вәтән алдидики борчини ада қилип кәлди. Пәқәт шуниңдин кейинла у Абай намидики Қазақ педагогика институтиниң (АГУ) Музыка факультетиға оқушқа чүшүп, кәспий музыкант вә музыка пәниниң муәллими болуп йетилип чиқти. Шуниңдин бери мана 25 жил вақит өтүпту. Һазир Адилҗан акиниң нурғунлиған шагиртлири елимизниң чоң вә кичик сәһнилиридә миллий сәнъитимизни риваҗландуруп келиватиду. Җүмлидин домбра бойичә тәрбийилигән шагиртлири наһийәлик, вилайәтлик, һәтта җумһурийәтлик байқашларға қатнишип, устазиниң еқидисини талай мәртә ақлиди.

 

 
Саһинурниң «Гөзәллик дунияси»
24.05.2023 13:04   

Саһинурниң «Гөзәллик дунияси»

«Уйғур авази», 18.05.23

 

 

Йеқинда талантлиқ уссулчи «Саһинур» уссулчилар топиниң бәдиий рәһбири, Яркәнт алий педагогикилиқ колледжиниң оқутқучиси Саһинур Рәһмидинованиң «Гөзәллик дунияси» намлиқ һесават концерти болуп өтти.

Концерт Саһинурниң иҗрасидики «Муһәббәт» нахшиси билән башланди. Андин сәһнә төридин орун алған талантлиқ күлкә маһирлири Нуршат Ғоҗашев билән Әркин Давутов өзлириниң ләтипә-юморлирини орунлиғач, концертниң «тизгинини» қолға алди.

Новәт билән сәһнидә қазақ, уйғур, өзбәк, қирғиз, рус вә башқиму милләт вәкиллириниң миллий уссуллири намайиш қилинди. Яш нахшичи Молутҗан Тохтахуновниң иҗрасидики «Хәлқим» намлиқ нахша билән аяқлашқан концерт тамашибинларға зор хуш кәйпият беғишлиди. Концерт ахирида тәбрик сөз алған Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини, Саһинурниң дәсләпки устазлириниң бири болған Реһимҗан Тохтахунов, Чоң Чиған йезисиниң жут-җамаәтчилиги, кәсипдашлири вә яш уссулчиларниң ата-анилири Саһинурниң буниңдин кейинму йүксәк чоққилардин көрүнүшигә тиләкдашлиқ билдүрди.

 

 
Молутжан Тохтахунов - Анамниң дуаси (cover)
24.05.2023 12:58   

Молутжан Тохтахунов - Анамниң дуаси (cover)

 

Популярный уйгурский исполнитель Молутжан Тохтахунов https://parvaz.kz/index.php/molutjan-tokhtahunov представляет вашему вниманию кавер-версию песни Назара Обул «Анамниң дуаси».

Molutjan Tokhtakhunov - Anamning duasi

Сover Nazar Obul

Приятного прослушивания, друзья!

 

Скачать песню: Molutjan Tokhtakhunov - Anamning duasi (cover-version Nazar Obul)

 

Dim lights Embed Embed this video on your site

 
«Өз ихтияри билән»
24.05.2023 12:53   

«Өз ихтияри билән»

 

 

Йеқинда Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театрида өзбәк язғучи-драматурги Өлмәс Умарбековниң «Өз ихтияри билән» намлиқ психологиялик драмисиниң премьериси болуп өтти. Әсәрни Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Алимҗан Әйсаев тәрҗимә қилип, сәһниләштүргән.

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази», 18.05.23

«Uiğur avazi»

