Open login
Главная Новости
Последние новости
Дуэт «ГүлЯр» – Попурри на уйгурские народные песни
28.07.2023 20:31   

Дуэт «ГүлЯр» – Попурри на уйгурские народные песни

 

Дорогие друзья, всеми любимый дуэт «ГүлЯр» https://parvaz.kz/index.php/gulyar предлагает вашему вниманию еще одно попурри на народные уйгурские песни.

Приятного прослушивания и хорошего настроения вам!

 

Скачать GulYar - Popurri 2 (narodniye pesni)

 

Dim lights Embed Embed this video on your site

 
ГРУЗИЯДИН ХУШ ХӘВӘР!
18.07.2023 19:57   

ГРУЗИЯДИН ХУШ ХӘВӘР!

АЛМУТА - ОЗУРГЕТИ  - АЛМУТА

ГРУЗИЯДИН ХУШ ХӘВӘР!

 

 

5-15 июль күнлири Грузияниң Озургети шәһиридә грузин хәлиқ язғучиси Нодар Думбадзе намидики  IV хәлиқара театрлар фестивали болуп өтти. Униңда Испания, Португалия,  Қазақстан, Өзбәкстан,, Әзәрбәйҗан, Украина вә Грузиядин җәми 25 театр өз һүнирини намайиш қилди. Мәзкүр фестивальниң Адил қазилар тәркивидә Португалия, Түркийә, Шималий Кипр, Әзәрбәйжан дөләтлиридин кәлгән театршунаслар бар.

 

 

 
Реимжан Турганжанов - Болдум диванә
17.07.2023 15:32   

Реимжан Турганжанов -  Болдум диванә

 

Молодой уйгурский исполнитель Реимжан Турганжанов https://parvaz.kz/index.php/reimjan-turganzhanov представляет вашему вниманию свою новую песню «Болдум диванә».

Музыку написали известный композитор Ризайдин Сеитов, а слова поэт-песенник Камунар Турсунов https://parvaz.kz/index.php/kamunar-tursunov .

Приятного прослушивания, друзья!

 

Скачать: Reimjan Turganjanov – Boldum divane(R.Seitov – K.Tursunov)

 

Dim lights Embed Embed this video on your site

 

 

 
Зульяр Кадыров - Дипломант 1 степени
16.07.2023 23:02   

Зульяр Кадыров - Дипломант 1 степени


 

 

С 27 июня по 10 июля в городе Санкт - Петербург проходил Международный  музыкальный конкурс посвященный 150-летию Сергея Васильевича Рахманинова, количество конкурсантов превысило более 120 участников стран СНГ и ближнего Зарубежья.

Участником этого конкурса был и наш Зульяр Кадыров https://parvaz.kz/index.php/zuluar-kadyrov . Он был удостоен звания Дипломанта 1 степени.

От всей души поздравляем Зульяра и желаем ему новых творческих успехов и побед.

Мубарәк болсун!

Ниже  видео презентационного ролика к 150 летию С. В. Рахманинова «Романс Молодго Цыгана» из оперы «Алеко». Для участия в конкурсе.

Концертмейстер Заслуженный деятель РК , Дипломант Международных конкурсов  Жидилова Гульнара Шахановна .

Видео монтаж и сбор информации Сидикова Адилям Адилжановна

 

Dim lights Embed Embed this video on your site

 
Сәһнидә қелишқа лайиқ
16.07.2023 15:06   

Сәһнидә қелишқа лайиқ

 

Әхмәтҗан ИСРАПИЛОВ,

«Uiğur avazi»

 

 

Уйғур театриниң новәттики мәвсүми аяқлашти. Жил давамида тамашибин йеңи вә кона әсәрләр, концерт программилирини көрүп, һөзүрләнди, тәврәнди, арам алди. Мәвсүм «Ғунчәм» билән аяқлашти. Арман қиливедуқ. Көрдуқ. «Ғунчәмниң» сәһнигә қайтип келишини тәқәзалиқ билән күткән тамашибинниң көңли су ичти бу қетим.

Әсәр һәққидә икки еғиз гәп. Зунун Қадирниң қәлимигә мәнсүп мәзкүр әсәр өткән әсирниң 20 — 30-жиллиридики вақиәләрни тәсвирләйду. Бу Ғулҗида йүз бәргән тарихий вақиә екән. Роһи, мәзмуни җәһәттин «Анархан» билән аһаңдаш. Шуниң үчүнму театр режиссерлири уни сәһниләштүрүшкә анчә көңүл бәрмигән еди. Мана, униң 89 жиллиқ тарихида тамашибин «Ғунчәмни» бари-йоқи иккинчи қетим көрүп олтириду. Раст, әсәр «Анархан» билән һәмнәпәс, һәмдәрт. Бу қануний. Чүнки һәр икки вақиә бир дәвирни, охшаш түзүмни тәсвирләйду. Персонажларму шу заманниң типик вәкиллири.

