«Өз ихтияри билән»
Йеқинда Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театрида өзбәк язғучи-драматурги Өлмәс Умарбековниң «Өз ихтияри билән» намлиқ психологиялик драмисиниң премьериси болуп өтти. Әсәрни Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Алимҗан Әйсаев тәрҗимә қилип, сәһниләштүргән.
Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази», 18.05.23
«Uiğur avazi»
Әсәр тоғрилиқ сөз қилғанда, униңда бүгүнки күндә җәмийитимиздә әң актуал мәсилиләрниң бири – адәмләрниң бойида мәнсәпхорлуқ, виждансизлиқ охшаш илләтләр овҗ елип, уларниң меһир-шәпқәт, сәмимийлик вә вападарлиқ охшаш есил хисләтләрни тамамән йоқатқанлиғи һәққидә болиду. Ейтайлуқ, әсәрниң баш қәһримани Қудрәт Батуров аддий ишчидин таки нами җумһурийәт даирисидики әң чоң мәһкиминиң мудириғичә көтирилгән болуп, узун жиллар адил хизмәт қилиду. Бирақ, заман рәптайиға бола, йәни ишләпчиқириш саһасидики йеңилиқлардин убданла хәвәрсиз қалғанлиғини етирап қилған һалда өз орнини яшларға бошитип беришкә қарариға келиду. Әлвәттә, униң иштин кетишигә беваситә рәһбири Шәрип Рәхимоғли (Халмурат Мунаров) қаршилиқ билдүргинигә қаримай, у өз райидин қайтмайду. Шундақ қилип, Қудрәт Батуров өз ихтияри билән иштин бошайду. Шу-шу болдидә, биринчиләрдин болуп, бүгүн-әтә той қилиш алдида турған қизи Зумрәтниң (Саһидәм Зайитова) жигити Ельяр (Ялқунжан Ярмуһәмәтов) ойлимиған йәрдин Зумрәтниң дадисиниң иштин кәткәнлигини ахмақлиққа җоруп, уни һақарәтләветиду. Келәчәк йолдишиниң бу сөзлиригә чидимиған Зумрәтму бош кәлмәйду. У дадисиниң дунияда әң адил вә әмгәкчан адәм екәнлигини ейтип, Ельярға турмушқа чиқиштин ялтийиду. Буниңдин сирт, Қудрәт Батуроғлиниң иштин кәткәнлигидин хәвәр тапқан талай дост-бурадәрлири билән тонушлири уларниң аилисидин үз өрүп, мунасивитини үзиду. Әнди аспирантурида оқуйдиған оғли Шөһрәт (Турсунҗан Илиев) болса, дадисиниң бу қарариға қәтъий қарши чиқип, наһайити қопаллиқ билән бүгүнки заманда пәқәт хошамәтчилик яки тонуш-билишләр арқилиқ яшаш мүмкин екәнлигини ейтип, атисини аддий сөз билән ейтсақ, тик чүшириду. Өз пәрзәндидин мундақ сөзләрни аңлаймән дәп әсла ойлимиған Қудрәт Батуроғлиниң жүрәк кесили қозғилип, ахири ағриқханида вапат болиду.
|
|
«Уссул – сирлиқ дуния»
«Фиеста» шоу-балетиниң намини аңлимиғанлар аз болса керәк. Чүнки дәл мошу шоу-балетниң әзалири, қандақла болмисун, мәйли той-төкүн яки мәдәний мәрасимларға өзлириниң әвришим уссуллири билән һөсүн қошуп келиватиду. Йеқинда Талғир наһийәси Туздыбастав йезисиниң Мәдәнийәт өйидә Зарина Нуриева рәһбәрлик қиливатқан ушбу топниң һесават концерти болуп өтти.
Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази», 11.05.23
Концертқа тохтилиштин илгири он жилға йеқин паалийитидә көплигән өсмүрләргә уссул үгитип, униң тарихидин учур бериватқан шәхс – Зарина Нуриева тоғрилиқ ейтип өтүшни мувапиқ көрдуқ. Зарина – кичигидин уссулға иштияқ бағлиғанларниң бири. У шу қәдәр уссулға ашиқ болдики, мошу кәсипниң һәқиқий мутәхәссиси яки маһири болушни арман қилди. Шу түпәйли у Ташкәнт шәһиридә икки жил оқуп, андин Алмута шәһиридики Ж.Елебеков намидики җумһурийәтлик эстрада-цирк колледжида вә шундақла Т.Жүргенов намидики Қазақ миллий сәнъәт академиясидә билим алиду. Шу-шу болди, Зарина уссул дуниясиға шуңғуп, «Фиеста» https://parvaz.kz/index.php/show-balet-fiesta шоу-балетини қуриду. Мана шуниңдин етиварән, йүзлигән шагиртларни тәйярлап келиватиду.
Шоу-балетниң һазирқи тәркивиму йүздин ашиду. Уларниң арисида үч яшлиқниму, оттуз яшлиқниму тепиш мүмкин. Зарина Нуриева әйнә шуларниң тилини тепип, билгинини үгитиватиду. Шу түпәйли шоу-балетниң көпчилик арисида һөрмити ешип, пәрзәнтлирини униңға ишәшлик беридиғанлар саниму көпәйди. Бүгүн әйнә шу шоу-балетниң һесават концерти. У икки күн давам қилди.
Һәқиқәтәнму, Заринаниң шагиртлири концертқа җиддий тәйярлиқ көргән. Әлвәттә, у өзиму аз тәр төккини йоқ. Һәрхил милләтләрниң әмәс, бәлки дуния хәлиқлириниң уссуллирини сәһнигә елип чиқишқа җүръәт қилған шоу-балет рәһбириниң тиришчанлиғи билән қайтмас ирадисигә қайил болмай мүмкин әмәс. Бир тәнәпус арқилиқ азду-кам төрт саатқа созулған концертта тамашибинларниң пүткүл дунияни ғайиванә чарлап чиққини ениқ. Қазақстан диярида истиқамәт қиливатқан милләтләрдин сирт, Испания, Бразилия, Португалия, умумән, барлиқ хәлиқниң уссулини жуқури маһарәт билән орунлиған шоу-балет әзалирини тәрбийилигән Зарина Нуриеваниң билим даириси билән фантазиясигә һәркимниң қайил болғанлиғи талашсиз. Мәсилән, һәрбир милләтниң уссулини иҗра қилиш өз алдиға, әнди уссулчилар кийгән кийимләрниң тамашибинларни бирдинла өзигә җәлип қилиши тоғрилиқ ейтип өткән орунлуқ. Бу җәһәттин Зарина Нуриева концерт ахирида анисиниң һәртәрәплимә қоллап-қувәтләп, қиливатқан әмгиги беһөддә екәнлигини тилға елип, униңға чәксиз миннәтдарлиғини йәткүзди.
|
|
Халинурға ақ йол!
«Уйғур авази» гезити, 11.05.23
Көплигән хәлиқара вә җумһурийәтлик көрүкләрниң ғалиби, Шинҗаң-Уйғур Автоном Районида өткән «Үрүмчи уссул сәһниси» хәлиқара сәнъәт конкурсиниң лауреати Халинур Зулиярқизи Сабированиң рәһбәрлигидики «Илһам» уссул студиясиниң «Баһар илһами» намлиқ дәсләпки һесават концерти болуп өтти.