Әсәр тоғрилиқ сөз қилғанда, униңда бүгүнки күндә җәмийитимиздә әң актуал мәсилиләрниң бири – адәмләрниң бойида мәнсәпхорлуқ, виждансизлиқ охшаш илләтләр овҗ елип, уларниң меһир-шәпқәт, сәмимийлик вә вападарлиқ охшаш есил хисләтләрни тамамән йоқатқанлиғи һәққидә болиду. Ейтайлуқ, әсәрниң баш қәһримани Қудрәт Батуров аддий ишчидин таки нами җумһурийәт даирисидики әң чоң мәһкиминиң мудириғичә көтирилгән болуп, узун жиллар адил хизмәт қилиду. Бирақ, заман рәптайиға бола, йәни ишләпчиқириш саһасидики йеңилиқлардин убданла хәвәрсиз қалғанлиғини етирап қилған һалда өз орнини яшларға бошитип беришкә қарариға келиду. Әлвәттә, униң иштин кетишигә беваситә рәһбири Шәрип Рәхимоғли (Халмурат Мунаров) қаршилиқ билдүргинигә қаримай, у өз райидин қайтмайду. Шундақ қилип, Қудрәт Батуров өз ихтияри билән иштин бошайду. Шу-шу болдидә, биринчиләрдин болуп, бүгүн-әтә той қилиш алдида турған қизи Зумрәтниң (Саһидәм Зайитова) жигити Ельяр (Ялқунжан Ярмуһәмәтов) ойлимиған йәрдин Зумрәтниң дадисиниң иштин кәткәнлигини ахмақлиққа җоруп, уни һақарәтләветиду. Келәчәк йолдишиниң бу сөзлиригә чидимиған Зумрәтму бош кәлмәйду. У дадисиниң дунияда әң адил вә әмгәкчан адәм екәнлигини ейтип, Ельярға турмушқа чиқиштин ялтийиду. Буниңдин сирт, Қудрәт Батуроғлиниң иштин кәткәнлигидин хәвәр тапқан талай дост-бурадәрлири билән тонушлири уларниң аилисидин үз өрүп, мунасивитини үзиду. Әнди аспирантурида оқуйдиған оғли Шөһрәт (Турсунҗан Илиев) болса, дадисиниң бу қарариға қәтъий қарши чиқип, наһайити қопаллиқ билән бүгүнки заманда пәқәт хошамәтчилик яки тонуш-билишләр арқилиқ яшаш мүмкин екәнлигини ейтип, атисини аддий сөз билән ейтсақ, тик чүшириду. Өз пәрзәндидин мундақ сөзләрни аңлаймән дәп әсла ойлимиған Қудрәт Батуроғлиниң жүрәк кесили қозғилип, ахири ағриқханида вапат болиду.

 

 
«ТӘБӘССҮМ СӘҺИПИЛИРИДИН» һәзил – күлкә кечилигиги
20.05.2023 12:55   

«ТӘБӘССҮМ СӘҺИПИЛИРИДИН» һәзил – күлкә кечилигиги

 

 

Для тех, кто не смог посетить предыдущие программы!

ДЛЯ ВАС ЛУЧШИЕ НОМЕРА с этих концертов!

Билеты на сайте тикетон (ссылка в сторис, актуальных и в линке шапки нашего профиля), а также в кассе театра тел. +7 701 473 98 24

Қиммәтлик тамашибинлар!

Қуддус Ғожамияров намидики жумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ комедия театрида 2023 жилниң 28,29,30 май күнлири болидиған

«ТӘБӘССҮМ СӘҺИПИЛИРИДИН» һәзил – күлкә кечилигигә тәклип қилимиз!

Кәчкә: Сиз сөйгән хуш чақ-чақ күлкә маһирлири, нахшичилар, «Нава» фольклор, «Рухсарә» уссул ансамбльлири қатнишиду!

Билетлар https://ticketon.kz/event/tabassum сайтида сетилиду.

Алақә бағлаш телефонлири: +77014739824, +77019491936

WhatsApp/Telegram: +77071011178

Кәч саат 18-30да башлиниду.

#uyghurtheatrekz

 

 

 
Нуриддин Газиев (Uyghur Band) - Ишәнмә (2023)
13.05.2023 12:07   

Нуриддин Газиев (Uyghur Band) - Ишәнмә (2023)

 

Уйгурский исполнитель Нуриддин Газиев https://parvaz.kz/index.php/2012-04-11-15-20-12 из Ташкента представляет вашему вниманию свой клип на песню «Ишәнмә (2023)».

Музыка - Н.Газиев, Ж.Ботиров

Слова - Н.Газиев

Режиссер клипа - Азиз Хайдаров @azizxaydarov_

Оператор - Хасанходжа Турсунхожаев @xasanxoja_tursunxojayev

Ассистент - Руслан Рузиев @ruslanruziev

Приятного просмотра и хорошего настроения вам, друзья!

Dim lights Embed Embed this video on your site

 

 
«Уссул – сирлиқ дуния»
13.05.2023 12:00   

«Уссул – сирлиқ дуния»

«Фиеста» шоу-балетиниң намини аңлимиғанлар аз болса керәк. Чүнки дәл мошу шоу-балетниң әзалири, қандақла болмисун, мәйли той-төкүн яки мәдәний мәрасимларға өзлириниң әвришим уссуллири билән һөсүн қошуп келиватиду. Йеқинда Талғир наһийәси Туздыбастав йезисиниң Мәдәнийәт өйидә Зарина Нуриева рәһбәрлик қиливатқан ушбу топниң һесават концерти болуп өтти.

Мәшүр САСИҚОВ,

«Уйғур авази», 11.05.23

 

Концертқа тохтилиштин илгири он жилға йеқин паалийитидә көплигән өсмүрләргә уссул үгитип, униң тарихидин учур бериватқан шәхс – Зарина Нуриева тоғрилиқ ейтип өтүшни мувапиқ көрдуқ. Зарина – кичигидин уссулға иштияқ бағлиғанларниң бири. У шу қәдәр уссулға ашиқ болдики, мошу кәсипниң һәқиқий мутәхәссиси яки маһири болушни арман қилди. Шу түпәйли у Ташкәнт шәһиридә икки жил оқуп, андин Алмута шәһиридики Ж.Елебеков намидики җумһурийәтлик эстрада-цирк колледжида вә шундақла Т.Жүргенов намидики Қазақ миллий сәнъәт академиясидә билим алиду. Шу-шу болди, Зарина уссул дуниясиға шуңғуп, «Фиеста» https://parvaz.kz/index.php/show-balet-fiesta шоу-балетини қуриду. Мана шуниңдин етиварән, йүзлигән шагиртларни тәйярлап келиватиду.