Өмәр шаңию билән униң қув, мәккар аяли Шарванниң көзи тул қалған кәмбәғәл Зориханниң мевизарлиқ беғиға чүшиду. Зориханниң йәнә бир байлиғи — һөснидар, гөзәл қизи Ғунчәм. Ана уни мәрһум сиңлисиниң ялғуз оғли Нурумға четип қоюш армини билән яшайду. Жигит билән қизму бир-биригә ашиқ. Бирақ уларниң мәхситигә йетишкә қол қисқилиғи сәвәп болди. Зорихан әл-жутқа «бир чинә чай» бәрмәй, яшлар бәхитлик болалмайду, дәп һесаплайду. Йәни, муәллип хәлқимизниң йәнә бир есил хислитини — ғурурниң гадайлиқтин жуқури екәнлигини әйнә шундақ ипадиләйду.

Өмәр билән Шарванниң мәхситигә йетишигә ялақчи, күн көрүш, бейиш үчүн анисиниму сетиветишкә тәйяр вә һәйяр Басит мәнпийәтдар. Улар той қилиш үчүн ишләп, дәсмийә тепишниң ғемини қилип жүргән Зориханни алдап, жигитни жирақ бир йәргә ишқа әвәтиветиду. Андин Нурумниң йоқлуғини пайдилинип, Өмәр шаңию Ғунчәмни кичик хотунлуққа алмақчи болиду.

Бейишнила әмәс, һөзүр-һалавәтниму әла көридиған шаңиюни жирақни көзләйдиған аяли қиниға салиду. «Икки тошқанни бир таяқта өлтүрүш» койида жүргән Шарван әркә вә саддә оғли Сейитқа Ғунчәмни елип бәрмәк болиду. Аңғичә Зорихан уштумтут өлүп қалиду. Бу зораванларға оң ямпаштин келиду. Өлүм узитишни өз һөддисигә алған шаңию Зориханниң өй-вақи, беғиниму шу чиқимлар бәдилигә өзигә қаритивалиду. Ғунчәмниму чакар-өй дедигигә айландуриду.

 

 
Абдурешит Һошуров —Сән яр
05.07.2023 21:14   

Абдурешит Һошуров —Сән яр

Бир өмүр сөйгән ярниң отидәк жүрәккә арам беғишлар сезим йоқ болса керәк. Чүнки у сени сөйүш арқилиқ бар өмрини саңа беғишлиди. Өз арзу-арманлирини сениң арманлириң билән бағлиди. Сени сөйди саңа көйди, саңа көнди...

Талантлиқ вә аммибап нахшичи Абдурешит Һошуровниң  https://parvaz.kz/index.php/abdureshyt-ushurov нөвәттики йеңи нахшисиниңму мәзмуни мошундақ.  Қени ундақ болса өмүрлүк жүптиңизгә бу нахша арқилиқ өз миннәтдарлиғиңизни, сөйгүңизни йәнә бир қетим изһар қилип қоюң!

Абдурешит Һошуров —Сән яр

муз:  И. Мәшүров

сөз:  М. Тохтахунов

 

Скачать песню: Abdureshit Ushurov – San yar (I.Mashurov – M.Tokhtakhunov-Panjimiy)

 

Dim lights Embed Embed this video on your site

 

 
Назугум Аюпова - Левән Яла
03.07.2023 21:34   

Назугум Аюпова - Левән Яла

 

После небольшого перерыва уйгурская певица Назугум Аюпова https://parvaz.kz/index.php/nazugum-aypova представляет вашему вниманию песню

"Левән Яла".

Nazugum Ayupova - Levan Yala.

Уйғур хәлиқ аһаңлири

Песня из репертуара Дилары Абдушукур (СУАР, КНР)

Песня была исполнена с разрешения певицы

 

Скачать песню: Nazugum Ayupova - livan Yala (Uyghur khalik akhanliri)

 

Dim lights Embed Embed this video on your site

 

 
Михрат Рахметжан - Салам дәңлар
21.06.2023 18:31   

Михрат Рахметжан - Салам дәңлар

 

Mihrat Rahmetjan - Salam Danlar

Uyghur Folk Song

Михрат Рахметжан https://parvaz.kz/index.php/myhrat-rahmetjanov – Әссаламу әләйкүм әзиз тамашибин қериндашлар!

Силәрниң диққитиңларға "Салам дәңлар" намилиқ Уйғур хәлқиниң хәлиқ нахшисини йеңичә услубта ишләп көрдуқ, тиңшап һозурланғайсиләр!

