Чәксиз асман астида һечким әбәдий әмәс...
«Уйғур авази» гезити, 28.12.23

Қазақстанниң хизмәт көрсәткән артисти Руқийәм Саттарованиң туғулғиниға - 80 жил)
Руқийәм Саттарова https://parvaz.kz/index.php/rukiyam-sattarova ! Бу икки еғиз сөзгә өткән әсирниң йәтмишинчи жиллиридин тартип, та бүгүнгичә болған арилиқтики Уйғур театриниң қайнақ иҗадийәт сәһиписи сиңип кәткәндәк. Руқийәм Саттарова! Бу сөзләргә худди тамашибинлиримизни күлкигә раса ғәриқ қилған сөйүмлүк «Тәбәссүм» һәзил-күлкә кечилигиниң оттуз жиллиқ тарихиму биллила сиңип кәткәндәк билиниду. Әттәң, әшундақ гөзәл иҗатниң қазинида өркәшлинип қайнап тавланған есил сәнъәткарниң бу йоруқ дуниядин кәткинигә икки жилдин ошуқ вақитму болуп қалди. Актриса 2021-жили март ейида муқәддәс сәһнисини, мухлислирини, хулләс һәммини тәрк етип, мәңгүлүк һарвусиға олтардидә, кәтти... Сәһнимиздики Руқийәм Саттарованиң орни бош қалди. Уни аз дегәндәк Руқийәм һәдигә әгишип, йәнә бир есил сәнъәткаримиз Маһмут Дәраевниң бақилиқ болғини, әлвәттә, һәммимиз үчүн техиму орни толмас еғир җудалиқ болди. Әндиликтә болса, у әзизлиримиз һәққидә биз һәрхил әслимиләр йезип, уларниң сималирини архивлардин издәймиз, улар яратқан өлмәс образлар театрниң пат-йеқинда ечилидиған мирасгаһиниң төридин орун еливатиду. Мән бу мақаләмни Руқийәм Саттароваға беғишлимақчимән. Чүнки бүгүн униң туғулған күни. Актриса һаят болғинида, 80 яшниң жуқарқи пәллисигә көтирилип, бүгүнки күнлүктә театримизда чоң той шадиянисиниң шох саз-нәғмиси яңриған болар еди... Руқийәм Саттарова Алмута вилайитиниң Уйғур наһийәсигә қарашлиқ Ават йезисида туғулған. Униң балилиқ дәври тағ бағриға җайлашқан әшу жутта өтти. Уйғур театриниң Иккинчи җаһан урушидин кейинки жиллири регионларға қилған гастрольлуқ сәпәрлиридики концерт, спектакльлирини көрүп, у сәнъәткә кичигидинла иштияқ бағлайду. Андин артист болуштәк чәксиз арман уни Алмутиға йетиләп келиду вә Қурманғазы намидики сәньәт институтида (һазирқи Алмута консерваторияси) Асқар Тоқпанов, Хадиша Бөкеева, Шолпан Жандарбекова кәби қазақ театр сәньитиниң мәшһур намайәндилиридин тәлим алиду. Институтни пүтириши биләнла, у җумһурийәтлик Уйғур музыкилиқ-комедия театриға қобул қилинди. Өткән әсирниң 60-жиллири Уйғур театрида кәспий билимгә егә актерлар йоқниң орнида еди. Алди билән театрниң иҗадий тәркивигә Ташкәнттә алий билим алған Қурванҗан Абдрасулов, андин Руқийәм Саттарова, Шайим Шаваев, Диләрәм Садирова, Клара Тохтахунова қатарлиқ актер һәм режиссерлар қошулушқа башлиди. Театршунас алим Әхмәтҗан Қадиров шу жилларни әслигән һалда: «...Әгәр қазақ актерлири үчүн Әвезов, Мусреповниң әсәрлири өсүш йолини бәлгүләп бәргән болса, уйғур актерлири үчүн классик дурданилиримиз «Анархан», «Ғерип-Сәнәм» эталон болди. Руқийәм өзигә тапшурулған Анархан ролини утуқлуқ елип чиқти. Кейинирәк А.Погодинниң «Үчинчи патетик қиссә» драмисида театрниң баш режиссери С.Башоянниң ярдими билән Иринаниң ярқин, тәкрарланмас обризини яратти», дәп йезипту. Шундақ қилип, яш актриса репертуардики бирқатар әсәрләрдә берилгән рольларни қиямиға йәткүзүп ойнап, тамашибинлар қәлбидин иллиқ орун елишқа башлиди. Новәттә авған язғучиси С.Җамалниң «Қара гүл» мелодрамисидики қарғу қиз Әмәл ролини режиссер С.Башоян З.Әкбәрова билән Р.Саттароваға тапшурди. «Қара гүлдә» яш актрисиға Әхмәт Сопиев, Мирхелил Зәйнавдинов, Аминәм Мусаева, Абдрим Әхмәдий, Әкрәм Мәңсүров қатарлиқ тәҗрибилик актерлар билән биллә ишләшкә тоғра кәлди. Яш жигит Надир (А.Әхмәдий) Әмәлни бир көрүпла ашиқ болуп қалиду. Әмәлму уни яхши көриду, лекин у өзиниң қарғу екәнлигини, һечқачан бәхитлик болалмайдиғинини Надирға ейтишқа мәҗбур болиду. Шу арида содигәр Әзизхан – (М.Зәйнавдинов) яшларниң арисида пәйда болуп, Әмәлгә өйлинишни нийәт қилиду. Немә қиларини билмәй гаңгирап қалған қизниң көзигә Өзбәкстандин кәлгән дохтурлар операция ясайду һәм униң көзлири ечилиду. Әмәл өзи сөйгән жигитниң қамитини, көзлирини, униң күлкисини өз көзи билән көриду! Актриса Әмәлниң ички һис-туйғулирини, кәчүрмилирини толуқ ечип, бу мурәккәп рольниң һөддисидин чиқишқа муваппәқ болди. Аридин көп өтмәй, режиссер С.Башоян Руқийәм Саттароваға Җ.Асимовниң «Ана тәғдири» драмисидики Айхан аниниң ролини бериду. Бу һәқтә С.Башоян өзиниң «Қәлб хатириси» намлиқ китавида мундақ пикир билдүрүпту: «... Айхан — Руқийәм үчүн тәс роль еди. Униңға 25 жилдин ошуқ вақит давамида еғир азап чәккән, сөйүмлүк вә ялғуз оғлидин айрилған аниниң ролини ойнашқа тоғра кәлди. Пьесиниң һәрбир көрүнүшидә Айханниң паҗиәлик тәғдирини актриса толиму ишинәрлик қилип яхши яриталиди» («Қәлб хатириси» 219-б.) Мәзкүр әсәрдиму Руқийәм һәдә М.Бақиев, Т.Бәхтибаев, К.Закиров охшаш актерлар билән биллә иҗадий ишни әмәлгә ашурди.
|