Шоу-балетниң һазирқи тәркивиму йүздин ашиду. Уларниң арисида үч яшлиқниму, оттуз яшлиқниму тепиш мүмкин. Зарина Нуриева әйнә шуларниң тилини тепип, билгинини үгитиватиду. Шу түпәйли шоу-балетниң көпчилик арисида һөрмити ешип, пәрзәнтлирини униңға ишәшлик беридиғанлар саниму көпәйди. Бүгүн әйнә шу шоу-балетниң һесават концерти. У икки күн давам қилди.

Һәқиқәтәнму, Заринаниң шагиртлири концертқа җиддий тәйярлиқ көргән. Әлвәттә, у өзиму аз тәр төккини йоқ. Һәрхил милләтләрниң әмәс, бәлки дуния хәлиқлириниң уссуллирини сәһнигә елип чиқишқа җүръәт қилған шоу-балет рәһбириниң тиришчанлиғи билән қайтмас ирадисигә қайил болмай мүмкин әмәс. Бир тәнәпус арқилиқ азду-кам төрт саатқа созулған концертта тамашибинларниң пүткүл дунияни ғайиванә чарлап чиққини ениқ. Қазақстан диярида истиқамәт қиливатқан милләтләрдин сирт, Испания, Бразилия, Португалия, умумән, барлиқ хәлиқниң уссулини жуқури маһарәт билән орунлиған шоу-балет әзалирини тәрбийилигән Зарина Нуриеваниң билим даириси билән фантазиясигә һәркимниң қайил болғанлиғи талашсиз. Мәсилән, һәрбир милләтниң уссулини иҗра қилиш өз алдиға, әнди уссулчилар кийгән кийимләрниң тамашибинларни бирдинла өзигә җәлип қилиши тоғрилиқ ейтип өткән орунлуқ. Бу җәһәттин Зарина Нуриева концерт ахирида анисиниң һәртәрәплимә қоллап-қувәтләп, қиливатқан әмгиги беһөддә екәнлигини тилға елип, униңға чәксиз миннәтдарлиғини йәткүзди.

 

 
Халинурға ақ йол!
13.05.2023 11:59   

Халинурға ақ йол!

«Уйғур авази» гезити, 11.05.23

 

Көплигән хәлиқара вә җумһурийәтлик көрүкләрниң ғалиби, Шинҗаң-Уйғур Автоном Районида өткән «Үрүмчи уссул сәһниси» хәлиқара сәнъәт конкурсиниң лауреати Халинур Зулиярқизи Сабированиң рәһбәрлигидики «Илһам» уссул студиясиниң «Баһар илһами» намлиқ дәсләпки һесават концерти болуп өтти.

Халинур кичигидинла уссулға иштияқ бағлиған ичидә оти бар, тиришчан қиз. Бу концертни уюштурушқа у интайин көп күч чиқарди. Үч яшлиқ балилардин тартип, чоңларғичә уссул үгитип сәһниләштүрди. Бу оңай иш әмәс, әлвәттә. Шундиму, Халинур яшлиғиға қаримай, чоң ишни атқуруп, кичигидин алға қойған арман-мәхситигә йәтти. Бу бүгүнки яшлар үчүн үлгә вә стимул. Үч жил бурун қурулған уссул студиясиниң қол йәткүзгән утуқлири аз әмәс, кичик юлтузчилар сәһнидә өзлирини әркин тутуп, талантини намайиш қилалиди. «Илһам» уссул студиясиниң хореографи Руслан Әхмәтҗаноғлиниң шагиртлири орунлиған уссуллар тамашибин қәлбидин орун алди. Концертниң меһмини, хәлқимизниң сөйүмлүк нахшичиси Санийәм Исмайил яш талантларни қоллап-қувәтләш нийитидә гөзәл нахшисини яңратти. Шундақла кәч меһманлири Меликәм Йәһиярова рәһбәр-лигидики «Малика» уссул студияси, Абдуманап Махмутҗан рәһбәрлигидики шоу-балет «Рухсан» иҗрасидики уссулларни тамашибинлар чоң алқишлар билән қобул қилди. Клара Шардинова рәһбәрлигидики «Ишбиләрмән аяллар» клуби, «Пәрваз» уйғур иҗрачилар бирләшмиси йәнә бир яш талантниң өсүп, өрлишигә өз төһписини қошти дәп ейтсақ, мубалиғә болмас.

 

 


Страница 7 из 239