Маңа мошу нахшини ишләштә көп ярдәм қилған акилирим -

Дутар, тәмбир - Марат Норузов @marat_noruzov

Сатар - Абдумутәллип Жалалов @abdimtallip

Дап - Назим Палтахунов @nazim_doira_

Аранжировка - Расул Марупов @rassul_marup

Бу акилиримға көп рәхмитимни ейтимән.

@mikhrat_rakhmetjan_official


Скачать песню Mikhrat Rakhmetjan - Salam Danlar (khalik nakhshisi)

 

Dim lights Embed Embed this video on your site

 

 
Сәнъәттә чегара йоқ
29.05.2023 13:50   

Сәнъәттә чегара йоқ


Йеқинда Түркияниң Анталия шәһиридә дунияға тонулған қазақстанлиқ нахшичи Димаш Қудайбергенниң концерти болуп, униңда атақлиқ сәнъәткарниң тәкливи билән уйғур жигит Расул Һосманов https://parvaz.kz/index.php/rasul-usmanov ана тилида «Мәҗнунтал» нахшисини орунлап бәрди. Бу иҗтимаий торларда һәрхил пикирләрни һасил қилди. Болупму Расулниң достиниң миллитимиз намиға ейтқан иллиқ ләвзи оқурмәнләрдә қизиқиш вә қизғиниш отлирини һасил қилғини һечким үчүн сир әмәс.

Бәхтишат СОПИЕВ,

«Uiğur avazi»  гезити, 25.05.23

 

Концерт давамида Димаш: «Биз, қазақлар, бағримиз кәң, наһайити меһриван хәлиқ. Көпмилләтлик елимиздә, худди бизгә охшаш, меһир- муһәббити чәксиз әҗайип милләт бар. У – уйғурлар. Мениң йеқин достум Расул Һосманов әйнә шу милләтниң вәкили. Мән әйнә шу сәнъәтсөйәр хәлиқниң «Мәҗнунтал» намлиқ нахшисини сөйүп тиңшаймән. Пурсәттин пайдилинип, әшу нахшини ағинәмниң орунлап беришини халиған болар едим. Тамашибинларниң мени қоллайдиғиниға ишәнчим камил. Достум, қени бу яққа кәл...» дәп микрофонни Расулға бәрдидә, өзи синтезаторда нахшиға тәңкәш қилишқа башлиди.

– Күтүлмигән бу тәклиптин аң-таң болғиним раст. Чүнки концертниң программисида бу нахша йоқ еди, – дәйду Расул биз билән болған сөһбәттә. – Дәсләп Димашни, адәттикидәк, һәзиллишиватиду дәпму ойлидим. Лекин у мениң сәһниниң төригә келишимни қәтьий тәләп қилди. Униң бу тәкливини, әлвәттә, рәт қилалмидим. Нахшини бар вуҗудум билән орунлашқа тириштим. Димаш жигирмә миң тамашибинниң алдида уйғурларни тилға елип, маңила әмәс, хәлқимгә өзиниң сәмимий достлуғини изһар қилди. У күнки концерт, у дәқиқә мениң жүригимдә мәңгү сақлинип қалиду. Нахша түгиши билән, қучиғимни кәң ечип, Димашни бағримға мәккәм бесип, униңға өзәмниң һәм хәлқимниң миннәтдарлиғини изһар қилдим. Пүтүн зал гүлдүрлигән алқишлар билән орунлиридин туруп, чуқиришип кәтти. Тәрәп-тәрәптин «Ярайсән, Димаш!», «Ярайсән, Расул!» дегән авазларни аңлидим. Узақ яңриған алқишлар икки хәлиқниң достлуғини, инақлиғини мәдһийилигәндәк билинди, маңа.

Расул ейтқандәк, бизму бу көрүнүшни тамашә қилғанда, әң алди билән Димашқа апирин ейттуқ. Иҗтимаий торларда һәрхил милләт вәкиллири Димашниң бу һәрикитигә өзлириниң иҗабий пикирлирини йезип қалдурупту. «Бүгүнки күндә Димаш – түрлүк милләтләрниң бешини қошуватқан йоруқ юлтуз. У хәлиқара сәһнидә достлуқни, иттипақлиқни тәрғип қиливатқан течлиқ мәшьили» дәп йезипту Алена исимлиқ россиялик.

«Расулниң нахша ейтқини – милләтларара достлуқниң әң ярқин бир көрүнүши болди», дәп йезипту түркиялик бир қериндишимиз.

Мошуниңға охшиған нурғунлиған иҗабий изаһларни оқуғансири, сәнъәттә чегариниң йоқ екәнлигигә, йәнә бир мәртә көз йәткүздуқ.

 

 


Страница 4 из 218