Халинур кичигидинла уссулға иштияқ бағлиған ичидә оти бар, тиришчан қиз. Бу концертни уюштурушқа у интайин көп күч чиқарди. Үч яшлиқ балилардин тартип, чоңларғичә уссул үгитип сәһниләштүрди. Бу оңай иш әмәс, әлвәттә. Шундиму, Халинур яшлиғиға қаримай, чоң ишни атқуруп, кичигидин алға қойған арман-мәхситигә йәтти. Бу бүгүнки яшлар үчүн үлгә вә стимул. Үч жил бурун қурулған уссул студиясиниң қол йәткүзгән утуқлири аз әмәс, кичик юлтузчилар сәһнидә өзлирини әркин тутуп, талантини намайиш қилалиди. «Илһам» уссул студиясиниң хореографи Руслан Әхмәтҗаноғлиниң шагиртлири орунлиған уссуллар тамашибин қәлбидин орун алди. Концертниң меһмини, хәлқимизниң сөйүмлүк нахшичиси Санийәм Исмайил яш талантларни қоллап-қувәтләш нийитидә гөзәл нахшисини яңратти. Шундақла кәч меһманлири Меликәм Йәһиярова рәһбәр-лигидики «Малика» уссул студияси, Абдуманап Махмутҗан рәһбәрлигидики шоу-балет «Рухсан» иҗрасидики уссулларни тамашибинлар чоң алқишлар билән қобул қилди. Клара Шардинова рәһбәрлигидики «Ишбиләрмән аяллар» клуби, «Пәрваз» уйғур иҗрачилар бирләшмиси йәнә бир яш талантниң өсүп, өрлишигә өз төһписини қошти дәп ейтсақ, мубалиғә болмас.
|
|
Баһар нахшилири яңриди
21 — 23-апрель күнлири Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театрида Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби, хәлқимизниң хушнава булбули Нуралим Варисовниң https://parvaz.kz/index.php/nuralim-varisov йәккә концерти болуп өтти.
Шәмшидин АЮПОВ,
«Уйғур авази», 27.04.23
«Нава» вә «Рухсарә» ансамбльлири тәрипидин зор иштияқ билән иҗра қилинған «Шаяр» мәшривидин кейин, ушбу концертниң елип барғучиси Гүлбаһар Насирова өзиниң қәлб сөзлирини төвәндикичә изһар қилди:
«Уйғур театрида чарәк әсирдин бери өзигә хас йүксәк маһарәт арқилиқ хәлқимизниң муқәддәс сәнъитини миңлиған ихласмәнлиримизгә тәғдим қилип, көңүлләргә мәлһәм берип келиватқан һәммимизниң сөйүмлүк сәнъәткари, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Нуралим Варисов өзиниң көпжиллиқ иҗадий паалийитидә бирнәччә қетим йәккә концертлирини мухлислириға һәдийә қилди. Буниңдин он үч жил илгири униң «Түгимәс нахшам» намлиқ йәккә концерти өткән еди. Мана бүгүн уйғур сәһнисиниң булбули мухлислири билән йәнә үз көрүшүватиду. Нуралимниң һәрбир нахшисини яхшилиқ билән яманлиқ, дост билән дүшмән, ата билән ана, сөйгән яр, қериндаш, туғулған жут, һәрхил тәғдирләр, һаят, вәтән қәдрини мәдһийиләп һекайә қилидиған бирпүтүн сәһнә әсәри териқисидә қобул қилимиз. Шуңлашқа Нуралим Варисов иҗрасидики нахшиларни биз тәшналиқ билән күтимиз, өзимизни қийнаватқан түрлүк соалларға җавап издәймиз, тәсәлла тапимиз. У нахшилардин көңлүмиз қенип су ичиду. Чүнки заманивий шеирийитимизниң жирик намайәндилири шеирлириға нәпислик берип, назук лирика билән суғирилған әҗайип нахшилар Нуралимниң бүгүнки бай репертуариниң мәлум бир қисми болуп һесаплиниду.
|
|
КАЗАХСТАН – СТРАНА БОЛЬШИХ ВОЗМОЖНОСТЕЙ |
|
КАЗАХСТАН – СТРАНА БОЛЬШИХ ВОЗМОЖНОСТЕЙ
Интервью руководителя Республиканского государственного академического Уйгурского театра музыкальной комедии им К.Кужамьярова, Заслуженного деятеля РК, композитора Дильмурата Бахарова.
Скоро Республиканский государственный академический уйгурский театр музыкальной комедии им. К. Кужамьярова отметит 90-летний юбилей. История театра берет свое начало В 30-х годах прошлого века, за этот период театр открыл зрителям целые поколения талантливых актеров, музыкантов и певцов. С недавних пор репертуар театра заметно обновился, можно сказать, стал более насыщенным, так как его возглавил известный композитор, аранжировщик, заслуженный деятель РК, солист группы «Дервиши» Дильмурат БАХАРОВ. Об этом и многом другом – в нашем интервью.
