Әссаламму әләйкүм, достлар!
Силәрниң диққитиңларға хәлқимизниң пәхирлик оғлани Мурат Насыровниң https://parvaz.kz/index.php/murat-nasyrov хатирисигә беғишланған VII - Дөләтлик конкурс қатнашқучилири һәм меһманлири билән болған сөһбәтни һавалә қилмақчимиз!
Радио-журналист Гульжамал Аметбакиева, программа "Достлуқ" на "Қазақ радиосы", 101 FM
Dim lights
Embed Embed this video on your site
Арамбәхш дәмләрни беғишлиди
Арамбәхш дәмләрни беғишлиди
Һазир немә көп – нахшичи көп. Һәқиқий талант егилирини пәқәт уларниң қабилийитини синайдиған конкурс-мусабиқиләрдә ениқлаш мүмкин. Йеқинда әйнә шундақ атақлиқ эстрада юлтузи, ярқин сәнъәткар, мәрһум Мурат Насиров намидики VII хәлиқара конкурс тонулған сәнъәткар Полат Һезимовниң тәшәббуси вә ҖУЭМ йенидики «Җанан» хәйрихаһлиқ аяллар фондиниң уюштуруши билән «Алатау» Мәдәнийәт өйидә өтти.
Шәмшидин АЮПОВ,
«Уйғур авази», 14.12.22
Тәкитләш керәкки, бийил бу конкурсниң географияси кәңийип, униңға жигирмидин ошуқ яш сәнъәткарлиримиз, шундақла Норвегиядин, Түркиядин, Қирғизстандин вә Ташкәнттин яш нахшичи қиз-жигитлиримиз қатнашқанлиғи һәммимизни хошал қилди. Шундақ қилип, ушбу сәнъәт көрүгигә Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаплири Ялқунҗан Шәмиев, Пәрһат Давутов, көрнәклик сәнъәткар Гүлбаһар Әхмәдиева, продюсер Гүлвира Илахунова-Яри, тонулған нахшичилар Ярмәһәмәт Калашиев, Ринат Баситов кәби сәнъәткарлар қазилиқ қилди.
"Үмүт юлтузлири" топи - "Хош ярим"
"Үмүт юлтузлири" топи - "Хош ярим"
Əссаламу əлəйкүм қиммәтлик достлар! Диққитиңларға "Үмүт юлтузлири" топи https://parvaz.kz/index.php/ymyt-yultuzliri , новәттики "Хош ярим" намлиқ нахшисини тәғдим қилиду!
Сөзи Сабирәм Әнвәрваниң.
Музыкиси Үмүт Мәнсүровниң.
Dim lights
Embed Embed this video on your site
Она была одной из самых популярных артисток Казахстана
Она была одной из самых популярных артисток Казахстана
Статья в газете «Огни Алатау» за 07.12.2022
Недавно театральная общественность республики отметила 100-летие со дня рождения известной уйгурской актрисы и певицы, Народной артистки Казахстана Рошангуль Саитовны Илахуновой https://parvaz.kz/index.php/roshangul-ilakhunova . К сожалению, это имя сейчас мало о чем говорит, но в далекие 1940-1960-е годы с творчеством Р. Илахуновой были знакомы многие казахстанцы. Накануне юбилея выдающейся артистки в южной столице на доме, где она жила с супругом Народным артистом КазССР Махпиром Бакиевым, установили мемориальную доску.
Мемориал тахта орнитилди
Уйғур кәспий театр сәнъитиниң тарихида өчмәс из қалдуруп кәткән Қазақстан хәлиқ артисти Рошәнгүл Илахунованиң https://parvaz.kz/index.php/roshangul-ilakhunova туғулғиниға бийил 100 жил толди. Униң йолдиши — Қазақстан хәлиқ артисти Мәхпир Бақиевму миллий сәнъитимизниң риваҗлинишиға салмақлиқ төһпә қошқан сәнъәткар.
