"Дәрвишләр" топиниң продюсери, солисти һәм тонулған композитор Дилмурат Баһаров билән аталмиш топниң қатнашқучиси Реһимжан Һәмраев Қазақстан Жумһурийитиниң Президенти ҚАСИМ-ЖОМАРТ КЕМЕЛ ОҒЛИ ТОҚАЕВНИҢ Пәрмани билән Қазақстан Хәлқи Ассамблеясиниң рәиси, Қазақстан Жумһурийитиниң Тунжа Президенти, Елбасы НУРСУЛТАН ӘБИШ ОҒЛИ НАЗАРБАЕВНИҢ қоли қоюлған "Қазақстан Хәлқи Ассамблеясиға - 25 жил" мәрикилиқ медали билән мукапатланди. Медальни Қазақстан Хәлқи Ассамблеяси рәисиниң орунбасари ЖАНСЕЙИТ ҚАНСЕЙИТ ОҒЛИ ТҮЙМЕБАЕВНИҢ тапшуруғи билән Қазақстан Жумһурийитиниң Әхбарат вә ижтимаий тәрәққият министрлигиниң "Қоғамдық келісім" мәһкимисиниң мудири МАЛИК НУРЖАН ОҒЛИ ОТАРБАЕВ тапшурди.
"Дәрвишләр" топи – «Өз новитидә Қазақстандики милләтләр ара достлуқни һәм иттипақлиқни мустәһкәмләштики әмгигимизгә жуқури баһа бәргини үчүн чоң рәхмәт ейтимиз».
Достар, қуанышты хабар!
"Дервиштер" тобының продюсері, солисті, танымал композитор Дилмурат Бахаров пен аталмыш тобтың қатысушы Раим Хамраев Қазақстан Республикасының Президенті
ҚАСЫМ-ЖОМАРТ КЕМЕЛҰЛЫ ТОҚАЕВТЫҢ Жарлығымен, Қазақстан халқы Ассамблеясының Төрағасы, ҚР Тұңғыш Президенті – Елбасы НҰРСҰЛТАН ӘБІШҰЛЫ НАЗАРБАЕВТЫҢ қолы қойылған "Қазақстан халқы Ассамблеясына – 25 жыл" мерейтойлық медалімен марапатталды. Медальді
Қазақстан халқы Ассамблеясы Төрағасының орынбасары ЖАНСЕИІТ ҚАНСЕИІТҰЛЫ ТҮЙМЕБАЕВТЫҢ тікелей тапсырмасымен Қазақстан Республикасы Ақпарат және әлеуметтік даму министрлігінің «Коғамдык келісім» Республикалық мемлекеттік мекемесінің директоры МӘЛІК НҰРЖАНҰЛЫ ОТАРБАЕВ табыс етті.
"Дервиштер" тобы – «Қазақстан халқының достығын нығайтудағы еңбегімізге жоғары баға бергені үшін үлкен алғысымызды білдіреміз».
Композитор, «Яшлиқ» вә «Сада» ансамбльлириниң асасини салғучиларниң бири, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Қәһриман Иминов бу күнләрдә 70 яшқа толди. Пурсәттин пайдилинип, гезитханларға сәнъәткарниң һаят йоли һәққидә ейтип өтүшни тоғра көрдуқ. Әлвәттә, сөһбитимиз сәнъәткарниң ата-аниси вә униң балилиғидин башланди.
– Мениң ата-анам сәнъәттин тамамән жирақ адәмләр болди, – дәйду Қәһриман ака. – Амма һәдәм Һаваханниң сәнъәткә қизиқиши зор еди. Һели мәрһум һәдәм Үрүмчи шәһиридики сәнъәт институтини тамамлап, Қумул шәһиридики сәнъәт өмигидә дәсләп уссулчи, андин актер болуп ишлиди. Мән болсам кичигимдила миллий саз әсвапларни, домбра, гитараларни челишни яқтураттим. Мән 12 йешимда, йәни 1962-жили тарихий Вәтинимиздин һәдәм билән бу яққа көчүп чиқтуқ. Ата-анам у тәрәптә қалди. Һәдәм иккимиз Шәрқий Қазақстан вилайитиниң Аягөз шәһиригә орунлаштуқ. У йәрдә икки синипни тамамлиғандин кейин, Ташкәнт шәһиридә туридиған чоң дадимиз келип, бизни шу яққа көчирип елип кетиду. Ташкәнттә бир жилчә турдуқтә, Җәнубий Қазақстанниң Сарыағаш шәһиригә қайтип кәлдуқ. Шу йәрдә оттура мәктәпни тамамлап, армия сепигә атландим. Армиядин қайтип келип, шәһәр рәһбәрлигигә иш сорап барғинимда, Мәдәнийәт өйидә ишләш тәкливини бәрди. Шу йәрдә ишләп жүрүп, мән гитара, домбриларда ойнаш маһаритимни техиму ашурдум.
Бир күни Мәдәнийәт өйигә Алмутидики Ж.Елебеков намидики җумһурийәтлик эстрада-цирк училищесиға балиларни елиш үчүн шу вақиттики училищениң мудири Қазақстан Җумһурийитиниң хәлиқ артисти Гүлжаһан Ғалиева келип, конкурс өткүзди. Мән балиларниң һүнәрлирини намайиш қилип, кәйнидә олтардим. Конкурс пүткәндин кейин «Гүлжаһан тәте, мениңму һүниримни көрүп бақсиңиз» дедим. У киши маңа қарап «сән қайси әсвапта ойнайсән?» дәп сориди. Мән «домбрида» дедим. У маңа һәйран болуп «һә, ойнап көр» деди. Домбрида Қурмағазыниң күйини челип бәрдим. У болса: «Өмрүмдә уйғур балисиниң домбра чалғини биринчи қетим көрүватимән» дәп һәйран қалди.
Любви не бывает без музыки, а музыка процветает благодаря тому, что композиторы десятилетиями пишут любовные послания своим реальным или воображаемым возлюбленным.
Дорогие друзья! Карантин карантином, но наши музыканты и исполнители даром время не теряют. Пока сфера музыкальной индустрии у нас закрыта, они создают на студиях свои новые песни. Вот одна новость из этой темы.