– Дильмурат Нурахметович, Уйгурский театр в Алматы – это единственный и эксклюзивный театр (с почти 90-летней историей). Расскажите, пожалуйста, о вашем уникальном коллективе и внутренней организации театра.
– Да, вы правы, Республиканский государственный академический уйгурский театр музыкальной комедии им. Куддуса Кужамьярова – это единственный во всем мире театр со своей самобытной историей, культурой и традициями. За годы успешной деятельности в его стенах зарождались целые поколения талантливых актеров, музыкантов, танцоров и художников. И моя главная миссия сделать так, чтобы о нашем театре говорили повсеместно. В 2022 году, к примеру, мы уже успели поучаствовать в двух масштабных фестивалях, и ни в коем случае не собираемся останавливаться. Участие в подобных мероприятиях дает прекрасную возможность не только продемонстрировать свое искусство, ремесло и многолетний опыт, но и заявить о себе. К тому же мы, представители различных этносов, живем в такой стране, где созданы все благоприятные условия для собственного развития и сохранения национальных культурных особенностей, пусть это будет политика, бизнес или культура. Казахстан – это страна больших возможностей.
– По-вашему, в чем заключается уникальность Уйгурского театра?
– Если мы говорим конкретно о нашем театре, то у нас четко прописан статус – академический, драматический и музыкальный, в котором функционируют сразу четыре цеха: драматическая труппа – это постановка спектаклей, танцевальный ансамбль «Рухсара», фольклорный ансамбль «Нава», а также эстрада. По сути, это четыре полноценных цеха, которые самостоятельно или же совместно с другими творческими коллективами могут давать успешные концерты. И это, не говоря о тех спектаклях, где участвует весь коллектив театра. Конечно, не могу не упомянуть и о шедевре нашей этнической музыкальной культуры – «Двенадцати мукамах», которые в 2005 году вошли в фонд всемирного наследия ЮНЕСКО. Я бы даже сказал, что именно в мукамах заложен основной фундамент музыкального искусства уйгурского народа. В этом и заключается наша уникальность. Я пришел в госсектор из шоу-бизнеса, и в данной работе, конечно же, имеются свои особенности, отличия. Во-первых, огромный коллектив, и здесь приходится работать в роли административного руководителя, что отнимает безумно много времени. Да, это очень сложная, но в то же время интересная работа. Во-вторых, мы имеем одну общую цель – хотим добиться такого уровня, чтобы работать в нашем театре было престижно и почетно.
|
|
Парижда қазақ вә уйғур нахшилирини яңраттуқ |
|
С.ИСМАЙИЛ: «Парижда қазақ вә уйғур нахшилирини яңраттуқ»
Март ейида, йәни Норуз мәйрими һарписида Францияниң Париж шәһиридики «Teatre de la Villa» вә Бельгияниң Брюссель шәһиридики «Bozar» театрлириниң уюштуруши билән хәлиқара этнофестиваль өтти. Мәзкүр фестивальға Қазақстандин тонулған сәнъәткар Санийәм Исмайил қатнашқан еди. Биз өткәндә униң билән учришип, сөһбәтләшкән едуқ.
Йолдаш МОЛОТОВ,
«Уйғур авази»
— Санийәм https://parvaz.kz/index.php/saniyam-ismail , бу фестивальға сиз қандақ тәклип қилиндиңиз?
— «Teatre de la Villa» театри Париждики әң чоң театрларниң бири болуп һесаплинидекән. Униң асаси 1862-жили селинған. Һазир асасән хореография театри сүпитидә етирап қилиниду. Шуларниң һәм һазир Франциядә яшаватқан Тулуз университетида атропология пәни бойичә оқутқучи вә режиссер Муқәддәс Миҗитниң тәкливи билән бериш имканийитигә егә болдум. Қошумчә қилсам, өткән жили йәнә шу Муқәддәсниң тәкливи билән Мороккида өткән «Fez festival of world sacred music 2022» фестивалиға қатнашқан едим. Парижда өткән фестивальниң мәхсити – дуниядики һәрхил милләтләрниң мәдәнийитини, сәнъитини дунияға тонутуштин ибарәт.