Миллий сәнъитимизниң йоруқ юлтузи
Миллий сәнъитимизниң йоруқ юлтузи
«Уйғур авази» гезити, 16№11№22
Қазақстан хәлиқ артисти Рошәнгүл Илахунованиң туғулғиниға – 100 жил)
Кәспий Уйғур театри тарихиға нәзәр салидиған болсақ, униң сәһипилирини шундақ сәнъәткарлар безәп туридуки, улар һәққидә зор иштияқ, илһам билән язғиңиз келиду. Чүнки улар тамашибинлиримизға шатлиқ вә һөзүр-һалавәт дәмлирини бәхш әткән, бизниң сәнъәт алимигә болған меһир-муһәббитимизни һәссиләп ашурған, маһарити билән бәһримән қилған әмәсму! Әйнә шундақ сәнъәткарлиримизниң бири – Қазақстанниң Хәлиқ артисти Рошәнгүл Илахунованиң туғулғиниға бу күнләрдә 100 жил толди. Уйғур театриниң қурулғиниға сәл кам 90 жил болған болса, униң әллик жиллиқ паалийити нәқ Рошәнгүл Илахунованиң https://parvaz.kz/index.php/roshangul-ilakhunova мубарәк исми билән чәмбәрчас бағлиқ. Һәқиқәтәнму, биз бу исимни аңлиғинимизда Қазақстандики уйғур сәнъитиниң пүтүнсүрүк бир дәврини көз алдимизға кәлтүримиз. Униң паалийити арқилиқ сәнъәтхумар хәлқимизниң сехирлиқ саз-нахшилири яки сәһнә қоюлумлири биләнла әмәс, бәлки кәспий Уйғур театр сәнъитиниң Улуқ Вәтән уруши вә униңдин кейинки мүшкүл жиллардики тәкамуллишиш җәрияни билән толуқ тонушушқа болиду. У шиҗаәтлик меһнити түпәйли театримизниң йепилип кетишигә йол бәрмигән санақлиқ сәнъәткарлиримизниң биридур. Шундақла Рошәнгүл Илахунова чеһрисидин сәмимий күлкиси кәтмәйдиған, сәньәткә, һаятқа, адәмләргә болған муһәббити билән бөләкчә пәриқлинип туридиған әҗайип нурлуқ сима сүпитидә қәлбимиздә сақлинип келиватиду.
« ... Сәнъәт – мени таллиғанмекин»
« ... Сәнъәт – мени таллиғанмекин»
Жумһурийәтлик «Іле өңірі – Или вадиси» гезити.
17.11.2022ж. санида йоруқ көргән сөһбәт.
Гезитимиз үчүн мәхсус сөһбәт.
Рейимжан Аблекимоғли Һәмраев -
« ... Сәнъәт – мени таллиғанмекин»
Тәржимәһал сәһиписидин: - даңлиқ «Дәрвишләр» топиниң әзаси һәм униң асасчилириниң бири Рейимжан Һәмраев 1965-жили, 5-ноябрьда илгәрки Челәк наһийәсигә қарашлиқ (һазирқи Әмгәкчиқазақ – И.Т.) қедимий уйғур жутлиридин һесапланған Қаший жути – Байсейит йезисида туғулған. Хошна сабиқ «Челәк» тамака совхози Октябрь йезисидики он жиллиқ билим дәргаһини тамамлиған. Андин Алмута шәһиридики Энергетика институтиниң радиотехника вә алақә бөлүмидә тәһсил көргән. Икки жил һәрбий хизмәттә болған. Өйләнгән, икки пәрзәнти, бир нәвриси бар.
Төвәндә гезитимиз мухбири Иминжан Тохтияровниң Рейимжан Һәмраев билән болған сөһбитини оқурмәнләр диққитигә һавалә қиливатимиз.
И.Т. – Рейимжан, вақтиңниң қислиғини яхши билимән. Шуниңға қаримай биз билән сөһбәтлишишкә разилиқ бәргиниңгә миннәтдарлиқ билдүримән.
Р.Һ – рәхмәт. Ака өзәң яхши билисән, һазирқи технологияләр тәрәққий әткән йәни униңсиз һеч бир иш пүтмәйдиған заманда вақит һәққиқәтәнму қис болуп кетип бариду. Мәсилән, аилә, топ мәшғулати, гастрольлар, мухбирларға сөһбәт бериш, жумһурийитимиз даирисидә өткүзилип туридиған мәдәний чарә – тәдбир, мәрасим... вә һаказилар һәққидә шундақ дейишим мүмкин. Һәттаки өзәмниң мәхсус сайтимда күндилик һаятимизда йүз бериватқан у – бу йеңилиқ, елан, хәвәрләрни йорутуш мәхситидә кечиләп дегидәк компьютер алдида олтиришқа тоғра келиду.
Театрлар фестивали өтти
«Уйғур авази» гезити, 10.11.22
Алмутида 1 — 7-ноябрь күнлири арилиғида қазақ хәлқиниң улуқ язғучиси М.Әвезовниң 125 жиллиғиға беғишланған Мәркизий Азия әллири театрлириниң VIII хәлиқара фестивали өтти. Униңға Татарстан, Қазақстан, Өзбәкстан, Қирғизстан, Таҗикстан вә Әзәрбәйҗан театрлири, җәми 11 театр қатнашти. Мәзкүр фестивальниң асасий мәхсити – Мәркизий Азия дөләтлириниң мәдәнийәт вә театр саһасидики алақилирини күчәйтиш, иҗадий идеялар вә тәҗрибиләрни алмаштуруштин ибарәт.