— Фестивальға қайси дөләтләрдин вәкилләр кәлди?
|
|
Яш композиторниң утуқлири |
|
Яш композиторниң утуқлири
«Уйғур авази» гезити, 20.04.23
Алим Зайиров https://parvaz.kz/index.php/alim-zairov қазақстанлиқ вә чәтәллик кинорежиссерлар арисида наһайити аммибап һәм еһтияҗға егә болуватқан композитор. Мәсилән, өткән жили Алим музыкисини язған сәккиз кинофильм прокатқа чиқти.
Алим Зайиров музыкантлар аилисидә дунияға кәлгән екән. Шуңлашқа кәсип таллаш униңға анчә қийин болмиди. Мәктәпни тамамлиғандин кейин у Жүргенов намидики Қазақ миллий сәнъәт академиясидә джаз фортепианиси синипида билим алиду. Оқуп жүргән пәйтлиридила музыка иҗат қилишқа башлайду. Мошу вақитқичә Алим Зайировниң «Renovazzio» (2014), «Now» (2017) альбомлири йоруқ көрди. Уларниң чиқиши яш талант егисиниң аммибаплиғини техиму ашурди.
|
|
ӘДӘБИЙ ДОСТЛУҚ–ӘБӘДИЙ ДОСТЛУҚ |
|
ӘДӘБИЙ ДОСТЛУҚ–ӘБӘДИЙ ДОСТЛУҚ
Жумһурийәтлик «Іле өңірі – Или вадиси» гезитиниң
2023 – жили 20 – апрельдики санида елан қилинған мақалә
ӘДӘБИЙ ДОСТЛУҚ–ӘБӘДИЙ ДОСТЛУҚ
НӘЗИМ – ХӘЛИҚЛӘР ДОСТЛУҒИНИҢ КӨРҮГИ
Һөрмәтлик «Ілі өңірі–Или вадиси» гезитиниң оқурмәнлири. Төвәндики мақалә техи йезилмай туруп чәт әл әхбарат мәркәзлиридин (Вашингтондин) шаир Иминжан Тохтияровқа https://parvaz.kz/index.php/iminjan-tokhtiyarov чапан йепиливатқан көрүнүшни көрүп қалдим. Астиға «бу кишини тонуйдиғанлар болса хәвәр бәрсәңлар» дәп өтүнүпту. Хошаллиғим чәксиз. Чүнки бизниң бир камчилиғимиз, ижаткарлиримизни чәт әлдә әмәс, өзимизниң арисида тонумаймиз. Йә, ялғанму? Бираз күттүм. Тонуштуридиған һеч ким чиқмиғанлиқтин, яздим. «Бу даңлиқ уйғурниң классик шаири Сейит Муһәммәт Қашийниң әвриси, тонулған шаир Иминжан Тохтияров. Бүгүн Уйғур театриниң мудири Дилмурат Баһаровниң уюштурушида Иминжан Тохтияровниң қазақчидин уйғур тилиға тәржимә қилинған Шөмишбай Сариевниң «Дунияни ашиқ көздә қаратсам...» намлиқ китавиниң тонуштуруш мәрасими өтти. Қазақ шаириниң аилиси һөрмәт билдүрүп униңға чапан япти» дәп қисқичила әхбарат бәрдим. Әнди һәқиқитидә немә, қандақ болғанлиғини төвәндики мақалидин оқуп, билисиләр.
14-апрель күни Қуддус Ғожамияров намидики Жумһурийәтлик Академиялик уйғур музыкилиқ комедия театриниң уюштуруши билән «Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби, Биринчи дәрижилик «Барыс» вә «Парасат» орденлириниң, Франц Кафка намидики хәлиқ ара мукапатниң, Мустәқил Тарлан мукапитиниң саһиби, тәтқиқатчи алим, шаир Шөмишбай Нағашыбай оғли Сариевниң уйғур тилиға тәржимә қилинған «Дунияни ашиқ көздә қаратсам...» намлиқ шеирлар топлимини тонуштуруш мәрасими наһайити жуқури дәрижидә өткүзүлди.
|
|
|
|